Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • Римлиқларға 9
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

Башқа тәрҗимиләр

Айәт санини бесип, қатар айәтләрни көрүң.
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
  • 1
  • 2
  • 3
  • 4
  • 5
  • 6
  • 7
  • 8
  • 9
  • 10
  • 11
  • 12
  • 13
  • 14
  • 15
  • 16
  • 17
  • 18
  • 19
  • 20
  • 21
  • 22
  • 23
  • 24
  • 25
  • 26
  • 27
  • 28
  • 29
  • 30
  • 31
  • 32
  • 33
Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
Римлиқларға 9:1—33

Римлиқларға

9 Мән Мәсиһниң избасаридәк һәқиқәтни ейтиватимән, алдимайватимән. Вижданим муқәддәс роһниң илкидә мениң билән биллә гувалиқ бериватидуки, 2 қәлбимдә зор қайғу һәм түгимәс дәрдим бар. 3 Мән өзәм мениң қериндашлирим, қандаш туққанлирим, үчүн Мәсиһтин мәһрум қилинишимни вә ләнәткә учришимни халиған болар едим. 4 Улар исраиллиқлар. Уларда пәрзәнт болуш һоқуқи, шан-шәрәп һәм келишимләр бар. Уларға Тәврат қануни берилгән һәм муқәддәс хизмәт вә вәдиләр. 5 Улар мәшһур әҗдатларниң әвлатлири һәм улардин Мәсиһ чиққан. Һәмминиң үстидин турған Худа әбәдий-әбәт мубарәк болсун. Амин!

6 Бирақ Худа сөзи орунланмиди, дәп ейтишқа болмайду. Сәвәви, Исраилдин чиққанларниң һәммиси һәқиқий Исраил болуп һесапланмайду. 7 Ибраһимниң әвлатлири болсиму, һәммисила униң пәрзәнтлири әмәс, лекин Муқәддәс Язмиларда Илаһимиз Ибраһимға: «Саңа вәдиләнгән әвлат Исһақтин төрилиду», дегән. 8 Демәк, җисманий җәһәттин төрәлгән Ибраһимниң балилири Худаниң пәрзәнтлири боливәрмәйду, бәлки вәдә арқилиқ төрәлгәнләр әвлат болуп һесаплиниду. 9 Вәдә болса мундақ еди: «Мошу вақитта келәрки жили келимән вә Сарәниң оғли болиду». 10 Пәқәт бу вақиттила әмәс, бәлки шундақла Рәбәкә атимиз Исһақтин қош гезәккә һамилдар болғандиму, вәдә йүз бәргәнди. 11 Худаниң нийити таллашта буниңдин кейинму ишларға әмәс, бәлки Чақирғучиға бағлиқ болуши үчүн, балилар туғулуп, яхши яки яман иш қилишидин авал 12 Рәбәкәгә мундақ ейтилған: «Чоңи кичигиниң қули болиду». 13 Муқәддәс Язмиларда йезилғандәк: «Мән Яқупни сөйдүм, Әсавни болса өч көрдүм».

14 Ундақта, немә дәймиз? Худа адаләтсизликму? Һәргиз! 15 Мана У Мусаға немини дәватиду: «Кимгә рәһимлик қилғум кәлсә, шуниңға рәһимлик болумән, кимгә ич ағритқум кәлсә, шуниңға ич ағритимән». 16 Демәк, таллаш халиғучиға яки интилғучиға әмәс, бәлки рәһимлик Худаға бағлиқтур. 17 Мана, Муқәддәс Язмиларда пирәвн һәққидә: «Сениң үстүңдин күчүмни көрситиш һәм Мениң исмим пүткүл йәр-җаһанға җакалиниши үчүн, Мән сениң тирик қелишиңға йол қойдум», дейилиду. 18 Демәк, Худа халиғиниға рәһим қилиду һәм халиғиниға җаһил болушқа йол қойиду.

19 Әнди сән маңа: «Немишкә у чағда Худа әйипләйду, чүнки ким Униң ирадисигә қарши туралайду?»— дәйсән. 20 Һәй, инсан, Худа билән тәң такаллишидиған сән ким? Буюм өзини ясиғучиға: «Мени немә үчүн мундақ ясидиң?»— дәләләмду? 21 Хумданчиниң бир калләк лайдин бирсини есил қача, йәнә бирсини аддий қача ясаш һоқуқи йоқму? 22 Шуниңдәкла Худаму, гәрчә ғәзивини көрситишни вә күч-қудритини билдүрүшни халисиму, һалак қилишқа тәйяр қилинған ғәзәп қачилирини узақ сәвирлик билән сақлиди. 23 Шундақ қилип, У Өз шан-шәрипиниң байлиқлирини, алдин шәрәпкә тәйярлап қойған рәһимлик қачиларда, 24 йәни биздә, пәқәт йәһудийлардинла әмәс, бәлки башқа хәлиқләрдинму чақирғанларда көрсәтмәкчи болди. 25 У Һошия пәйғәмбәр арқилиқ ейтқинидәк: «Хәлқим демигәнни “хәлқим” һәм сөймигәнни “сөйүмлүгим” дәймән 26 вә йәнә уларға: “Силәр мениң хәлқим әмәс” дейилгән җайда, улар “Тирик Худаниң оғуллири” дәп атилиду».

27 Йәшая пәйғәмбәрму Исраил тоғрилиқ: «Һәтта Исраил оғуллириниң сани деңиз қумидәк болсиму, пәқәт аз қисмила қутқузулиду. 28 Йәһва йәрдә яшиғучиларни үзүл-кесил һәм кечиктүрмәй җавапқа тартиду»,— деди. 29 Һәм Йәшая авал ейтқинидәк: «Әгәр қошунлар Сәрдари Йәһва бизгә нәсилни қалдурмиған болса, биз Садом вә Гамора шәһәрлиридәк йоқап кетәттуқ».

30 Буниңдин қандақ хуласә? Башқа хәлиқләрниң адәмлири һәққанийлиққа интилмай, етиқаттин чиқидиған һәққанийлиққа йәтти. 31 Исраил болса, һәққанийлиқ Қануниға интилип, бу Қанунниң мәхситигә йетәлмиди, чүнки униң бойичә яшалмиди. 32 Немә үчүн? Чүнки етиқат билән әмәс, ишлар билән һәққанийлиққа интилди. Улар «путликашаң ташқа» путлашти. 33 Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «Мана, Мән Сионда путликашаң таш һәм жиқитидиған қорам ташни қойдум, лекин ким өз етиқатини униңға асаслиса, үмүтсиз қалмайду».

Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
Чекинип чиқиш
Тизимлитип кириш
  • Уйғур (кирилл йезиғи)
  • Бөлүшүш
  • Баплашлар
  • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
  • Пайдилиниш шәртлири
  • Мәхпийлик сәясити
  • Мәхпийәтлик тәңшәклири
  • JW.ORG
  • Тизимлитип кириш
Бөлүшүш