Мәтта
9 Униңдин кейин Әйса қолваққа олтирип, көлниң башқа тәрипигә өтүп, өз шәһиригә кәлди. 2 У йәрдә кишиләр униң алдиға орнида йетип қалған паләчни елип кәлди. Әйса уларниң етиқатини көрүп, паләчкә: «Оғлум, қорқма, сениң гуналириң кәчүрүлди»,— деди. 3 Тәврат устазлириниң бәзилири ичидә: «У Худаға күпүрлүк қиливатиду»,— дейишти. 4 Әйса уларниң ойлирини билгәчкә: «Силәр немишкә көңлүңларда мән тоғрилиқ яман ойлайсиләр? 5 Немини ейтиш оңайирақ: “Сениң гуналириң кәчүрүлди” яки “Орнуңдин туруп маң”? 6 Амма инсан Оғлиниң йәрдә гуналарни кәчүрүш һоқуқи барлиғини билишиңлар үчүн...»,— дәп, у паләчкә: «Тур, орун-көрпәңни елип, өйүңгә маң»,— деди. 7 У киши туруп, өйигә қайтти. 8 Хәлиқ буни көргәндә, қорқуп кәтти вә инсанларға мошундақ һоқуқни бәргән Худани мәдһийиләшкә башлиди.
9 Әйса нерирақ маңғанда, селиқ идарисидә олтарған Мәтта исимлиқ адәмни көрүп, униңға: «Арқамдин жүр»,— деди. У туруп, униң кәйнидин маңди. 10 Кейинәрәк Әйса униң өйидә меһманда болғанда, көплигән селиқчилар һәм гунакарлар кирип, униң билән һәмдәстихан болушти. 11 Буни көргән пәрисийләр униң шагиртлириға: «Немишкә силәрниң устазиңлар селиқчилар һәм гунакарлар билән тамақлиниду?»— дәп сорашти. 12 Уларниң сөзлирини аңлиған Әйса: «Сағламлар әмәс, бәлки ағриқлар дохтурға муһтаҗ. 13 Шуңлашқа берип: “Мән қурбанлиқни әмәс, рәһимликни халаймән”, дегән сөзләрниң мәнасини үгинип келиңлар. Чүнки мән һәққанийларни әмәс, бәлки гунакарларни товва қилишқа чақирғили кәлдим»,— деди.
14 Шу чағда униңға Йәһияниң шагиртлири келип: «Немишкә биз вә пәрисийләр роза тутимиз, сениң шагиртлириң болса, роза тутмайду?»— дәп сорашти. 15 Әйса уларға мундақ дәп җавап бәрди: «Өйлинидиған жигит достлири билән болған чағда, улар немигә қайғуруши керәк? Бирақ той жигиттин мәһрум қилинидиған күнләр келиду, шу мәзгилдә улар роза тутиду. 16 Һечким кона кийимгә йеңи рәхттин ямақ салмайду, чүнки у ямақ олтарғанда, кона кийимни жиртиветиду һәм төшүк техиму йоғирип кетиду. 17 Шундақла йеңи шарапни кона тулумларға қуймайду, чүнки тулумлар йерилип кетиду һәм шарап төкүлиду. Йеңи шарапни йеңи тулумларға қачилайду, шундақта шарапму вә тулумларму сақлинип қалиду».
18 У бу гәпни қиливатқанда, униң алдиға бир башлиқ келип, тазим қилип, ялвурди: «Бәлким, мениң қизим бу кәмгичә өлүп қалғанду, бирақ сиз берип, униңға қолуңизни тәккүзсиңиз, у тирилиду».
19 Әйса дәрһал туруп, униң кәйнидин маңди һәм униң шагиртлириму арқисидин әгәшти. 20 Шу арилиқта хун еқиш кесили билән 12 жил азаплиниватқан бир аял Әйсаниң кәйнидин йеқинлишип, униң үстүнки кийиминиң чочулисиға тәгди, 21 сәвәви қөңлидә: «Әгәр пәқәт униң кийимигә қол тәккүзсәмла, сақийип кетимән»,— дәп ойлиди. 22 Әйса бурулуп, уни көрүп: «Қорқмаң, қизим, етиқатиңиз сизни сақайтти»,— деди. Шу пәйттила һелиқи аял сақийип кәтти.
23 Башлиқниң өйигә кәлгәндә, нәй чалғучиларни вә қаттиқ жиғлаватқан топни көрүп, 24 Әйса уларға: «Бу йәрдин чиқиңлар, чүнки қизчақ өлмиди, у ухлаватиду»,— деди. Һәммиси униң үстидин күлүшкә башлиди. 25 Адәмләрни чиқиривәткәндә, у кирип, қизчақниң қолини тутти һәм у орнидин турди. 26 Бу тоғрисидики гәпләр пүткүл өлкигә тарқап кәтти.
27 Әйса йолини давамлаштурғанда, униң кәйнидин: «Һәй, Давутниң оғли, бизгә рәһимдил болғин!»— дәп вақирашқан икки қарғу әгәшти. 28 Әйса өйгә киргәндә, қарғулар униңға йеқинлашти. У улардин: «Мән буни қилалайдиғинимға ишинәмсиләр?»— дәп сориди. «Әлвәттә, Һакимдаримиз»,— деди улар. 29 Шу чағда у уларниң көзлиригә қолини тәккүзүп: «Ишәнгиниңлардәк болсун»,— деди. 30 Уларниң көзлири көрүшкә башлиди. Бирақ Әйса уларға җиддий әскәртти: «Қараңлар, бу һәққидә һечким билмисун». 31 Лекин улар у җайдин чиқипла, у һәққидә барлиқ өлкигә йейивәтти.
32 Улар қайтқанда, Әйсаға җин чаплашқан бир кекәчни елип келишти. 33 Җин қоғланғандин кейин, кекәч адәм сөзләп кәтти. Хәлиқ һәйран болуп: «Исраилда һечқачан бундақни көрмигәндуқ»,— дейишти. 34 Пәрисийләр болса: «У җинларни уларниң башлиғиниң ярдими билән қоғлайдекән»,— дейишти.
35 Әйса барлиқ шәһәрләр билән йезиларға қәдәм тәшрип қилип, уларниң ибадәтханилирида тәлим бәрди, Падишалиқ һәққидә хуш хәвәрни вәз қилди, һәрқандақ кесәлни һәм һәрқандақ мағдирсизлиқни сақайтти. 36 Көплигән кишиләрни көрүп, уларға ичи ағриди, чүнки улар падичисиз қалған қойлардәк қийнилип һәм тарилип кәткән еди. 37 Шу чағда у шагиртлириға: «Мана, һосул мол, лекин ишчилар аз. 38 Шуңлашқа һосул Егисидин омиға көпирәк ишчиларни әвәтишини сораңлар»,— деди.