Тарихнамә 1-язма
4 Йәһуданиң оғуллири: Парес, Есром, Карми, Һур, Шобал. 2 Шобалниң оғли Риая Яхатни туғди. Яхат Ахумай билән Лаһадни туғди — булар Зораһларниң қәбилилири. 3 Етамлиқларниң атисидин төвәндикиләр төрәлди: Йизриәл, Йишма, Йидбаш вә уларниң Һазләлпони исимлиқ қериндиши. 4 Гәдорниң атиси Пенуел вә Хушаһниң атиси Езер. Мана булар бәйтләһәмликләрниң атиси Ефратаниң тунҗиси Һурниң оғуллири. 5 Текояниң атиси Ашхурниң икки аяли, Хела һәм Наара, болған еди. 6 Наара униңға Ахузамни, Хетерни, Темнийни вә Ахаштарийни туғуп бәрди. Булар Наараниң оғуллири. 7 Хеланиң оғуллири: Зерет, Йисхар вә Етнан. 8 Кос Анубни, Зобебани вә Һарумниң оғли Ахархелниң әвлатлирини туғди.
9 Ябез бурадәрлириниң арисида әң әласи еди. Аниси: «Мән дәрт билән бошандим»,— дәп, униңға Ябез исим қойди. 10 Ябез Исраил Худасиға илтимас қилип: «Әгәр Сән мени Өз бәрикитиң билән мубарәкләп, чегарилиримни кәңәйтип, Сениң қолуң мән билән болуп, қайғу-һәсрәт чәкмишим үчүн, мени зулумдин қоғдисаңди!»— дәп илтиҗа қилди. Шуниң билән Худа униңға сориған нәрсини һәдийә қилди.
11 Шухаһниң акиси Хелуб Махирни туғди, бу болса Ештонниң атиси еди. 12 Ештон Бейтратани, Пасеяхни вә Ирнахаш шәһириниң атиси Техинни туғди. Ушбу Реханиң турғунлири. 13 Кеназниң оғуллири: Отнийел һәм Серая. Отнийелниң оғуллири: Хатат. 14 Меонотай Опраһни туғди, Серая болса яғашчилар тәвәси турғунлириниң атиси Йоабни.
15 Йәфонияниң оғли Халебниң оғуллири: Иру, Ила вә Наһам. Елаһниң оғуллири: Кеназ. 16 Йеһаләләлниң оғуллири: Зиф вә Зифаһ, Тирия вә Асариел. 17 Әзраһниң оғуллири: Йәтәр, Мәрәд, Әпәр вә Ялон. Униң аяли Мариамни, Шаммайни вә Әштәмоаниң атиси Ишбахни туғуп бәрди. 18 Униң йәһудий аяли Гәдорниң атиси Йәрәдни вә Зановахниң атиси Хеверни туғди. Мана булар пирәвнниң қизи Битяһниң оғуллири. Уни өзигә Мәрәд алған еди.
19 Қийлаһниң атиси Нахамниң һәдиси, Һодияниң аялиниң оғуллири: гармиялиқлар, әштәмоалиқлар вә маахалиқлар. 20 Шимонниң оғуллири: Амнон вә Риннаһ, Бәнханан вә Тилон. Йишиниң оғуллири: Зохет вә Бензохет.
21 Йәһуданиң оғли Шелаһниң оғуллири: Леханиң атиси Ир, Марәшаниң атиси Лада Бәйт-Ашбеяниң өйидә назук рәхт чиқиридиған қәбилиләр. 22 Шундақла Йоқим, Козебаниң турғунлири, Йоаш вә Сараф, улар Моаб вә Йашувилеһем үстидин егидарчилиқ қилатти. Амма бу қедимий вақиәләрдур. 23 Улар сапалчилар болуп, бағларда вә сепилниң ичидә падишаниң ишлирини бәҗирип, яшатти.
24 Шимонниң оғуллири: Йемуил, Ямин, Яриб, Зараһ, Саул. 25 Униң оғли Шаллум, униң оғли Мибсам, униң оғли Мишма. 26 Мишманиң оғуллири: Хаммуел, униң оғли Закхур, униң оғли Шимей. 27 Шимейниң 16 оғли вә 6 қизи болған еди. Униң қериндашлириниң оғуллири анчә көп болмиған еди, шуңа уларниң қәбилилири Йәһуда оғуллириниң қәбилисидәк көпсанлиқ әмәсти. 28 Улар Бәәршәбада, Моладада, Хазар-Шуалада, 29 Билһаһда, Әзәмда, Толадда, 30 Бәйтуелда, Хормаһда, Зиқлақта, 31 Бәйт-Маркаботта, Хазар-Сусимда, Бәйт-Бирида вә Шааримда истиқамәт қилатти. Мана, уларниң Давут һөкүмранлиғичә болған шәһәрлири.
32 Уларниң әтрапидики җайлар: Етам, Айин, Риммон, Фокен вә Ашан — бәш шәһәр. 33 Шундақла ушбу шәһәрләрниң өп-чөрисидә Баалғичә болған йезилар. Мана уларниң маканлири вә нәсәбнамилири. 34 Мишобаб вә Ямлек, Амазияниң оғли Йошия. 35 Асиелниң оғли, Сераяниң оғли, Йошибийниң оғли Йәһу вә Йоел, 36 Әлионай, Яқуп, Йишохая, Асая, Адиел, Йешимиил вә Беная. 37 Шемаяниң оғли, Шимриниң оғли, Йидаяниң оғли, Аллонниң оғли, Шифиниң оғли Зиза. 38 Мәзкүр исимлири бойичә саналған кишиләр өз қәбилилириниң бәглири болуп, уларниң уруқ-әвлади кәң тарқалди. 39 Улар отарлири үчүн яйлақларни издәп, вадиниң шәрқий тәрипи, Гәдорғичә йәтти. 40 Һәм мунбәт вә яхши яйлақларни, һәммә тәрәптин кәң-таша йәрни тапти. У хатирҗәм вә теп-теч зимин еди, авал бу йәрдә һәмлиқлар яшиған еди. 41 Булар, исим-нәсиби йезилғанлар, Йәһуда падишаси Хизқияниң дәвридә берип, чедирларда яшиғанларни вә уларда болған маонлуқларни қиривәтти. Уларни ләнәткә тутуп, мошу күнгичә шу йәрдә маканлашмақта, чүнки падилири үчүн бу яхши яйлақлар.
42 Уларниң арисидин, Шимонниң оғуллиридин, 500 адәм Сәир теғиға берип, уларниң башчилири болди: Пилатия, Неаряһ, Рифая вә Узиил — Йишиниң оғуллири. 43 Улар шу йәрдә яшаватқан амаләкләрниң қалдуғини уҗуқтуруп, мошу күнгичә шу йәрдә яшимақта.