Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • Әлчиләр 12
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

Башқа тәрҗимиләр

Айәт санини бесип, қатар айәтләрни көрүң.
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
  • 1
  • 2
  • 3
  • 4
  • 5
  • 6
  • 7
  • 8
  • 9
  • 10
  • 11
  • 12
  • 13
  • 14
  • 15
  • 16
  • 17
  • 18
  • 19
  • 20
  • 21
  • 22
  • 23
  • 24
  • 25
Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
Әлчиләр 12:1—25

Әлчиләр

12 Тәхминән шу вақитта Һирод падиша җамаәттики бәзибирлиригә зулум қилиш үчүн қол көтәрди. 2 У Йоһанниң акиси Яқупни қилич билән өлтүрди. 3 Мәзкүр һәриқәтниң йәһудийларға яққинини көрүп, Петрусниму тутувалди. Бу иш петир нанлар мәйрими күнлиридә йүз бәрди. 4 Петрусни тутуп, зинданға ташлиди вә Песахтин кейин уни хәлиқ алдиға елип чиқиш үчүн, төрт ләшкәрдин ибарәт төрт топтики күзәтчиләргә тапшурди. 5 Шундақ қилип, Петрусни зинданда тутти, җамаәт болса у һәққидә Худаға җан-дили билән қизғин дуа қилди.

6 Һирод Петрусни елип чиқиш күнидин авал, кечиси у икки зәнҗиргә бағлағлиқ икки ләшкәрниң арисида ухлаватқан еди вә ишиктики күзәтчиләр зинданни күзитивататти. 7 Бир мәзгилдә Йәһваниң пәриштиси пәйда болди һәм зинданда нур парлиди. Петрусниң биқинидин ноқуп, уни охитип: «Тез тур!»— деди вә зәнҗирләр қоллиридин чүшүп кәтти. 8 Пәриштә униңға: «Белиңни бағлап, сәндилиңни кий»,— деди. У шундақ қилди. Андин пәриштә: «Сиртқи кийимиңни кийип, кәйнимдин маң»,— дәп буйриди. 9 Петрус бөлмидин чиқип, кәйнидин маңди, лекин пәриштиниң қиливатқан иши оңида әмәс, бәлки вәһийдә болуватиду, дәп ойлиди. 10 Биринчи, андин иккинчи күзәттин өтүп, улар шәһәргә чиқидиған төмүр дәрвазиға кәлди һәм улар өзлүгидин ечилип кәтти. Улар чиқип, бир кочида маңди һәм туюқсиз пәриштә ғайип болди. 11 Петрус өзигә келип: «Әнди мән ениқ чүшәндимки, Йәһва пәриштисини әвәтип, мени Һиродниң қолидин һәм йәһудий хәлқи күткән пүтүн нәрсидин қутулдурди»,— деди.

12 Бу һәққидә у мулаһизә қилип, көплири жиғилип дуа қилишиватқан, Марк аталмиш Йоһанниң аниси Мәрийәмниң өйигә қарап йол тутти. 13 У дәрвазиниң ишигини қаққанда, авазға Рода исимлиқ хизмәткар аял чиқти 14 һәм Петрусниң үнини тонуп, хошаллиғидин дәрвазини ачмай, өйгә жүгрәп кирип, дәрвазиниң алдида Петрусниң турғанлиғини хәвәрлиди. 15 «Сән әқлиңдин адашмиғансән?»— деди униңға. Лекин у буниң һәқиқәт екәнлигини тәстиқләп турувалди. Шу чағда улар: «Бу униң пәриштиси»,— дейишти. 16 Петрус болса тақилдитишни тохтатмиди. Улар ишикни ечип, уни көрүп һаң-таң болди. 17 Уларниң җим болуши үчүн, у қоли билән шәрәт қилип, қандақларчә Йәһва уни зиндандин чиқарғанлиғини тәпсилий ейтип берип: «Бу һәққидә Яқупқа вә бурадәрләргә хәвәрләңлар»,— деди. Андин у чиқип, башқа йәргә кәтти.

18 Таң атқанда ләшкәрләр арисида зор ваң-чуң көтирилди, чүнки Петрус билән немә болғинини һечким билмәтти. 19 Һирод уни издәп тапалмиғандин кейин, күзәтчиләрни сораққа тартип, уларни җазалашқа буйриди. Андин у Йәһудийәдин Қәйсәрийәгә кәтти һәм шу йәрдә бирмунчә вақит болди.

20 У Тир һәм Сидон турғунлириға дүшмәнләрчә қарши еди. Шу чағда турғунлар бирликтә униңға келип, падишаниң өйигә қарайдиған Властни өз тәрипигә қаритивелип, течлиқни сорашти, чүнки уларниң вилайити падиша өлкисидин озуқ-түлүк алатти. 21 Бәлгүләнгән күни Һирод падишалиқ кийимини кийип, һөкүм тәхтигә олтирип, жиғилғанларға нутуқ билән мураҗиәт қилди. 22 Хәлиқ: «Бу аваз инсанниң әмәс, амма худаниң!»— дәп вақирашти. 23 Шу ан Йәһва пәриштиси Һиродқа зәрбә бәрди, чүнки у Худани шәрәплимиди. У қаттиқ ағрип, қуртларға йәм болуп, өлди.

24 Йәһваниң сөзи болса кәңийип тарқиливататти вә шагиртлар сани көпийивататти.

25 Барнаба билән Савл Йерусалимдикиләргә ярдәмни йәткүзди. Андин Марк аталмиш Йоһанни өзлири билән елип, Антакияға қайтип кәлди.

Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
Чекинип чиқиш
Тизимлитип кириш
  • Уйғур (кирилл йезиғи)
  • Бөлүшүш
  • Баплашлар
  • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
  • Пайдилиниш шәртлири
  • Мәхпийлик сәясити
  • Мәхпийәтлик тәңшәклири
  • JW.ORG
  • Тизимлитип кириш
Бөлүшүш