Мәтта
4 Андин Әйса роһ арқилиқ баяванға кәлтүрүлди вә шу йәрдә Иблис уни синашқа башлиди. 2 Әйса 40 кечә-күндүз роза тутти һәм шуниңдин кейин қосиғиниң қаттиқ ачқинини сәзди. 3 Шу чағда Аздурғучи келип, униңға: «Сән Худаниң оғли болсаң, мону ташларға нанға айлинишини буйруғин»,— деди. 4 Бирақ у җававән: «Муқәддәс Язмиларда: “Адәм пәқәт нан биләнла әмәс, бәлки Йәһваниң еғизидин чиққан һәрбир сөз билән яшайду”, дәп йезилған»,— деди.
5 Андин Иблис уни муқәддәс шәһәргә апирип, мәркизий ибадәтханини қоршиған тамға қоюп: 6 «Әгәр сән Худаниң оғли болсаң, төвәнгә өзәңни ташлиғин, чүнки: “Өз пәриштилиригә сән тоғрилиқ буйруқ бериду, айиғиң билән ташқа урулмишиң үчүн, улар сени қоллирида көтиривалиду”, дәп Муқәддәс Язмиларда йезилғанғу»,— деди. 7 Әйса униңға: «Шундақла: “Худайиң Йәһвани синима”, дәпму йезилған»,— деди.
8 Йәнила Иблис уни наһайити егиз таққа ачиқип, дунияниң һәммә падишалиқлирини һәм уларниң шан-шөһритини көрситип, 9 мундақ деди: «Әгәр тиз пүкүп, маңа ибадәт қилсаң, мошуларниң барлиғини саңа беримән». 10 Шу чағда Әйса: «Йоқал, Шәйтан! “Пәқәт Йәһва Худаға ибадәт қил һәм пәқәт Униңғила муқәддәс хизмәтни өтә”, дәп Муқәддәс Язмиларда йезилған»,— деди. 11 Шуниң билән Иблис униң йенидин кәтти, пәриштиләр келип, униңға хизмәт қилишқа башлиди.
12 Әйса Йәһияниң зинданға ташланғинини аңлап, Җәлилийәгә кәтти. 13 Андин Насирәни ташлап, у Зәбулун һәм Нәпталим зиминлирида, деңизниң бойиға җайлашқан Кәпәрнаһум шәһиригә орунлашти. 14 Буниң билән Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ ейтилған: 15 «Деңизниң йолидики, Йорданниң у тәрипидики Зәбулун һәм Нәпталимниң зиминлири, башқа хәлиқләрниң Җәлилийәси! 16 Қараңғулуқта олтарған инсанлар бүйүк нурни көрди вә өлүм көләңгиси астида яшиғанлар үстидин нур парлиди», дегән сөзләр орунланди. 17 Шу вақиттин тартип, Әйса вәзини башлап: «Товва қилиңлар, чүнки асман Падишалиғи йеқинлашти!»— дәп ейтти.
18 У Җәлилийә деңизи бойида кетиветип, ака-укини көрди: Петрус дәп атилидиған Симунни һәм униң иниси Әндәрни. Улар белиқчилар болғанлиқтин, деңизға тор ташлавататти. 19 У уларға: «Мениң кәйнимдин меңиңлар һәм мән силәрни адәм тутқучи қилимән»,— деди. 20 Улар шу заман торлирини ташлап, униң кәйнидин әгәшти. 21 У нери өткинидә, йәнә ака-укини көрди: Зәбәдийниң оғуллири Яқуп билән Йоһанни. Улар атиси билән қолвақта торларни җөндәвататти. Әйса уларниму чақирди. 22 Улар дәрру қолвақни һәм атисини қалдуруп, униң кәйнидин маңди.
23 Әйса пүткүл Җәлилийәниң ибадәтханилирида тәлим берип, Падишалиқ һәққидики хуш хәвәрни вәз қилип, кишиләрдә болған һәрқандақ ағриқни һәм накалиқни сақайтти. 24 Униң тоғрилиқ параң пүтүн Сүрийәгә тарқалди һәм униңға хилму-хил кесәлләрдин азаплиниватқан ағриқчанларни елип келишти. Уларниң бәзилиригә җинлар чаплашқан, бәзилири тутқақлиқ һәм паләч кесәллиригә муптила болғанлар еди. Әйса уларниң һәммисини сақайтти. 25 Шуңлашқа униң кәйнидин Җәлилийәдин, Он шәһәрдин, Йерусалимдин, Йәһудийәдин вә Йорданниң у йеқидин кәлгән топ-топ адәмләр әгишип жүрәтти.