Чиқиш
37 Весилиил сандуқни акация яғичидин ясиди. Униң узунлуғи икки йерим җәйнәк, кәңлиги бир йерим җәйнәк һәм егизлиги бир йерим җәйнәк. 2 Кейин у уни ичи-тешидин сап алтун билән қаплап, униң чөрисигә алтун пәвәзни ясиди. 3 Униң төрт путиға қадаш үчүн, у төрт алтун һалқини қуюп ясиди, йәни бир тәрипидин икки һалқини вә башқа тәрипидин икки һалқини. 4 Андин у акация яғичидин хадиларни ясап, уларни алтун билән қаплиди. 5 У сандуқни хадиларда көтүрүш үчүн, сандуқниң икки тәрипидики һалқиларға хадиларни киргүзди.
6 У қапқини таза алтундин ясиди. Униң узунлуғи икки йерим җәйнәк, кәңлиги болса бир йерим җәйнәк еди. 7 У икки алтун хурабинни ясиди, уларни қапқиниң икки четидә ясиди. Улар соқулған еди. 8 Бир хурабин бир четидә, йәнә бир хурабин башқа четидә болди. У хурабинларни қапқиниң икки четидә ясиди. 9 Хурабинларниң қанатлири қапқини йепип жуқуриға пәрваз қилатти, уларниң үзлири болса бир-биригә қаритилған еди. Хурабинларниң үзлири қапқиға қарап туратти.
10 Андин кейин у акация яғичидин үстәлни ясиди. Униң узунлуғи икки җәйнәк, кәңлиги бир җәйнәк вә егизлиги бир йерим җәйнәк. 11 У уни таза алтун билән қаплап, чөрисигә алтун пәвәз ясиди. 12 У униң чөрисигә алиқан кәңлигидә гирвәк ясап, уни алтун пәвәз билән бойлиди. 13 У униң үчүн төрт алтун һалқини қуюп ясап, уларни төрт путниң төрт бүҗигигә қадиди. 14 Үстәлни йөткәш үчүн хадиларни киргүзүшкә, һалқилар гирвәкниң йенида болди. 15 Андин у акация яғичидин үстәлни йөткәш үчүн хадиларни ясап, уларни алтун билән қаплиди. 16 Кейин үстәлдә болидиған қачиларни таза алтундин ясиди: тавақлар вә ичимлик һәдийәләрни қуюдиған пиялиләр, қачилар вә қумғанлар.
17 Андин у сап алтундин шамданни ясиди, уни соқуп ясиди. Униң ғолидин шахлар, қәдәһләр, ғунчиләр вә гүлләр чиқатти. 18 Униң ғолидин алтә шах чиқип туратти: бир тәрәптин шамданниң үч шехи вә башқа тәрәптин шамданниң үч шехи. 19 Шамданниң бир тәрипидики шахлириниң һәрбиридә бадам гүлигә охшайдиған үчтин қәдәһләр болди, шундақла алмишип туридиған ғунчиләр вә гүлләр; шамданниң башқа тәрипидики шахларниң һәрқайсида бадам гүлигә охшайдиған үчтин қәдәһләр болди һәм шундақла алмишип туридиған ғунчилар вә гүлләр. Шамданниң ғолидин чиқидиған барлиқ алтә шах шундақ еди. 20 Шамданниң ғолида болса бадам гүлигә охшайдиған төрт қәдәһ болған еди һәм шундақла алмишип туридиған ғунчилар вә гүлләр. 21 Униңдин шахларниң биринчи җүпиниң астида ғунчә чиқип туратти, шахларниң иккинчи җүпи астида ғунчә вә үчинчи шах җүпи астида ғунчә — шамдан ғолидин чиқидиған барлиқ алтә шахларниң астида. 22 Ғунчилар һәм шахлар униң ғолидин чиқатти. Пүтүнләй шамдан биртуташ, соқулған, сап алтундин еди. 23 Андин Весилиил шамдан үчүн сап алтундин йәттә чирақ, пилик қисқучлирини вә күлданларни ясиди. 24 У шамданни һәм барлиқ униң затлирини 34 килограмм таза алтундин ясиди.
25 У акация яғичидин исриқ көйдүридиған қурбангаһни ясиди. Қурбангаһ төрт булуңлуқ еди: узунлуғи бир җәйнәк, кәңлиги бир җәйнәк вә униң егизлиги икки җәйнәктур. Униңдин мүңгүзләр чиқип туратти. 26 Андин у уни сап алтун билән қаплиди: униң үстини, тәрәплирини вә мүңгүзлирини — вә униң чөрисигә алтун пәвәзни қилди. 27 пәвәзниң астида қурбангаһниң икки тәрипидә, униң қарши турған тәрәплиридә, у қурбангаһни йөткәшкә хадиларни киргүзүш үчүн икки алтун һалқини қилди. 28 Кейин у акация яғичидин хадиларни ясап, уларни алтун билән қаплиди. 29 Униңдин ташқири, у муқәддәс майлаш мейини вә хушпурақлиқ исриқни тәйярлиди. Бу майлар ясиғучиниң ишидур.