Луқа
2 Шу күнләрдә император Авғуст барлиқ турғунларни ройхәткә елиш тохтамини чиқарди. 2 (Бу тунҗа қетим өткүзүлгән ройхәт еди. У өткүзүлгәндә, Сүрийәниң һөкүмдари Квириний болған.) 3 Шу чағда ройхәттин өтүшкә һәрқайсиси өз шәһиригә йол тутти. 4 Йүсүпму Җәлилийәдики Насирә шәһиридин Йәһудийәгә, Бәйтләһәм дәп атилидиған Давутниң шәһиригә атланди, чүнки у Давут аилисидин болған еди. 5 Шу вақитқа қәдәр униң аяли болған вә йеқинда бошинидиған Мәрийәм билән биллә ройхәттин өтүшкә маңди. 6 Улар шу йәргә кәлгәндә, Мәрийәмниң туғути башланди. 7 У тунҗа оғлини туғуп, уни заклап, еғилда малниң оқуриға селип қойди, чүнки меһманханида орун болмиған еди.
8 Шу җайда падичилар далада қонуп, падилирини күзитәтти. 9 Туюқсиз уларниң алдида Йәһваниң пәриштиси пәйда болди вә Йәһваниң шөһрити уларни йорутти. Улар интайин қорқушуп кәтти. 10 Лекин пәриштә уларға: «Қорқмаңлар. Мән силәргә барлиқ адәмләрни күтүватқан зор хошаллиқ һәққидә хәвәрләшкә кәлдим. 11 Бүгүн Давутниң шәһиридә силәрниң Қутқузғучиңлар — Мәсиһ Һакимдар туғулди! 12 Мана силәргә бәлгү: силәр йөгәкләргә закланған һәм малниң оқурида ятқан бовақни таписиләр»,— деди. 13 Бирдинла пәриштиниң йенида көплигән асман әскәрлири пәйда болди, улар Худани мәдһийиләп: 14 «Әрштә Тәңригә шан-шөһрәт һәм У илтипат қилған адәмләр арисида йәрдә течлиқ болсун!»— дейишти.
15 Пәриштиләр асманға чиқип кәткәндә, падичилар бир-биригә: «Келиңлар, һазирла Бәйтләһәмгә барайли һәм Йәһва бизгә хәвәр қилған нәрсиниң йүз бәргинини көрәйли!»— дейишти. 16 Улар шу йәргә алдираш берип, Мәрийәмни, Йүсүпни һәм мал оқурида ятқан бовақни тапти. 17 Бовақни көргәндин кейин, улар униң тоғрилиқ ейтилған нәрсиләрни сөзләп бәрди. 18 Аңлиғанларниң һәммиси падичиларниң һекайисигә һәйран қелишатти, 19 Мәрийәм болса, бу сөзләрни сақлап, жүригидә хуласиләрни чиқарди. 20 Андин падичилар қайтип кетип, уларға уқтурулған һәммә нәрсини аңлиғини һәм көргини үчүн, Яратқучини мәдһийилиди һәм улуқлиди. Барлиғи ейтилғандәк болди.
21 Сәккизинчи күни балиға хәтнә қилиш вақти кәлгәндә, қосақта төрилишидин авал пәриштә ейтқинидәк, униңға Әйса, дәп исим қоюлди.
22 Мусаниң қануни бойичә тазилиниш күнлири түгигәндә, Мәрийәм билән Йүсүп балини Йәһваға тәғдим қилиш үчүн, Йерусалимға апарди. 23 Йәһваниң қанунида йезилғинидәк: «Һәрқандақ әр җинислиқ тунҗа Йәһва үчүн беғишлиниши лазим» 24 вә Йәһваниң қануниға мувапиқ икки пахтәк яки икки кәптәрни қурбанлиққа әкелиш тәләп қилинатти. Улар буни орунлиди.
