Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • Тарихнамә 1-язма 14
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

Башқа тәрҗимиләр

Айәт санини бесип, қатар айәтләрни көрүң.
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
  • 1
  • 2
  • 3
  • 4
  • 5
  • 6
  • 7
  • 8
  • 9
  • 10
  • 11
  • 12
  • 13
  • 14
  • 15
  • 16
  • 17
Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
Тарихнамә 1-язма 14:1—17

Тарихнамә 1-язма

14 Тирниң шаһи Хирам Давутқа әлчиләрни әвәтип, улар билән кедр яғачлирини, тамлар үчүн ташларни йонудиған ишчиларни вә униңға өй селип беридиған яғашчиларни әвәтип бәрди. 2 Шуниңдин Йәһва уни Исраилниң үстидин падиша қилип бәкиткинини Давут билди. Униң падишалиғи Исраилниң, Униң хәлқиниң, үстидин егиз көтирилгининиму һис қилди.

3 Давут Йерусалимда йәнә башқа аялларға өйләнди вә оғул-қизларни туғди. 4 Мана униң Йерусалимда туғулған пәрзәнтлириниң исимлири: Шаммуй, Шобаб, Натан, Сулайман, 5 Йибхар, Әлишува, Әлфәләт, 6 Ногаһ, Нәфәг, Йапия, 7 Елишама, Биәлиада вә Әлифәләт.

8 Филистийәликләр Давутниң пүткүл Исраил үстидин падишалиққа майланғинини аңлап, Давутни издәшкә барлиғи чиқти. Давут буни аңлап, уларға қарши маңди. 9 Филистийәликләр келип, Репайимлар вадисида орунлашти. 10 Давут Худадин сорап: «Мән филистийәликәрға қарши чиқайму һәм Сән уларни қолумға тапшурамсән?»— дәп мураҗиәт қилди. Йәһва җававән: «Чиқ, Мән уларни қолуңға өткүзимән»,— деди. 11 Улар Баал-Пиразимға келип, Давут шу йәрдә дүшмәнлирини қиривәтти. Давут: «Һәққаний Худа дүшмәнлиримни, кәби су жүгригәндәк, мениң қолум арқилиқ таритивәтти»,— деди. Шуңлашқа ушбу җайниң нами Баал-Пиразим. 12 Филистийәликләр шу йәрдә өз худалирини ташлиди. Уларни Давутниң пәрмани бойичә отта көйдүривәтти.

13 Филистиялиқлар қайта келип, вадида маканлашти. 14 Давут Худани йәнә сориди вә һәқ Худа униңға: «Уларни қоғлима, уларни айлинип, бака өсүмлиги чатқаллиғидин уларға йеқинлаш. 15 Бака чатқаллиғи үстидә меңиш тавушини аңлиғанда, шу вақитта җәң башла, чүнки һәқ Тәңри Филистия қараргаһини уҗуқтурушқа алдиңда маңди»,— деди. 16 Давут һәқиқий Худа униңға әмир қилғандәк, һәммини қилди. Улар Филистия станини Гибиондин башлап, һәтта Гәзәрғичә қиривәтти. 17 Ушбу вақиә арқилиқ Давутниң исми барлиқ зиминларда мәшһур болди вә Йәһва уни һәммә хәлиқләр үчүн қорқунучлуқ қилди.

Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
Чекинип чиқиш
Тизимлитип кириш
  • Уйғур (кирилл йезиғи)
  • Бөлүшүш
  • Баплашлар
  • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
  • Пайдилиниш шәртлири
  • Мәхпийлик сәясити
  • Мәхпийәтлик тәңшәклири
  • JW.ORG
  • Тизимлитип кириш
Бөлүшүш