Зәбур
Давутниң нахшиси.
15 Йәһва, ким Сениң чедириңда меһман болиду?
Ким муқәддәс теғиңда маканлишип яшалайду?
2 Нуқсансизлиқта иш қилған, һәққанийлиқни әмәлгә
Ашуруп, пәқәт һәқиқәт жүригидә бар киши.
3 У төһмәт қилмайду, башқисиға зиян кәлтүрмәйду
Вә достини қарилимайду.
4 Униң көзидә Худа рәт қилған адәм нәпрәтликтур,
Лекин Йәһвадин әйминидиғанни у һөрмәтләйду.
Ким һәтта өзигә зиян кәлтүридиған қәсәм ичсиму,
Униңға хаинлиқ қилмайду.
5 У пулини өсүмгә бәрмәйду вә гунасизға қарши
Пара алмайду. Ким шундақ иш тутудиған болса,
У әбәдий-әбәт тәврәнмәйду.