Әстәр
9 Адар ейида, йәни 12-айниң 13-күни, шаһниң әмри вә тохтами кәлгәндә, йәһудийларниң дүшмәнлири уларниң үстидин һакимийәт елишни арман қилған күндә һәммә нәрсә әксичә болуп, йәһудийлар өзлири қаршилашқучилар үстидин һоқуқ алди. 2 Йәһудийлар шаһ Ахашверошниң барлиқ өлкилиридики өз шәһәрлиридә жиғилип, дүшмәнлиригә қол салди вә һечким уларниң алдида туралмиди, чүнки дәһшәт барлиқ хәлиқләрни өз илкигә алди. 3 Өлкиләргә башлиқ қилғучи сатраплар, вилайәт башчилири вә шаһ ишлирини бәҗиридиған әмәлдарлар йәһудийларға ярдәм қилишти, сәвәви улар Мордикайдин қорқатти. 4 Мордикай шаһниң өйидә бүйүк адәм еди вә униң шан-шөһрити барлиқ өлкиләргә йәткән еди, чүнки Мордикай үстүн мәртивигә егә болди.
5 Йәһудийлар болса, һәммә дүшмәнлирини қилич билән чепип-өлтүрүп, қаршилашқучилар билән өз ирадисигә мувапиқ иш тутти. 6 Суз пайтәхт шәһиридә улар 500 кишини һалак қилди. 7 Улар Паршандата, Далпон, Аспата, 8 Пората, Адалия, Аридата, 9 Пармашта, Арисай, Аридай вә Вайзаталарни — 10 йәһудийларниң дүшмини Һамадатаниң оғли Һаманниң 10 оғлини уҗуқтурди. Амма булаңчилиққа қол тәккүзмиди.
11 Шу күни шаһқа Суз шәһиридики өлгәнләрниң һесавати келип чүшти.
12 Шунда шаһ мәликә Әстиргә: «Суз шәһиридә йәһудийлар өлтүрүп, һалак қилғанларниң сани 500 киши һәм Һаманниң 10 оғлидин ибарәт. Дөләтниң башқа өлкилиридә улар немә қилғанду? Сизниң қандақла хаһишиңиз болса, у орунлиниду, әгәр сиздә йәнә өтүнүш болса, уму әмәлгә ашиду»,— деди. 13 Әстир җававән: «Әгәр шаһим дурус көрсә, Сузда яшаватқан йәһудийларға әтиму бүгүндәк иш қилиш рухсәт қилинса, Һаманниң 10 оғлиниң җәсәтлири лимға есилса»,— деди. 14 Шаһ буниңға: «Шундақ болсун!»— дәп әмир чиқарди. Суз шәһиридә буниңға тохтам қилинди. Шуниң билән Һаманниң 10 пәрзәнтини дарға есивәтти.
15 Суздики йәһудийлар жиғилип, адар ейиниң 14-күни Сузда 300 адәмни өлтүрди. Лекин булаңчилиққа қол созмиди.
16 Шаһ дөлитиниң башқа өлкилиридә яшаватқан йәһудийлар өз дүшмәнлиридин теч болуш вә һаятини қоғдаш үчүн, улардин 75 000 кишини қиривәтти. Уларму булаңчилиққа бармиди. 17 Ушбу вақиә адар ейиниң 13-күни йүз бәрди. 14-күни болса, хатирҗәмлик һөкүм сүрди вә уни хошаллиқ һәм зияпәт күни қилди.
18 Сузда истиқамәт қилған йәһудийлар 13- һәм 14-күни күрәш қилди, 15-күни течлиқ орнитилди вә уни шатлиқ һәм тәнтәнә күни дәп җакалиди. 19 Шунлашқа очуқ шәһәрләрдә яшиған өлкилик йәһудийлар адарниң 14-күнини зияпәт һәм мәйрәм күни дәп санап, бир-биригә соғиларни әвәтти.
20 Ушбу кәчмишләрниң барлиғини Мордикай, хәтлиридә Ахашверош шаһниң дөлитидә яшаватқан барлиқ йәһудийларға, йеқиндики һәм жирақтикиләргә, тәсвирләп әвәтти. 21 Шундақла у уларға адар ейиниң 14- һәм 15-күнини һәр жили нишанлашни буйриди. 22 Ушбу күнләрдә йәһудийлар өз дүшмәнлиридин тиничлиқ тепип вә ушбу айда уларниң қайғуси хошаллиққа, һәсрити һәм налиси байрамға айлинип, мошу сәнәләрни хатирисидә мәккәм тутуп, шу күнләрни зияпәт һәм мәшрәпниң күнлири атап, уларда бир-бирсигә соғиларни әвәтип, намратларға ианә қилишни унтумисун.
23 Йәһудийлар өзлири қилишни башлиған ишни вә Мордикай уларға язған нәрсиләрни қобул қилди. 24 Сәвәви, йәһудийларниң әшәддий дүшмини агаглиқ Һамадатаниң оғли Һаман уларни қириветиш үчүн пур, йәни чәкни ташлиған еди. 25 Амма бу иш шаһқа йәткәндә, у өз қарари билән униң яман нийитини униң бешиға артип, Һаманни һәм униң оғуллирини лимларда есивәтти. 26 Шунлашқа мәзкүр күнләрни пур намидин Пурим, дәп атиди. Шундақ қилип, буниң һәммиси йетип кәлгән хәткә һәм өзлири баштин кәчүргән һәммә нәрсигә мувапиқ еди. 27 Йәһудийлар тохтам чиқирип, өзлиригә, балилириға вә уларға қошулған барлиғиға мәҗбурийәт қобул қилип, һәр жили ушбу икки күндә, көрсәтмә бойичә, мошу байрамни өткүзиду. 28 Мәзкүр күнләр хатирилик болуп, барлиқ нәсилләрдә һәрбир қәбилидә, һәрқандақ өлкидә вә һәрқайси шәһәрдә нишанлиниши лазимдур. Пуримниң мошу күнлири һечқачан йәһудийларниң мәйрәмлириниң санидин чиқмиши керәк вә пәрзәнтлириниң ядидин көтирилмиши шәрт.
29 Абихаилниң қизи мәликә Әстир вә йәһудий Мордикай Пурим һәққидә хәтни әстаидил тәкитләп, икки рәт язди. 30 Улар хәтләрни Ахашверош дөлитидики 127 өлкидә болған барлиқ йәһудийларға течлиқ һәм һәқиқәт сөзлири билән әвәтти. 31 Улар Пурим күнлирини бәлгүләнгән вақитта мәйрәмлиши керәк еди. Бу сәнәләрни уларға Мордикай әмәлдар вә Әстир мәликә бәлгүләп бәрди вә улар өзлириму өзлиригә һәм балилириға тегишлик роза тутқан вә дат-пәрияд қилғанлирини әстә сақлашни қаидә қилип орнатти. 32 Пурим тоғрисида Әстир мәликәниң әмри китапқа йезилип, ушбу мәрикини тәстиқлиди.