Зәбур
146 Һаллелу Йәһ!
Җеним, Йәһваға мәдһийә ейт.
2 Йәһвани пүтүн өмрүмдә махтап өтүмән.
Худайимимға тирик болсамла,
Йеңи нахшиларни беғишлаймән.
3 Байларға, бәгләргә таянмаңлар,
Адәм оғлида ниҗат йоқтур.
4 Униң җени чиққанда,
У өз топриғиға қайтиду:
Шу күнила униң барлиқ
Ой-нийәтлири йоқайду.
5 Кимгә Яқупниң Илаһи ярдәмчи болса
Вә ким өз Пәрвәрдигари Йәһваға үмүт
Бағлиса, шу киши бәхитликтур!
6 У йәр билән асманни яратти
Һәм улардики моҗут нәрсиләрни.
У мәңгүгә садақәтмәндур,
7 Рәнҗигәнләргә адаләтни тикләйду,
Ачларға нанни тәғдим қилиду.
Йәһва мәһбусларни азатлиққа чиқириду.
8 Йәһва қарғуларниң көзини ечип,
Йәһва көңли чүшкәнләрни йөләйду.
Йәһва һәққанийларни яхши көриду.
9 Йәһва Худа мусапирларни күзитип,
Житимлар билән тул аялға ярдәмлишиду.
Зулумларниң нийәтлирини бузуветиду.
10 Йәһва Падиша бақий Һөкүмрандур.
Сениң Худайиң, Сион, һәммә
Әвлатлар үчүн Падишадур.
Йәһни мәдһийиләңлар!