Йоһан
7 Андин Әйса Җәлилийәдә жүрди. Йәһудийлар уни өлтүрүш пурситини издигәнликтин, Йәһудийәгә беришни халиматти. 2 Йәһудий Кәпә тикиш мәйрими йеқинлашқанда, 3 униң инилири униңға: «Бу йәрдә қалмай Йәһудийәгә бар, қилған ишлириңни шагиртлириң көрсун. 4 Һәрким өзини тонутмақчи болса, йошурун иш қилмайду. Мундақ ишларни қилғандинкин, өзәңни дунияға тонутмамсән!»— дейишти. 5 Әмәлиятта инилири униңға ишәнмәтти. 6 Әйса уларға: «Мениң вақит-саатим техи кәлмиди, амма силәргә қачанла болса вақит бар. 7 Бу дунияниң силәрдин нәпрәтлиниш сәвәви йоқ, лекин мениңдин нәпрәтлиниду, чүнки мән униң ишлириниң зулум екәнлигигә гувалиқ бериватимән. 8 Силәр мәйрәмгә бериңлар, бирақ мән һазирчә бармаймән, чүнки мениң вақит-саатим техи кәлмиди»,— деди. 9 Бу сөзләрни ейтип, у Җәлилийәдә қалди.
10 Лекин униң инилири мәйрәмгә кәткәндин кейин, у өзиму шу йәргә ашкарә әмәс, йошурун барди. 11 Байрамда йәһудийлар уни издәп: «У қени?»— дәп сорашти. 12 Хәлиқ арисида униң тоғрисида көп гәп-сөз болувататти. Бәзилири: «У яхши адәм»,— десә, йәнә бәзилири: «Яқ, у хәлиқни йолдин аздуруватиду»,— дейишәтти. 13 Бирақ йәһудийлардин қорққанлиғи үчүн, у һәққидә һечким очуқ сөзләлмәтти.
14 Мәйрәм йеримиға кәлгәндә, Әйса мәркизий ибадәтханиға кирип, тәлим беришкә башлиди. 15 Йәһудийлар һәйран болуп: «Бу адәм диний мәктәптә оқумиған болса, мунчилик билимләргә қәйәрдин егә болғанду?»— дейишти. 16 Әйса уларға: «Үгитиватқанлирим мениң әмәс, бәлки мени Әвәткүчиниңдур. 17 Ким Униң ирадисини орунлашни халиса, бу тәлимат Худадинму, яки мән өзлүгимдин ейтиватқанлиғимни биливалиду. 18 Ким өзидин сөзлисә, у өзигә шан-шәрәпни издәйду, ким уни Әвәткүчигә шан-шәрәп издисә, у һәққанийдур һәм униңда адаләтсизлик йоқ. 19 Тәврат қанунини силәргә Муса бәрмигәнму? Лекин араңларда һечким бу Қанунға әмәл қилмайду. Немә үчүн мени өлтүрмәкчисиләр?»— деди. 20 Хәлиқ җававән: «Саңа җин кирипту! Ким сени өлтүрмәкчи екән?»— деди. 21 Әйса уларға: «Мән шәнбидә бирла иш қилдим — вә һәммиңлар буниңға һәйран қеливатисиләр. 22 Амма монуниң үстидин ойлинип көрүңлар: Муса силәргә хәтнә қилиш қанунини буйриған, гәрчә хәтнә әслидә Мусадин әмәс, бәлки әҗдатлиримизниң мирасидур һәм силәр шәнбә күнидә хәтнә қилисиләр. 23 Әгәр Муса қануни бузулмайду дәп, адәмни шәнбидә хәтнә қилса, у чағда шәнбә күни мән бир адәмни пүтүнләй сақайтсам, немишкә силәр маңа аччиқ қилисиләр? 24 Түригә қарап һөкүм қилишни тохтитиңлар, һөкүмиңлар адил болсун»,— деди.