25 Йерусалимда Симеон исимлиқ бир киши бар еди. У һәққаний вә Худадин қорқудиған киши болуп, Исраил үчүн тәсәллини күткәнди вә униңда муқәддәс роһ болған еди. 26 Униңға Худадин муқәддәс роһ арқилиқ у өлмәй туруп, Йәһваниң Мәсиһини көриду, дегән аян берилгән еди. 27 Муқәддәс роһниң тәсиридин Симеон мәркизий ибадәтханиға кәлди. Ата-аниси Қанун буйруған нәрсиләрни ада қилиш үчүн, өз балиси Әйсани әкәлгәндә, 28 у бовақни қолиға елип, Худаға шүкүр ейтип, мундақ деди: 29 «Әнди, Әң Алий Һөкүмран, Өзәң ейтқиниңдәк, қулуңни течлиқ билән қоюп бериватисән, 30 чүнки көзлирим униң арқилиқ Сән ниҗат беридиған затни көрди. 31 Бу ниҗатни Сән барлиқ хәлиқләр көрүшигә тәйярлидиң. 32 У — хәлиқләрни йепивалған қараңғулуқни йоқитидиған йоруқлуқ һәм Исраил хәлқиңниң шөһритидур!» 33 Балиниң ата-аниси болса, униң һәққидә ейтилғанларға һәйран болди. 34 Симеон уларни бәрикәтләп, униң аниси Мәрийәмгә: «Мана, бу бала шуниң үчүн ятидуки, у сәвәплик Исраилдики нурғунлири жиқилиду һәм нурғунлири туриду вә у кишиләр тәңситмәйдиған бир бәлгү болуп, 35 көплигән жүрәкләрниң ой-пикирлирини ачиду. Сениң вуҗудуңни болса, қилич санчийду»,— деди.
36 У җайда шундақла Ашер қәбилисидин болған Пануилниң қизи, Һанна исимлиқ пәйғәмбәр аял болди. Бу қери аял яш вақтида ери билән бари-йоқи йәттә жил биллә яшап, тул қалди. 37 Әнди униңға 84 яш еди. У һечқачан һәрәмдин кәтмәй, кечә-күндүз роза тутуш һәм қизиқ дуалири билән муқәддәс хизмәт қилатти. 38 У дәл шу пәйттә уларниң қешиға келип, Худаға миннәтдарлиғини ейтқач, Йерусалимниң қутулушини күткәнләрниң барлиғиға бовақ һәққидә сөзлиди.
39 Йәһваниң қануни бойичә бәлгүләнгән нәрсиләрни орунлиғач, Йүсүп билән Мәрийәм андин Җәлилийәдики өз шәһири Насирәгә қайтип кәлди. 40 Бала болса күчлинип, даналиққа толуп өсти һәм Худа униңға илтипатлиқ болди.
41 Униң ата-аниси һәр жили Йерусалимға Қутқузулуш яки Песах мәйримигә баратти. 42 У 12 яшқа толған жили, улар адити бойичә мәйрәмгә барди. 43 Андин улар өйигә қайтти, өсмүр Әйса болса Йерусалимда қалди, лекин униң ата-аниси буни байқимиди. 44 Уларниң сәпәрдашлириниң арисида балиси бар дәп ойлап, улар йолда пүтүн бир күн болди, андин уни уруқ-туққанлар вә тонушлар арисидин издәшкә башлиди. 45 Тапалмай, улар Йерусалимға қайтип, уни шу йәрдә издиди. 46 Үч күндин кейин улар уни һәрәмдә тепивалди: у устазларниң арисида олтирип, уларни тиңшиғач соалларни қоювататти. 47 Уни тиңшиғанларниң барлиғи униң әқлигә вә җаваплириға һаң-таң қелишатти. 48 Ата-аниси уни көрүп, һәйран болушти вә аниси униңға: «Балам, немишкә сән биз билән шундақ иш қилдиң? Дадаң иккимиз сени издәп қаттиқ әнсиридуқ»,— деди. 49 Бирақ у уларға: «Немишкә силәр мени издидиңлар? Силәр мән Атамниң өйидә болушум керәклигини билмидиңларму?»— дәп җавап бәрди. 50 Лекин улар униң бу дегәнлирини чүшәнмиди.
51 У улар билән жүрүп, Насирәгә кәлди вә ата-анисиниң беқинишида болди. Униң аниси мошу барлиқ сөзләрни жүригидә сақлиди. 52 Шу арида Әйса өсүп, техиму дана болуп, Худаниң вә инсанларниң көз алдида техиму мол илтипатқа еришти.