Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • Салоникилиқларға 1-хәт 5
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

Башқа тәрҗимиләр

Айәт санини бесип, қатар айәтләрни көрүң.
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
  • 1
  • 2
  • 3
  • 4
  • 5
  • 6
  • 7
  • 8
  • 9
  • 10
  • 11
  • 12
  • 13
  • 14
  • 15
  • 16
  • 17
  • 18
  • 19
  • 20
  • 21
  • 22
  • 23
  • 24
  • 25
  • 26
  • 27
  • 28
Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
Салоникилиқларға 1-хәт 5:1—28

Салоникилиқларға 1-хәт

5 Вақитларға һәм муддәтләргә тегишлик болса, қериндашлар, бу тоғрилиқ силәргә йезишниң һаҗити йоқ. 2 Силәр өзәңларму шуни яхши билисиләрки, Йәһваниң күни оғри кечидә кәлгәндәк, дәл шундақ келиду. 3 Кишиләр: «Течлиқ вә бехәтәрлик!»— дәватқинида, шу вақитта уларға, худди һамилдар аялниң толғиғи туюқсиз башланғинидәк, һалакәт келиду. Һәм улар һәргиз қутулалмайду. 4 Лекин, қериндашлар, у күн силәрни оғрилардәк тутувалмаслиғи үчүн, силәр қараңғулуқта әмәс. 5 Чүнки силәр һәммиңлар — йоруқлуқниң оғуллири вә күндүзниң пәрзәнтлиридур. Биз йә түнгә, йә зулмәткә мәнсүп әмәсмиз.

6 Шуңа қалғанлиридәк ухлимайли, амма һошияр болуп, сағлампикирликни сақлайли. 7 Ухлаватқанлар, адәттә, кечидә ухлайду вә ичидиғанлар кечидә мәс болиду. 8 Бирақ биз, күндүзгә мәнсүпләр, сәгәкликни сақлайли вә етиқат һәм меһир-муһәббәт савутини тақап, қутқузулушқа болған үмүтни дубулғидәк кийәйли. 9 Рәббимиз бизни ғәзәпкә әмәс, бәлки Һакимдаримиз Әйса Мәсиһ арқилиқ қутқузушни елиш үчүн таллиди. 10 Биз һошиярму яки өлүмдә ухлаватимизму — Мәсиһ билән биллә яшашқа, у биз үчүн өлгән. 11 Шуңлашқа қиливатқиниңлардәк, бир-бириңларға тәсәлли бериңлар вә бир-бириңларни мустәһкәмләңлар.

12 Қериндашлар, өтүнүмизки, силәрдә тиришип хизмәттә болғанни, Һакимдаримиз йолида рәһбәрлик қилғанни, силәргә нәсиһәт бәргәнни һөрмәтләңлар. 13 Уларға чоңқур иззәт һәм иши үчүн меһир-муһәббәт көрситиңлар. Бир-бириңлар билән инақлиқта болуңлар. 14 Қериндашлар, шундақла ялвурумиз: тәртипни бузудиғанларни җемиләңлар, ғәмкин җанларни бәзләңлар, аҗизларға яр-йөләк болуңлар, барлиғиға сәвирлик көрситиңлар. 15 Қараңлар, һечким һечкимгә яманлиққа яманлиқ қайтурмисун, әксичә, һәрдайим бир-бириңларға һәм қалғанларға яхшилиқ қилишқа интилиңлар.

16 Дайим шатлиниңлар. 17 Үзлүксиз дуа қилиңлар. 18 Һәммә нәрсә үчүн шүкүр ейтиңлар. Чүнки силәргә мунасивәтлик Худаниң ирадиси Әйса Мәсиһ арқилиқ шундақтур. 19 Роһниң ялқунини өчәрмәңлар. 20 Бәшарәтлик сөзләрни көзгә илмайдиған болмаңлар. 21 Һәммә нәрсигә көз йәткүзүңлар, яхшисини мәккәм тутуңлар. 22 Һәрхил яманлиқлардин өзәңларни тартиңлар.

23 Течлиқниң Пәрвәрдигари Өзи силәрни пүтүнләй муқәддәслисун. Һәммә җәһәттин силәрниң сағлам роһуңлар, җениңлар һәм тениңлар Һакимдаримиз Әйса Мәсиһниң һазирлиниш вақтида әйипсиз вә сағлам болсун. 24 Силәрни Чақирғучи садақәтлик, У буни чоқум қилиду.

25 Қериндашлар, биз үчүн тохтатмай дуа қилиңлар.

26 Барлиқ қериндашларни муқәддәс сөйүш билән қарши елиңлар.

27 Мошу хәтни һәммә қериндашларға оқуп бериш мәҗбурийитини Рәббимиз алдида силәргә жүкләймән.

28 Бизниң Һакимдар Әйса Мәсиһниң инайити силәр билән болсун.

Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
Чекинип чиқиш
Тизимлитип кириш
  • Уйғур (кирилл йезиғи)
  • Бөлүшүш
  • Баплашлар
  • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
  • Пайдилиниш шәртлири
  • Мәхпийлик сәясити
  • Мәхпийәтлик тәңшәклири
  • JW.ORG
  • Тизимлитип кириш
Бөлүшүш