Йәшая
40 «Хәлқимгә тәсәлли бериңлар, уни
Бәзләңлар! — демәктә Худайиңлар. —
2 Йерусалимниң қәлбигә қарита сөзләңлар,
Униң қуллуқ әмгиги түгиди, дәп җакалаңлар.
У өз әйиви үчүн төләмни төләп болди,
Чүнки Йәһваниң қолидин гуналири
Үчүн икки һәссилик җаза алди».
3 Чөл-баяванда вақириған аваз аңлиниватиду:
«Йәһва үчүн йолни тазилаңлар! Тәңримиз
Үчүн җәзиридә уттур йолни тәйярлаңлар.
4 Барчә вадилар көтирилсун, һәрқандақ
Тағ билән дөң пәсәйсун. Һәрхил егиз йәр
Төвәнләп, оңғул-доңғул җайлар җөндәлсун.
5 Йәһваниң шөһрити намайән болсун вә
Һәммәйлән хәлиқ уни көрүп, Йәһваниң
Еғизлири буни ейтқинини чүшәнсун».
6 Аңлиғина! Бирси: «Вәз қил!»— дәйду.
Башқиси: «Немини вәз қилай?»— дәйду.
«Барлиқ инсанийәт — гия-кокат, уларниң
Бар вапа муһәббити — даладики гүлләр.
7 Кокат қуруп кетиду вә гүлләр солишиду,
Йәһваниң нәпәси уларға тәккәндә.
Һәқиқәтән кишиләр — пәқәт гиядур.
8 Кокатлар қуруп кетиду, гүлләр төкүлүп, түгәйду,
Амма бизниң Рәббимизниң сөзи мәңгү болиду!»
9 Йүксәк таққа чиққина, Сионниң хуш хәвәр
Йәткүзгүчи аяли! Үнүңни егиз көтирип,
Хуш хәвәрни Йерусалимға қорқмай ейтқин.
Елан қилип, Йәһуданиң шәһәрлиригә:
«Мана, силәрниң Худайиңлар!»— дәп җакала.
10 Илаһ Йәһва улуқ қудрити билән келиду
Вә Өз қоли билән һөкүмранлиқ қилиду.
Мана, Униң билән һәм җазаси, һәм
Шундақла Униң билән мукапати.
11 У Өз падисиға падичидәк ғәмхорлуқ қилиду.
У қозиларни жиғип, уларни көксидә көтириду.
Боғаз һәм әмчәк сүтини бериватқанларни
Силиқлиқ билән елип маңиду.
12 Суларни очуми билән ким өлчигән вә
Асманлар кәңлигини ким бармақлири
Арқилиқ өлчигән? Ким йәрниң тописини
Таразида өлчәп, дөңләр билән тағларниң
Салмиғини санап чиқип, биливалған?
13 Ким Йәһваниң роһини тәкшүргән вә
Ким Уни үгитип, мәслиһәтчи болалайду?
14 Униңда Уни даналиққа үгәткән устаз барму?
Ким Уни адаләтлик йоллириға үгәтти?
Униңға ким билим-тәлимләрни бериватиду?
15 Мана, хәлиқләрниң барлиғи болса, челәктики
Бир тамча су вә тараза ташлирида олтарған
Бир мисқал чаң-топидур. У аралларни, шамал
Учартип жүргән қардәк, көтириду.
16 Һәтта Либанниң барчә дәрәқлири қурбангаһтики
Отни туташтурушқа йәтмәйду вә униңда
Яшаватқан явайи һайванларниң сани
Көйдүрмигә азлиқ қилиду.
17 Барлиқ хәлиқләр Униң үчүн йоқтәк,
Улар карға яримас һечнәрсә.
18 Демәк, кимгә силәр Худани охшитисиләр?
Вә кимгә Уни қияс қилалайсиләр?
19 Кәсипкар бутни қуйиду вә зәргар уни
Алтун билән қаплайду һәм чирайлиқ
Күмүч зәнҗирләргә орайду.
20 Бундақ байлиққа һали йәтмәйдиған аддий
Киши чиримайдиған яғачни тепип, уста
Яғашчиға жиқилмай туридиған бутни
Ясап беришкә буйрутма бериду.
21 Наһәтки силәр билмәмсиләр?
Наһәтки силәр аңлимидиңларму?
Наһәтки силәргә баштин тартип ейтилмиди?
Наһәтки силәр йәрниң асаслиридин аян
Нәрсиләргә көз йәткүзмидиңлар?
22 Йәр-зиминниң чәмбири үстидин олтарған
Бирси бар вә Униң алдида йәрдә яшиғучи
Һәммиси чекәткиләрдәк. У асманларни
Непиз рәхттәк тартиду вә уларни макан
Чедириниң өгүзидәк япиду.
23 У һөкүмдарларни һечнемидәк қиливетиду
Вә сотчиларни қуруқ оруңға айландуриду.
24 Уларни әндила олтарғузғанда, уларни
Әндила тәргәндә, улар әндила йәрдә
Йилтиз тартқанда, уларға шамал
Урди һәм улар қуруп кәтти.
Қуюнтаз уларни самандәк елип кетиду.
25 «Демәкчи, кимгә силәр Мени охшиталайсиләр
Вә кимгә Мени тәңләштүрәләйсиләр?—
Дәйду Муқәддәс Худа. —
26 Көзлириңларни әршкә көтирип қараңлар.
Ким буниң һәммисини яратти?
Ким униң әскәрлирини — юлтузлирини
Яритип, уларни қошундәк ачиқиду? У
Уларни санап, һәрқайсини исми бойичә атайду.
Униңға, Һәммигә Қадирға вә Пәрвәрдигарға,
Уларниң һечбири бевапалиқ қилмайду.
27 Немишкә сән, Яқуп, һәм сән, Исраил,
Мундақ дәйсән: “Йәһва мениң йолумни
Көрмәйду вә мениң ишим Тәңримдә унтулди?”
28 Сән шуни билмәмсән? Сән буни аңлимиғанму?
Йәһва йәрниң һәммә чәтлирини бәрпа қилған —
Әбәдий Яратқучидур. У һечқачан һармайду
Вә һалсизланмайду. Униң әқлини тәкшүрүп
Билиш мүмкин әмәс.
29 У һарғанға күч бериду вә аҗизлашқанға
Қудритини һәдийә қилип, мустәһкәмләйду.
30 Һәтта яшларму һерип, күчидин мәһрум болиду,
Яш жигитләр путлишип, жиқилиду,
31 Лекин Йәһваға ишәнгәнләр күчидә йеңилиниду.
Улар қанатлири билән бүркүтләрдәк пәрваз
Қилиду. Улар интилғанда һармайду,
Жүгригәндә, күчсиз қалмайду».