Зәбур
Хор башчисиға. Тарлиқ әсвапларда, сәккизтарлиқта. Давутниң күйи.
6 Йәһва! Ғәзивиңдә мени паш қилма
Вә қәһриңдә мени җазалима!
2 Йәһва, рәһим көрсәткинә, чүнки мағдиримни
Йоқаттим. Аһ, Йәһва, мени сақайтқина, чүнки
Сүйәклирим орнидин қозғалди.
3 Җеним қаттиқ силкәнмәктә,
Йәһва, йәнә қай ваққичә?
4 Бурулғина, Йәһва, маңа, мениң җенимни
Қутулдурғина, вапа муһәббитиң түпәйли
Мени қутқузулвалғина!
5 Өлүмдә Сән тоғрилиқ хатирә йоқтур һәм
Гөрдә ким Сени мәдһийиләйду?
6 Товлашлирим билән мән һардим,
Һәр кечиси орнумни нәмләймән,
Яшлирим билән көрпәмни һөлдәймән.
7 Қайғудин көзлирим қуруп кәтти,
Дүшмәнләр көплигидин қеридим.
8 Қанунсизлар, нери болуңлар,
Чүнки Йәһва жиғамни аңлайду.
9 Йәһва илтиҗа-муңумни аңлап,
Йәһва дуайимни қобул қилиду.
10 Дүшмәнлирим шәрмәндә болуп,
Дәһшәтлиниду вә улар барлиғи
Кәйнигә дәрһал чекиниду!