Тарихнамә 1-язма
6 Ләвийниң оғуллири: Гирсон, Каав вә Мерари. 2 Каавниң оғуллири: Амрам, Йисхар, Һиброн вә Узиил. 3 Амрамниң балилири: Һарун, Муса вә Мариам. Һарунниң оғуллири: Надаб, Абиһуд, Елиазар вә Итамар. 4 Елиазар Пинихасни туғди, Пинихас Абишуйни туғди. 5 Абишуй Букийни туғди, Буккий Уззийни туғди. 6 Уззий Зерахияни туғди, Зерахия Мирайотни туғди. 7 Мирайот Амарияни туғди, Амария Ахитубни туғди. 8 Ахитуб Садокни туғди, Садок Ахимаасни туғди. 9 Ахимаас Азарияни туғди, Азария Йохананни туғди. 10 Йоханан Сулайман Йерусалимда салған ибадәтханида муқәддәс хизмәтни қилған Азарияни туғди.
11 Азария Амарияни туғди, Амария Ахитубни туғди. 12 Ахитуб Садокни туғди, Садок Шаллумни туғди. 13 Шаллум Хилқияни туғди, Хилқия Азарияни туғди. 14 Азария Сераяни туғди, Серая Йосадокни туғди. 15 Йәһва йәһудийлар билән йерусалимлиқларни Нәбуқәднәсәр қоли арқилиқ йәр авдурғанда, Йосадок Бабилға барди.
16 Ләвийниң оғуллири: Гирсон, Каав вә Мерари. 17 Мана Гирсон оғуллириниң исимлири: Ливни вә Шимей. 18 Каавниң оғуллири: Амрам, Йисхар, Һиброн вә Узиил. 19 Мерариниң оғуллири: Махли вә Муши.
Мана Ләвийниң әвлатлири бойичә қәбилилири. 20 Гирсонниң оғли Ливни, униң оғли Яхат, униң оғли Зиммаһ, 21 униң оғли Йоах, униң оғли Иддо, униң оғли Зараһ, униң оғли Йетрай. 22 Каавниң оғуллири: Аминадаб, униң оғли Кораһ, униң оғли Ашер, 23 униң оғли Әлқана, униң оғли Абиасаф, униң оғли Ашер, 24 униң оғли Тахат, униң оғли Уриел, униң оғли Уззия, униң оғли Саул. 25 Әлқананиң оғуллири: Амасай, Ахимот. 26 Әлқананиң оғуллири: Зотай, униң оғли Наһат, 27 униң оғли Елиаб, униң оғли Йәрохам, униң оғли Әлқана. 28 Самуилниң оғуллири: тунҗиси Вашни, андин Абия. 29 Мерариниң оғуллири: Махли, униң оғли Ливни, униң оғли Шимей, униң оғли Узза, 30 униң оғли Шиммаһ, униң оғли Хаггий, униң оғли Асая.
31 Мана буларни Давут келишим сандуғи орнини тепип, течлиқ орнитилғанда Йәһва өйидә нахша-саз қилишқа бәлгүлиди. 32 Улар нахша-сази билән жиғин чедирида, Сулайман падиша Йерусалимда Йәһваниң ибадәтханисини тиклигичә, хизмәт қилди. Улар өз тохтамлири бойичә хизмитигә туратти. 33 Мәзкүр кишиләр һәм уларниң оғуллири новәт билән хизмәт өтәтти. Каавниң оғуллиридин: нахшичи Һеман, у Йоелниң оғли, Самуилниң оғли, 34 Әлқананиң оғли, Йәрохамниң оғли, Елиилниң оғли, Тоахниң оғли, 35 Сутниң оғли, Әлқананиң оғли, Махатниң оғли, Амасайниң оғли, 36 Әлқананиң оғли, Йоелниң оғли, Азарияниң оғли, Зәфанияниң оғли, 37 Тахатниң оғли, Ашерниң оғли, Абиасафниң оғли, Кораһниң оғли, 38 Йисхарниң оғли, Каавниң оғли, Ләвийниң оғли, Исраилниң оғли.
39 Униң қериндиши Асаф оң тәрәптә туратти. Асаф Бәрәкияниң оғли, Шиммаһниң оғли, 40 Микаилниң оғли, Васеяниң оғли, Малхеяниң оғли, 41 Етнийниң оғли, Зараһниң оғли, Адаяниң оғли, 42 Етанниң оғли, Зиммаһниң оғли, Шимейниң оғли, 43 Яхатниң оғли, Гирсонниң оғли, Ләвийниң оғли.
44 Мерариниң оғуллири, уларниң қериндашлири, сол тәрәптә туратти: Етан Кишийниң оғли, Авдийниң оғли, Маллухниң оғли, 45 Хашавияниң оғли, Амазияниң оғли, Хилқияниң оғли, 46 Амзиниң оғли, Банийниң оғли, Шемерниң оғли, 47 Махлиниң оғли, Мушиниң оғли, Мерариниң оғли, Ләвийниң оғли.
