Йәрәмия
16 Маңа йәнә Йәһвадин сөз болди: 2 «Өйләнмә вә сениңдин пәрзәнтләр бу йәрдә болмисун. 3 Чүнки Йәһва мәзкүр йәрдә туғулған оғул-қизлар вә уларниң ата-анилири тоғрилиқ мундақ дәйду: 4 “Улар бәк ечинишлик өлүмләрдин өлиду. Уларни һечким жиғлап узитип, дәпин қилмайду, улар йәр үстидә қиғдәк ятиду. Улар қиличтин һәм ачарчилиқтин өлиду һәм уларниң җәсәтлири һайванлар билән қушлар үчүн йәм болиду”.
5 Чүнки Йәһва мундақ деди: “Нәзир бериватқан
өйгә барма вә улар билән жиғлап, тәзийә
билдүрмә”. “Мән бу хәлиқтин течлиқни
тартивалдим,— дәйду Йәһва,— уни
Өзәмниң вапа инайитимдин һәм
меһир-шәпқитимдин мәһрум қилдим.
6 Ушбу зиминда һәм мәшһурларму, һәм аддийларму
өлүп кетиду. Уларни йә йәрлимәйду,
йә улар һәққидә жиға-зерә қилишмайду.
Йә улар үчүн өзини зәхмилимәйду,
йә чечини қирип чүшәрмәйду.
7 Уларни бәзләш үчүн һечким тамақ әкирмәйду
вә ата-анисини жүтириш дәрдидин
һечким тәсәллигә нан-чай сунмайду.
8 Шундақла зияпәт бериливатқан
өйгиму кирмә һәм улар билән
биллә олтирип, йәп-ичмә”.
9 Исраилниң Тәңри Йәһва Сәрдар мундақ дәйду: “Мана, Мән силәрниң күнлириңларда көз алдиңларда шундақ иш қилимәнки, ушбу йәрдә өйлинидиған жигит һәм той қизиниң хошаллиқ билән шатлиқ үни йоқайду”.
10 Сән хәлиқкә мошу сөзләрни ейтқанда, улар сениңдин: “Немә үчүн Йәһва бизни бундақ еғир апәткә бәрди? Бизниң Худайимиз Йәһваға қарши әйивимиз немидә вә қандақ гунани биз өткүздуқ?”— дәп сорайду. 11 Шу чағда уларға мундақ җавап бәргин: “Силәрниң атилириңлар Мени ташлиғанди,— дәйду Йәһва,— улар башқа илаһларни әгишип, шуларға хизмәт қилғанди. Улар Мени қалдуруп, Қанунимни сақлимиди. 12 Силәр болсаңлар ата-бовилириңлардинму бәтәр иш қиливатисиләр. Мана, һәрқайсиңлар қув жүригиңларниң тәрсалиғи бойичә жүрүп, Маңа бойсунмайватисиләр. 13 Шуңа Мән силәрни ушбу зиминдин йә силәр, йә әҗдатлириңлар билмигән йәргә чиқириветимән. Шу җайда силәр башқа ят худаларға кечә-күндүз хизмәт қилисиләр, сәвәви Мән силәргә илтипатлиқ болмаймән”.
14 “Амма шундақ күнләр келиватидуки,— дәйду Йәһва,— у вақитта: “Исраилни Мисирдин ачиққан тирик Худа Йәһва билән қәсәм ичимән!”— демәйду, 15 бәлки: “Исраилни шималий йәрдин һәм У уларни қоғлавәткән барлиқ йәрләрдин елип чиққан тирик Худа Йәһва билән қәсәм ичимән!”— дәйдиған болиду. Мән исраиллиқларни уларниң атилириға бәргән йәргә қайтуримән”.
16 “Мана, Мән көплигән белиқ тутқучиларни
әвәтимән,— дәйду Йәһва.— Улар белиқ
тутиду. Андин Мән көплигән овчиларни
әвәтимән вә улар буларниң кәйнидин
овчилиқ қилип, барлиқ тағлардин,
һәрқандақ дөңләрдин һәм қияташларниң
йочуқлиридин уларни тутуп жиғиду.
17 Мениң көзлирим уларниң барлиқ йоллирини
баққанлиқтин, улар йошуруналмайду
вә уларниң әйиплири мөкүнүвалалмайду.
18 Һәммидин авал Мән уларға өткүзгән дәсләпки
һәм кейинки қилмишлири вә қанунсизлиғи
үчүн пүтүнләй җаза беримән. Чүнки улар
йеримни өзлириниң жиркиничлик бутлири
билән толтурди. Һәтта уларда җан болмисиму,
улар сәскиничликлири билән
Мениң мирасимни булғиди”».
19 Йәһва — Сән күч-қувитиң һәм ишәнчлик
таянчим, дәрт күнүмдә қачидиған маканим!
Саңа йәрниң чәт-чәтлиридин хәлиқләр келип:
«Бизниң әҗдатлиримиз әнъәниләргә әгишип,
пәқәт алдамчилиқни мирасқа елип, карға
яримас ялған худаларға ибадәт қипту»,—
дәп, бу әйивини иқрар қилишиду.
20 Адәм балиси қандақларчә худаларни қилалайду?
Яқ, булар һәргиз худалар әмәстур!
21 «Шуңлашқа әшу вақитта Мән уларға Өзәмниң
күч-қудритимни һәм һәммигә қадирлиғимни
намайиш қилимән. Шу вақитта уларниң
барлиғи Мениң исмим Йәһва
екәнлигини билип-тонуйду!»