Йәрәмия
14 Мана йәнә қандақ сөзләрни қурғақчилиқ һәққидә Йәһва Йәрәмияға ейтти:
2 Йәһудия жиғлимақта вә униң дәрвазилири
конирап кәтти. Улар һәтта топида
ятмақта һәм Йерусалимниң бечарә
налиси асманға көтирилмәктә.
3 Һаллиқлар малайлирини су үчүн әвәтти.
Лекин улар қудуқларға келип,
суни тапалмайватиду.
Улар қачилири қуруқ қайтти.
Барлиғи мәсхирә болушуп,
иза тартип, башлирини йепивалди.
4 Йәр йерилип кәтти, чүнки ямғур-йешин йоқ.
Деханлар бешини япти.
Немә қиларини билмәйду.
5 Һәтта даладики буға балисини туғуп,
уни ташлиди, чүнки от-чөп йоқ.
6 Явайи ешәкләр қақас дөңләрдә туриду,
ларниң көзлириниң нури өчти,
чүнки йәйдиған кокат йоқ.
7 Гәрчә бизниң нуқсанлиримиз бизни әйплисиму,
Йәһва Рәббимиз, улуқ исмиң түпәйлидин
бизгә ярдәм қилғина! Бизниң чекинишимиз
зор, биз Сениң алдиңда көп гуна өткүздуқ.
8 Аһ, Исраилниң үмүти, униң қайғу вақтида
Қутқузғучиси! Немишкә Сән мәзкүр
зиминда яттәк Өзәңни тутуп, бир түнила
қонидиғанға киргән йолувчидәк болдуң?
9 Немә үчүн Сән қорқанчақ кишидәк вә күрәш
қилалмайдиған әскәрдәк болуп қалдиң?
Чүнки Сән, Йәһва, бизниң аримиздиғу
вә биз Сениң исмиң билән атилимизғу.
Өтүнимиз, бизни қалдурмиғина.
10 Йәһва Илаһ мошу хәлиқ һәққидә мундақ дәйду: «Бу инсанлар лалмилиқ қилишни яхши көриду, улар путлириға арам бәрмәйду. Шуңлашқа Йәһва уларға илтипатини йоқатти, У әнди әйплирини әскә елип, уларни җавапқа тартиду».
11 Андин Йәһва маңа мундақ деди: «Сән бу хәлиқниң аманчилиғи тоғрилиқ дуа қилма. 12 Бу кишиләр роза тутқанда, Мән уларниң илтиҗалирини аңлимаймән. Улар көйдүрмә қурбанлиқлирини һәм соғилирини тәғдим қилғанда, Мән рази болмаймән. Мән уларни қилич, ачарчилиқ һәм кесәлләр билән өлтүримән».
13 Буниңға мән: «Илаһий Пәрвәрдигар Йәһва! Пәйғәмбәрләр уларға мундақ дегән: “Силәр қилич, ачарчилиқ көрмәйсиләр, чүнки мәзкүр зиминда Худа силәргә һәқиқий течлиқ бериду”,— дедим».
14 Шу чағда Йәһва җававән: «Пәйғәмбәрләр Мениң намимдин ялғанчилиқни бәшарәт қиливатиду. Мән уларни әвәтмидим, һечбир буйруқ бәрмидим вә һечнемини уларға ейтмидим. Улар өзлириниң ялған көрүнүшлирини бәшарәт, дәп ейтиватиду, шундақла қуруқ сехирвазлиғини. Улар жүригиниң ойдурмилирини силәргә вәз қиливатиду. 15 Шуңлашқа Йәһва мундақ дәйду: “Гәрчә Мән уларни әвәтмисәмму, пәйғәмбәрләр Мениң исмимдин бәшарәт қилип: “Ушбу йәрдә қилич билән ачарчилиқ болмайду”,— дәйду. Шуниң үчүн мошу пәйғәмбәрләр қилич билән ачарчилиқтин өлиду. 16 Улар пәйғәмбәрлик ейтиватқан хәлиқ Йерусалимниң кочилирида ачарчилиқ билән қиличтин һалак болуп, ташлинип ятиду. Уларни йәрләйдиған һечким қалмайду: улар өзлири, аяллири, оғул-қизлири чирип ятиду. Сәвәви, Мән улар лайиқ болған җазани уларға әвәтимән”.
17 Уларға мону сөзни йәткүзгин:
“Көзлирим, силәрдин кечә-күндүз
тохтимай яшлар төкүлсун.
Чүнки хәлқимниң иппәтлик қизи
чәйлинип, пүтүнләй жиқилди.
Униңға интайин еғир җараһәт тәгди.
18 Етизлиққа чиқсам — маңа, у йәрдиму
қиличтин өлгәнләр! Шәһәргә кирсәм —
у йәрдә ачтин ишшип кәткәнләр!
Пәйғәмбәрму һәм роһанийму немә
қилишини билмәй, сәнтүрүлүп жүриду”».
19 Наһәтки Сән Йәһудияни һәм Сионни
шунчә өч көрүп кәттиң? Немә үчүн Сән
бизни сақаймайдиған җараһәтләр
билән урдуң? Биз течлиқни күткән едуқ,
амма яхшилиқ йоқ, давалиниш дәврини
күткәндуқ, лекин, мана, пәқәт дәһшәтләр!
20 Еһ, Йәһва, қилмишлиримизни иқрар қилимиз,
шундақла әҗдатлиримизниң әйиплириниму
етирап қилимиз: биз һәммәйлән
Саңа қарши гуна қилдуқ...
21 Өзәңниң исми үчүн бизни рәт қилмиғина.
Шан-шөһрәтлик тәхтиңни пәсәйтмигинә.
Өзәңниң биз билән болған келишимиңни
әскә елип, уни бузмиғина!
22 Хәлиқләрниң карға яримайдиған бутлири
арисида ямғур берәләйдиған бирси барму?
Яки асман өзи ямғур-йешин әвәтишкә қабилму?
Бизниң Худайимиз Йәһва, бир Сән, ялғуз, буни
қилалайсән. Биз пәқәт Саңа үмүт бағлаймиз,
сәвәви, бир Сән буниң һәммисигә қадир.