48 Уларниң қандашлири ләвийләр Худа өйидики һәрқандақ башқиму хизмәтләргә бәлгүләнгән еди. 49 Һарун билән оғуллири қурбангаһта көйдүрмиләрни әкелип, ис чиқириш қурбангаһида хушпурақлиқ кокатларни әкеләтти. Улар муқәддәс җайда хасийәтлик хизмитини атқуруп, һәққаний Худаниң қули Муса вәсийәт қилғандәк, Исраилни паклаштуратти. 50 Мана Һарунниң оғуллири: Униң оғли Елиазар, униң оғли Пинихас, униң оғли Абишуй, 51 униң оғли Буккий, униң оғли Уззий, униң оғли Зерахия, 52 униң оғли Мирайот, униң оғли Амария, униң оғли Ахитуб, 53 униң оғли Садок, униң оғли Ахимаас.
54 Мана уларниң маканлири, йезилири бойичә өз чегарилирида: Каав қәбилисидин болған Һарун оғуллириға, чүнки уларға биринчи чәк чиққан еди. 55 Уларға Йәһуда йеридә Һиброн шәһирини вә әтрапини бәрди. 56 Шәһәрниң етизи вә кәнтлири Йәфонияниң оғли Халебқа берилди. 57 Шундақ қилип, Һарунниң оғуллириға панагаһ шәһәрлири: Һиброн һәм Ливнани өп-чөриси билән бәрди. Яттир, Әштәмоа вә уларниң яйлақлирини, 58 Хилен, Дебир яйлақлири билән, 59 Ашан, Бәйт-Шәмәш яйлақлири билән берилди. 60 Бениаминниң қәбилисидин Геба шәһири, Аләмәт вә Анатот яйлақлири билән уларға берилди. Һәммиси болуп 13 шәһәр чиқирилди.
61 Каавниң қалған оғуллириға башқа бир қәбилидин вә Манассәниң йерим қәбилисидин чәк бойичә 10 шәһәр тәғдим қилинди.
62 Гирсонниң оғуллириға уларниң нәсиллири бойичә Иссакар қәбилисидин, Ашер қәбилисидин, Нафтали қәбилисидин вә Манассәниң қәбилисидин Башанда 13 шәһәр бөлүнди.
63 Мерари оғуллириға уларниң нәсиллири бойичә Рувим қәбилисидин, Гад қәбилисидин, Зәбулун қәбилисидин чәк арқилиқ 12 шәһәр бөлүнди.
64 Шундақларчә Исраил оғуллири ләвийләргә шәһәрләрни әтраплири билән бөлүп бәрди. 65 Улар чәк ташлаш арқилиқ Йәһуда оғуллири қәбилисидин, Шимон оғуллири қәбилисидин, Бениамин оғуллири қәбилисидин, намланған шәһәрләрни бәрди.
66 Каав оғуллири нәсиллиригә келидиған болсақ, уларниң чегарилири ичидә болған шәһәрләр Әпрайим қәбилисидин бөлүнгән еди. 67 Уларға мундақ панагаһ шәһәрләрни аҗратти: Шәкәм вә униң Әпрайим теғида җайлашқан яйлақлири, Гәзәр вә униң яйлақлири, 68 Йоқмеам вә униң әтрапи, Бәйт-Хорон вә әтрапи, 69 Айялон вә әтрапи, Гат-Риммон вә униң яйлақлири. 70 Манассә қәбилисиниң йеримидин – Анер һәм әтраплири, Билеам һәм әтраплири. Бу Каавниң башқа оғуллириниң нәсиллири.
71 Гирсонниң оғуллириға Манассә йерим қәбилисидин Башандики Голанни вә униң яйлақлирини, Аштарот вә униң яйлақлири берилди. 72 Иссакар қәбилисидин Кәдәш яйлақлири билән, Дабират яйлақлири билән, 73 Рамот әтраплири билән вә Анем зиминни билән бөлүнди. 74 Ашерниң қәбилисидин Машал яйлақлири билән, Абдон яйлақлири билән, 75 Хукок йәрлири билән вә Рихоб әтрапи билән берилди. 76 Нафтали қәбилисидин Җәлилиядики Кәдәш вә униң яйлақлири, Хаммон вә униң яйлақлири, Кириатаим әтрапи билән берилди.
77 Мерариниң қалған оғуллириға Зәбулун қәбилисидин Риммон һәм униң өп-чөриси, Табор һәм униң яйлақлири чиқирилди. 78 Йорданниң әву тәрипидин Йерихаға қарши турған җайдин, чөлдә, Рувим қәбилисидин Бәзәрни йәрлири билән, Яһазни яйлақлири билән, 79 Кидимотни кәнтлири билән вә Мефаатни яйлақлири билән тапшурди. 80 Гад қәбилиси Гилиадтики Рамотни яйлақлири билән, Маханаимни әтраплири билән, 81 Хешбонни өп-чөриси билән вә Йазерни яйлақлири билән бәрди.