Әлчиләр
4 Петрус билән Йоһан хәлиқкә бу сөзләрни қиливатқанда чоң роһанийлар, мәркизий ибадәтханиниң башлиғи вә садуқийлар уларниң қешиға кәлди. 2 Әлчиләр Әйсани үлгә сүпитидә кәлтүрүп, тирилиш тоғрисида хәлиқкә очуқ тәлим бериватқанлиғини көрүп, улар наразилиқ билдүрүп, 3 Петрус билән Йоһанни қолға алди, бирақ кәч киргини үчүн, уларни кейинки күнгичә қамап қойди. 4 Амма әлчиләрниң сөзлирини аңлиған көплири ишәнди вә шу етиқатчиларниң сани 5000ға йәтти.
5 Әтиси йәһудийларниң башлиқлири, ақсақаллири вә Тәврат устазлири Йерусалимда жиғилди, 6 шундақла чоң роһаний Һанан, Қаяпа, Йоһан, Искәндәр вә чоң роһанийниң барлиқ туққанлири шу йәрдә еди. 7 Андин әлчиләрни оттуриға чиқирип: «Бу ишни қайси күч билән яки кимниң намидин қилдиңлар?»— дәп сориди. 8 Шу чағда Петрус муқәддәс роһқа толуп, мундақ деди:
«Һәй, хәлиқ башлиқлири вә ақсақаллири! 9 Әгәр бүгүн бу току адәмгә қилған яхшилиғимиз үчүн, ениғирағи, униңға ким шипа бәргини һәққидә бизни сораққа тартқан болсаңлар, 10 ундақта силәргә вә пүткүл Исраил хәлқигә мәлум болсунки, бу киши силәр түврүккә миқлиған, амма Худа тирилдүргән насирәлик Әйса Мәсиһ нами билән сақийип алдиңларда туриду. 11 Әйса — бу “силәр, қурулушчилар, керәксиз дәп ташлиған таш, амма у булуңға қоюлидиған һул таш болди”. 12 Шуниму билиңларки, башқа һечкимдә қутқузулуш йоқ, чүнки ниҗат тепишимиз үчүн, асман астида адәмләргә берилгән башқа һечбир исим йоқтур».
13 Петрус билән Йоһанниң җасурлиғини көрүп, уларниң диний мәктәпләрдә оқумиған аддий адәмләр екәнлигини байқап, улар һәҗәпләнди. Бу кишиләр Әйса билән биллә болғанлиғиниму тонуди, 14 лекин шипа тапқан адәмму улар билән биллә турғинини көрүп, бирәр сөз ейтишқа җүръәт қилалмиди. 15 Шуңа уларға Алий кеңәш залидин чиқишни буйруп, бир-бири билән мундақ мәслиһәт қилишқа башлиди: 16 «Бу адәмләр билән немә қилсақ болиду? Улар арқилиқ растла әҗайип бүйүк карамәт йүз бәргинини пүткүл Йерусалим аһалиси көрди һәм бизму буни инкар қилалмаймиз. 17 Бирақ мундақ нәрсиләр хәлиқ арисида йәниму тарқалмаслиғи үчүн, келиңлар, у кишиниң намидин һечкимгә сөзлимәңлар дәп, уларни қорқутуп қояйли».
18 Андин уларни чақирип, Әйсаниң намидин һеч йәрдә һечнәрсә демәслигини вә тәлим бәрмәслигини тәләп қилди. 19 Лекин уларға җававән Петрус билән Йоһан: «Өзәңлар ойлап көрүңлар, Худаниң нәзәридә Униңға әмәс, силәргә қулақ селиш һәққанийлиққа ятамду? 20 Шуңа биз көргинимизни вә аңлиғинимизни ейтмай туралмаймиз»,— деди. 21 Кеңәш әзалири уларни җазалаш үчүн бирәр сәвәп тапалмиғанлиқтин, шундақла йүз бәргән вақиә үчүн Рәббни мәдһийиләватқан хәлиқтинму қорққанлиқтин, уларға йәнә попуза қилип, қоювәтти. 22 Мөҗүзиниң арқисида сақийип кәткән кишиниң йеши 40тин ашқан еди.
23 Азат қилинғандин кейин Петрус билән Йоһан башқа шагиртларниң йениға берип, чоң роһанийлар вә ақсақаллар уларға немә дегәнлирини ейтип бәрди. 24 Бу вақиәни аңлиғандин кейин, уларниң һәммиси бирлишип, Худаға мундақ дуа қилишти:
«Һәй, Әң Алий Һөкүмран, Сән асман, йәр, деңиз вә уларда бар нәрсиләрниң һәммисини яратқан. 25 Муқәддәс роһуң арқилиқ хизмәтчиң, әҗдадимиз Давутниң еғизи билән мундақ дегәнсән: “Немишкә хәлиқләр исиянкар болмақта вә қәбилиләр қуруқ нәрсини ойлаштурмақта? 26 Йәр падишалири вә һөкүмдарлар бирлишип, Йәһваға вә Униң Мәсиһигә қарши чиқмақта”. 27 Ушбу шәһәрдә Һирод вә Понтий Пилат башқа хәлиқләрниң һәм Исраил хәлқиниң адәмлири билән жиғилип, Сән майлиған муқәддәс хизмәтчиң Әйсаға қарши тил бириктүрди. 28 Буниң билән улар Сән Өз қудритиң вә ирадәң бойичә әзәлдин бәлгүлигән ишларни әмәлгә ашурди. 29 Әнди, Йәһва, уларниң попузилирини аңлап, Сениң сөзүңни ейтиш үчүн қуллириңға җасарәт бәргин. 30 Чүнки шипа бериш үчүн, Сән қолуңни узартип, муқәддәс хизмәтчиң Әйсаниң намидин аламәт вә мөҗүзиләрни яритиватисән, шундақ болғай!»
31 Уларниң қизғин дуасидин кейин, олтарған җайи тәвринип, уларниң һәрбиригә муқәддәс роһ чүшти һәм улар Худаниң сөзини җасарәт билән давамлиқ җақалиди.
32 Етиқатдаш көпчилик бир җан вә бир тән болуп, һечким өзиниң мүлкини мениңки демәстин, әксичә бар хираҗитини умумий һесаплашти. 33 Әлчиләр бүйүк күч-қудрәт билән Һакимдари Әйсаниң тирилгини һәққидә гувалиқ беришәтти һәм уларда мол меһирлик баяшәт болди. 34 Арисида һечким муһтаҗлиқта болмиди, чүнки етизлири яки өйлири барларниң һәммиси уларни сетип, чүшкән пулни елип келип 35 әлчиләргә тапшуратти. Бу хираҗәт һәркимниң еһтияҗиға қарап тәхсим қилинатти. 36 Ундақ адәмләрдин бири, Йүсүп исимлиқ ләвийләр әвладидин болған кипрлиқ бир киши еди. Әлчиләр униңға Барнаба, йәни «Тәсәлли оғли» дәп нам бәргән еди. 37 У өз йерини сетип, пулини әлчиләргә бәрди.