Зәбур
Хор башчисиға. Кораһ оғуллириниң нахшиси. Аламот услубида.
46 Худа бизниң панайимиз һәм күчимиз, У
Дәртлиримиздә йенимизда тепилидиған
Ярдәмчимиздур.
2 Шуңа, гәрчә йәр тәврәнсиму вә тағлар деңизлар
Чоңқурлуғиға чүшүп кәтсиму, қорқмаймиз.
3 Һәтта сулар қайнап, ваң-чуң қилсиму вә
Тағлар уларниң долқунлиридин
Силкинип-титрисиму, (Селаһ)
4 Дәрия еқинлири Тәңри шәһиригә хошаллиқ
Беғишлайду, Илаһниң Муқәддәс
Маканиға шатлиқ.
5 Униң оттурида Худа Өзи, шуңа у тәврәнмәс.
Худа Өзи униңға сәһәрдә ярдәмгә келиду.
6 Хәлиқләр чуқан чиқарди, шаһлиқлар ғулинди.
У авазини қошқанда, йәр ерип кәтти.
7 Йәһва Сәрдар биз билән, Яқупниң
Тәңри — Һимайичимиз! (Селаһ)
8 Келиңлар, Йәһва Пәрвәрдигарниң иш-әмәллирини
Көрүңлар, Униң қилған мөҗүзилиригә
Аң-таң қелиңлар!
9 У зимин четигичә урушлар тохтатти,
Оқ-я билән нәйзини сундуруп,
Җән һарвуларни отта көйдүрди.
10 «Теч болуңлар вә Мениң җәнчи екәнлигимни
Билиңлар! Мән хәлиқләр арисида жуқури
Көтирилинимән, йәр зиминда
Егиздин-егиз туримән».
11 Әскәрләр Сәрдари Йәһва биз биләндур вә
Яқупниң Худайи — ишәнчлик
Башпанайимиздур! (Селаһ)