Римлиқларға
11 Шуңа демәкчимәнки: Худа Өз хәлқини рәт қилдиму? Һәргиз! Мәнму исраиллиқ, Ибраһим әвладидин, Бениамин қәбилисидин. 2 Рәббимиз баштин етирап қилған Өз хәлқини рәт қилмиди. Муқәддәс Язмиларда Илияс пәйғәмбәр Худаға Исраил һәққидә шикайәт қилғанлиғини һәҗәп билмәйдекәнсиләр? 3 «Йәһва, улар Сениң пәйғәмбәрлириңни өлтүрүшти, қурбанлиқ супилириңни чеқивәтти, ялғуз мән қалдим, әнди болса улар мениң җенимниму алмақчи болуватиду». 4 Худаниң униңға болған сөзлири немә дәйду? «Мән Баалниң алдида тиз пүкмигән 7 000 адәмни Өзәмгә елип қалдим». 5 Шуниңдәкла һазирму мол меһирлик түпәйлидин талланған аз қисим пәйда болди. 6 Әгәр бу мол меһирлик түпәйлидин болса, ундақта уларниң ишлири бойичә әмәс, чүнки әксичә болғинида, мол меһирлик мол меһирлик болмайдудә.
7 Нәтиҗиси қандақ? Исраил тиришчанлиқ билән нәқ издигинини алалмиди, талланғанлар болса алди. Қалғанлири берәһимлишип кәтти, 8 худди Язмиларда ейтилғинидәк: «Худа уларға чоңқур уйқа роһини бәрди, шуңа көрмәслик үчүн көзлири, аңлимас үчүн қулақлири бар, һәтта мошу күнгичә». 9 Давутму мундақ дәйду: «Уларниң дәстихини уларға қапқан вә тор, вә путликашаң таш һәм җаза болсун. 10 Уларниң көзлири көрмәсликкә қараңғулушсун һәм бели мәңгүгә пүкләнсун!»
11 Шуңа сораймәнки: улар путлишип, турмаслиққа жиқилдиму? Һәргиз! Лекин уларниң хата қәдимигә бола, уларда қизғинишлиқ қозғаш үчүн, башқа хәлиқләр адәмлиригә қутқузулуш мүмкин болди. 12 Әгәр уларниң хата қәдими дуния үчүн бәрикәтни вә саниниң азийиши башқа хәлиқләр кишилири үчүн байлиқни билдүрсә, уларниң толуқ сани нәқәдәр зор нәрсини билдүриду!
13 Әнди силәргә — башқа хәлиқләр адәмлиригә, мениң бурадәрлиримгә мураҗиәт қилимән. Мән башқа хәлиқләр үчүн әлчи болғанлиғимдин, өз хизмитимни мәдһийиләймән: 14 қандаш қериндашлиримда қандақту-бир қизғинишлиқни қозғап, уларниң бирмунчилирини болсиму қутқузулайдиғандимән. 15 Әгәр дуния үчүн уларниң рәт қилиниши Яратқучи билән яришишни билдүрсә, уларниң қайта қобул қилиниши өлүмдин тирилгинини билдүрмәмду? 16 Униңдин ташқири, әгәр дәсләпки мевиләрдәк елинған хемирниң бир қисми муқәддәс болса, у чағда пүтүн хемир муқәддәстур һәм әгәр дәрәқниң йилтизи муқәддәс болса, шахлириму муқәддәс болиду.
17 Лекин шахлириниң бирмунчилири сундурулуп, сән — явайи зәйтун көчити болсаңму, уларниң орниға улинип, сән улар билән биллә зәйтунниң ширнилиқ йилтизидин озуқлинишқа башлидиң. 18 Шуниң үчүн ташланған шахларниң үстидин махтанма. Әгәр махтансаң, шуни ойлиғинки, сән йилтизни әмәс, йилтиз сени тутуп туриду. 19 Сән буниңға: «Шахлар мениң улинишим үчүн сундурулди», дәйсән. 20 Хош! Уларни етиқати йоқлуғидин еливәтти, сән болсаң етиқатиң билән турисән. Тәкәббур ойлириңни қойғин һәм қорқунучта болғин. 21 Чүнки әгәр Худа тәбиий шахларни айимиған болса, сениму айимайду. 22 Шу сәвәптин Пәрвәрдигарниң меһриванлиғиға һәм Униң җиддийлиғиға баққин. Аҗрап кәткәнләргә — җиддийлиқ, саңа — меһриванлиқ көрситиливатиду, әгәр пәқәт Униң меһриванлиғиға лайиқ болсаң, әксичә әһвалда, сәнму кесип ташлинисән. 23 Шундақла йәһудийларму әгәр етиқатсизлиқта қалмиса, яңливаштин улиниду, чүнки Худа уларни қайта улашқа қадирдур. 24 Әгәр сән тәбиитиң бойичә явайи зәйтун дәриғидин кесип елинип һәм тәбиәткә қарши бағ зәйтуниға уланған болсаң, тәбиий шахлар өз дәриғигә техиму улиниду!
25 Қериндашлар, өзәңларни өз көзүңларда дана дәп чағлимишиңлар үчүн, силәрниң ушбу муқәддәс сир тоғрисида хәвәрсиз қелишиңларни халимаймән: Исраилниң бир қисминиң берәһимлишиши башқа хәлиқләр адәмлириниң сани толуқланмиғичә болиду, 26 шундақ қилип, пүтүн Исраил қутқузулиду. Йезилғандәк: «Сиондин қутқузғучи келип, Яқуптин рәзилликни нери қилиду. 27 Мән уларниң гуналирини еливәткәндин кейин, улар билән келишим түзимән». 28 Раст, хуш хәвәр үчүн улар Худаниң дүшмәнлири болди һәм бу силәргә пайда әкәлди. Лекин уларниң әҗдатларға бәргән вәдә бойичә уларниң арисидин бәзилири Униң достлири болди. 29 Чүнки Худа Өз һәдийәлири һәм чақириғи һәққидә ечинмайду. 30 Силәр авал Худаға итаәтсиз болғандиңлар, әнди уларниң итаәтсизлигидин силәргә рәһимлик көрситилди. 31 Һазир улар итаәт қилмайватиду, шуңлашқа уларғиму әнди рәһимлик көрситилиши үчүн, силәргә рәһимлик көрситиливатиду. 32 Тәңримиз һәммисигә рәһимлик көрситиш үчүн, барлиғини итаәтсизликкә қамиди.
33 Аһ, Худа байлиғиниң һәм даналиғиниң, һәм илиминиң чәксиз чоңқурлуғи! Униң һөкүмлиригә әқил йәтмәслик һәм Униң йоллирини тәтқиқ қилалмаслиқ нәқәдәрдур! 34 «Ким Йәһваниң әқлини чүшинип йәтти яки ким Униңға мәслиһәтчи болди?» 35 Яки «ким Униңға авал бирнемә берипту һәм әнди У қайтуруши керәк?» 36 Һәммә нәрсә Униңдин, Униң арқилиқ вә Униң үчүндур. Униңға әбәдил-әбәт шан-шәрәп болғай! Амин.