Марк
15 Таң атқанда чоң роһанийлар, ақсақаллар һәм Тәврат устазлири — пүткүл Алий кеңәш мәслиһәтләшти вә Әйсани бағлап, уни апирип Пилатқа тапшурди. 2 Пилат униңдин: «Сән йәһудийларниң падишасиму?»— дәп сориди. У җававән: «Өзиңиз ейтқандәк»,— деди. 3 Чоң роһанийлар уни көп нәрсиләрдә әйиплиди. 4 Шунда Пилат йәнә уни мундақ сорашқа башлиди: «Ейтар сөзүң йоқму? Қариғина, саңа қарши қанчә әйипләр дейиливатиду». 5 Лекин Әйса башқа еғизини ачмиди, шуңлашқа Пилат һәйран болди.
6 Песах вақтида у адәттә хәлиқ сориған бир мәһбусни азат қилатти. 7 Шу чағда Бәрабба исимлиқ бир киши қамақта болғанди вә исиян вақтида қатиллиқ қилған башқиму мәһбуслар бар еди. 8 Хәлиқ жиғилип, буруңқиға охшаш бирини қоюветишини илтимас қилди. 9 Пилат улардин: «Мән силәргә йәһудийларниң падишасини азат қилип берәй, халамсиләр?»— дәп сориди. 10 Чүнки у чоң роһанийларниң Әйсани көрәлмәслиги сәвәвидин униңға әкәлгинини билгән. 11 Амма чоң роһанийлар хәлиқни Әйсаниң орниға Бәраббани азат қилип беришини тәләп қилишқа күчәйтти. 12 Шунда Пилат улардин: «Ундақ болса, йәһудийларниң падишаси, дәп атиған кишини немә қилай?»— дәп сориди. 13 Улар вақирап: «Уни түврүккә миқла!»— дейишти. 14 Пилат: «Немә үчүн? У қандақ яманлиқ қилди?»— дәп сориди. Бирақ улар техиму қаттиқ вақиришип: «Уни түврүккә миқла!»— деди. 15 Шу чағда Пилат топқа йеқиш үчүн, уларға Бәраббани бошитип бәрди, Әйсани болса, қамчилиғандин кейин түврүккә миқлаш үчүн тапшурди.
16 Әскәрләр уни һаким сарийидики һойлиға елип берип, у җайға барлиқ әскәр топини жиғди. 17 Улар Әйсани сөсүн рәңлик тонға вә бешиға тикәнлик шахлардин ясалған таҗни кийдүрди 18 вә кейин: «Яшисун йәһудийларниң падишаси!»— дәп вақирашти. 19 Улар униң бешиға таяқ билән урушти, униңға түкүрүшти һәм тизлинип тазим қилишти. 20 Униң үстидин мәсхирә қилишни аяқлаштурғандин кейин, сөсүн рәңлик тонни йешип, қайтидин униң кийимини кийдүрүп, уни түврүккә миқлаш үчүн елип маңди. 21 Йезидин келиватқан Киренаниң турғуни Симунға, йәни Искәндәр һәм Руфусниң атисиға, әскәрләр Әйсаниң азап түврүгини көтәргүзди.
22 Ахири Әйсани Голгота, йәни тәрҗимидә «Баш сүйәк», дегән җайға елип кәлди. 23 У йәрдә униңға мәс қилидиған мурмәкки арилаштурулған шарапни бәрмәкчи болди, лекин у уни ичмиди. 24 Әскәрләр уни түврүккә миқлиди вә ким немә елиши үчүн чәк ташлап, униң сиртқи кийимини бөлүшти. 25 Уни түврүккә миқлиған пәйт әтигәнлиги* саат тоққузға йеқин еди. 26 Түврүккә бешиниң үстидә уни әйипләйдиған «Йәһудийлар падишаси», дәп йезилған тахтини қақти. 27 Униң йенидики түврүкләрдә икки қарақчини миқлап қойған еди: бирини оң тәрәптә, йәнә бирсини сол тәрәптә. 28 *—— 29 У йәрдин өтүватқан кишиләр башлирини чайқишип, һақарәтләп, мундақ дейишти: «Һәй, сән, мәркизий ибадәтханини бузуп, үч күндә селиветидиған киши! 30 Өзәңни қутулдурғина — азап түврүгидин чүшүп баққина». 31 Шуниңға охшаш һәм чоң роһанийлар билән Тәврат устазлириму униң үстидин: «Башқиларни қутқузған, өзини болса қутулдуралмайдекән! 32 Исраилниң Падишаси Мәсиһ һазир азап түврүгидин чүшүп бақсунчу, биз буни көрүп, униңға ишинәйли»,— дәп күлүшти. Һәтта униң қешидики түврүкләргә миқланғанларму уни пәсәйтти.
33 Чүшкә* йеқин шу йәргә қаранғу чүшти һәм күндүзи саат үчкичә давамлашти. 34 Тәхминән саат үчтә Әйса жуқури авазда: «Эли́, Эли́, лама́ савахфани́?»— йәни тәрҗимидә: «Илаһим, Илаһим, немишкә мени қалдурдиң?»— дәп вақириди. 35 Йеқинирақ турғанларниң бәзилири: «Қараңлара, у Илияс пәйғәмбәрни чақириватиду»,— дейишти. 36 Бир адәм болса жүгрәп берип, чүчүмәл шарапқа пахтини чилап, қомуч таяққа илип, униңға ичкүзүп: «Тохтаңлар! Қарап бақайли, Илияс пәйғәмбәр келип, уни чүшүриваламдекин»,— деди. 37 Лекин Әйса қаттиқ үндәп, җан үзди. 38 Һәм муқәддәс җайниң пәрдиси жуқуридин төвәнгичә иккигә бөлүнүп, жиртилип кәтти. 39 Жирақ әмәс җайда турған йүзбеши Әйсаниң қандақ өлгәнлигини көрүп: «Бу киши һәқиқәтән Худаниң Оғли екән!»,— деди.
40 Шу йәрдә жирақтин қарап турған аялларму болди. Уларниң арисида Мәрийәм Мәҗдала, шундақла Кичик Яқупниң һәм Йосәниң аниси Мәрийәм һәм Саломия бар еди. 41 Улар Әйса Җәлилийәдә болғанда униң хизмитидә болуведи һәм униң билән биллә нурғунлиған башқа аялларму Йерусалимға кәлгән еди.
42 Кәч киривататти. Бу тәйярлиқ күни, йәни шәнбә күниниң алдидики күн болғачқа, 43 өзиму Худа Падишалиғини күтүватқан Алий кеңәшниң һөрмәтлик әзаси араматиялиқ Йүсүп җасурлуққа толуп, Пилатниң алдиға бардидә вә Әйсаниң җәсидини сориди. 44 Пилат Әйсаниң өлүп болғинини аңлап, һәйран болди вә йүзбешини чақиртип, растинла униң өлүп кәткәнлиги тоғрисида сориди. 45 Йүзбеши бу мәлуматни тәстиқлигәндин кейин, у җәсәтни Йүсүпкә тапшурди. 46 Йүсүп әң яхши зиғир рәхт сетивелип, җәсәтни түврүктин чүширип, уни рәхткә йөгәп, қорам ташта оюлған қәбиргә қойди. Қәбирниң ағзини бир таш билән япти. 47 Мәрийәм Мәҗдала вә Йосәниң аниси Мәрийәм җәсәтни орунлаштурған җайни байқаш үчүн, қарап туратти.