Мәтта
1 Ибраһим оғли, Давут оғли Әйса Мәсиһниң* һаяти һәққидә китап.
2 Ибраһимдин Исһақ туғулди, Исһақтин — Яқуп, Яқуптин Йәһуда һәм униң қериндашлири туғулди. 3 Йәһудадин Тамар арқилиқ Парес вә Зараһ туғулди, Парестин — Есром, Есромдин Арам туғулди. 4 Арамдин — Аминадаб, Аминадабтин — Наһшун, Наһшундин Салмун туғулди. 5 Салмундин Раһаб арқилиқ Боаз туғулди, Боаздин Рут арқилиқ Обид туғулди, Обидтин — Йишай, 6 Йишайдин — Давут падиша туғулди.
Давуттин Урияниң аяли арқилиқ Сулайман туғулди, 7 Сулаймандин — Реһабам, Реһабамдин — Абия, Абиядин Аса туғулди. 8 Асадин Йәһошафат туғулди, Йәһошафаттин — Йәһорам, Йәһорамдин Уззия туғулди. 9 Уззиядин Йофам туғулди, Йофамдин — Аһаз, Аһаздин Һизикия туғулди. 10 Һизикиядин — Манассә, Манассәдин — Амон, Амондин — Йошия, 11 Йошиядин Бабилда сүргүн дәвридә яшиған Йәһония вә униң қериндашлири туғулди.
12 Бабилға сүргүн қилинғандин кейин Йәһониядин Шалтийәл туғулди, Шалтийәлдин — Зәрубабил, 13 Зәрубабилдин — Абиһуд, Абиһудтин — Әлиаким, Әлиакимдин Азор туғулди. 14 Азордин Садоқ туғулди, Садоқтин — Аһим, Аһимдин — Әлиһуд, 15 Әлиһудтин — Әлиазар, Әлиазардин — Маттан, Маттандин Яқуп туғулди. 16 Яқуптин Мәрийәмниң ери Йүсүп туғулди, Мәрийәмдин болса, Мәсиһ дәп аталған Әйса туғулди.
17 Шундақ қилип, Ибраһимдин Давутқичә җәми 14 әвлат, Давуттин Бабилға сүргүн қилинғичә 14 әвлат һәм Бабилға йөткәлгәндин кейин Мәсиһқичә 14 әвлат болған еди.
18 Әйса Мәсиһниң туғулуши мундақ болған. Униң аниси Мәрийәм Йүсүп билән вәдиләшкән еди, амма некада қошулуштин илгири у муқәддәс роһниң* тәсиридин һамилдар болуп қалди. 19 Униң жигити Йүсүп һәққаний адәм болғанлиқтин, уни шәрмәндә қилишни халимай, йошурун аҗришип кәтмәкчи қарариға кәлди. 20 Лекин у мошу тоғрисида ойлиғанда, чүшидә Йәһваниң* пәриштиси аян болуп: «Давутниң оғли Йүсүп, аялиң Мәрийәмни әмриңгә елиштин қорқма, чунки у муқәддәс роһниң тәсиридин һамилдар болди. 21 Мәрийәм оғул бошиниду һәм сән уни Әйса* дәп атайсән, чүнки у өз хәлқини гуналардин қутқузиду»,— деди. 22 Буларниң һәммиси Йәһваниң пәйғәмбәр арқилиқ ейтқанлири орунлиниши үчүн, йүз бәргән еди: 23 «Иппәтлик қиз һамилдар болуп, оғул туғиду һәм уни Иммануил дәп атайду», униң тәрҗимиси: «Худа биз билән», дегәнни билдүриду.
24 Йүсүп охинип, Йәһваниң пәриштиси буйруғандәк қилиду. У аялини әмригә алиду. 25 Бирақ Мәрийәм оғлини бошанғичә, униңға йеқинлашмайду. Йүсүп балиға Әйса, дәп исим қойди.