25 Йерусалимлиқларниң бәзилири: «Улар өлтүрмәкчи болуватқан адәм мошу әмәсму? 26 Мана, у ашкарә сөзләватсиму, униңға қарши һечким һечнәрсә демәйватиду. Бәлким, башлиқларниң униң Мәсиһ екәнлигигә һәқиқәтән көзи йәттиму? 27 Бирақ Мәсиһ кәлгәндә, униң қәйәрдин кәлгәнлигини һечким билмәйду, амма бу адәмниң қәйәрдин кәлгинини биз билимизғу»,— дейишти. 28 Шу вақитта Әйса мәркизий ибадәтханида тәлим бериветип, жуқури авазда: «Силәр мениң ким вә қәйәрдин кәлгинимни билисиләр. Лекин мән өзлүгимдин кәлмидим. Мени Әвәткүчиниң моҗутлиғи дәрһәқиқәт, амма силәр Уни билмәйсиләр. 29 Мән болсам Уни тонуймән, чүнки мән Униңдин кәлдим. У мени әвәтти»,— деди. 30 Шуниң билән, улар Әйсани тутуш пурситини издәшти, лекин униң вақит-саати техи кәлмигәнликтин, һечким уни тутмиди. 31 Хәлиқ арисидин нурғунлири униңға ишинип: «Мәсиһ кәлгәндә, бу кишидинму көпирәк мөҗүзиләрни яритарму?»— дейишти.
32 Пәрисийләр хәлиқ ичидә Әйса һәққидә ейтилип жүргән гәп-сөзләрни аңлап, чоң роһанийлар билән Әйсани тутуш үчүн, күзәтчиләрни әвәтти. 33 Шу чағда Әйса: «Силәр билән биллә йәнә бираз болумән, андин мени Әвәткүчиниң йениға кетимән. 34 Мени издәйсиләр, лекин тапалмайсиләр, мән болудиған җайғиму силәр баралмайсиләр»,— деди. 35 Йәһудийлар өз ара: «У биз тапалмиғидәк қәйәргә кетәр? У греклар арисида тарқилип кәткән ибранийларға берип, грекларғиму тәлим бәрмәкчиму немә? 36 Униң: “Мени издәйсиләр, лекин тапалмайсиләр, мән болудиған җайғиму силәр баралмайсиләр”, дегән сөзлириниң мәнаси немини билдүрәр?»— дейишти.
37 Мәйрәмниң ахирқи, әң бүйүк күнидә, Әйса орнидин туруп, жуқури аваз билән мундақ җакалиди: «Ким уссиған болса, маңа келип ичсун! 38 Муқәддәс Язмиларда маңа ишәнгәнләр һәққидә “уларниң ичидин һаятлиқ сүйиниң еқимлири ақиду” дәп йезилған». 39 У бу сөзни өзигә ишәнгәнләрниң муқәддәс роһни елиши һәққидә ейтқан еди. Сәвәви, шу вақитта Әйса техи улуқланмиғанлиқтин, улар техи роһни алмиған еди. 40 Хәлиқ ичидики бәзи кишиләр бу сөзләрни аңлап: «Бу һәқиқәтән Пәйғәмбәр екән»,— дейишти. 41 Башқилири: «Бу Мәсиһ»,— десә, йәнә бирлири: «Мәсиһ Җәлилийәдин келәттиму? 42 Муқәддәс Язмиларда Мәсиһ Давутниң әвладидин һәм Давутниң жути Бәйтләһәм йезисидин келиши һәққидә дейилмигәнмиди?»— дәп етираз билдүрди. 43 Шундақ қилип, Әйса үчүн хәлиқ бөлүнүп кәтти. 44 Бәзилири уни тутмақчи болди, амма һечким униңға қол көтирәлмиди.
45 Күзәтчиләр чоң роһанийлар вә пәрисийләргә қайтип кәлгәндә, улар: «Немишкә уни тутуп кәлмидиңлар?»— дәп сорашти. 46 Күзәтчиләр: «Һечким һечқачан бу адәмдәк сөзлигән әмәс»,— дәп җавап беришти. 47 Пәрисийләр: «Силәрниму у йолдин аздурдиму немә? 48 Башлиқлардин яки пәрисийләрдин бирси болсиму униңға ишәндиму? 49 Тәвратни билмәйдиған бу кишиләр ләнәткә учриғанлардур!»— деди. 50 Бурун Әйсаниң алдиға кәлгән, пәрисийләр арисидин бири, Никодим уларға: 51 «Қанунимиз бойичә бир адәмниң ишини авал аңлимай вә немә қилғанлирини ениқлимай, униң үстидин һөкүм чиқиришқа боламду?»— деди. 52 Улар җававән: «Сизму Җәлилийәдинму? Язмиларни тәтқиқ қилиң, шунда Җәлилийәдин пәйғәмбәрниң чиқиши мүмкин әмәслигини көрисиз!»— дейишти.*