Марк
1 Әйса Мәсиһ һәққидики хуш хәвәрниң башлиниши. 2 Йәшая пәйғәмбәр язғинидәк: «Мән сениң алдиңда саңа йол тәйярлап беридиған хәвәрчәмни әвәтиватимән. 3 Тиңшаңлар! Бирси чөлдә: “Йәһва үчүн йол тәйярлаңлар, Униң йоллирини түзләңләр!”— дәп вақираватиду». 4 Чөл-баяванда Чөмдүргүчи Йәһия пәйда болди, у гуналарниң кәчүрүлүши үчүн товва қилиш бәлгүси ретидә чөмдүрүшни вәз қилди. 5 Пүткүл Йәһудийәдин кишиләр һәм Йерусалимниң барлиқ турғунлири униң алдиға келип, өз гуналирини очуқ иқрар қилишип, Йордан дәриясида чөмдүрүлди. 6 Йәһия төгә жуңидин кийим кийәтти вә белигә терә тасмини бағлатти, у чекәткиләрни һәм явайи һәсәлни йәтти. 7 У мундақ дәп вәз ейтатти: «Мениң арқамдин мәндин күчлүгирәк бирси келиватиду. Мән еңишип, униң аяқ кийиминиң боққучлириниму йешишкә лайиқ әмәсмән. 8 Мән силәрни суға чөмдүрдүм, у болса силәрни муқәддәс роһқа чөмдүриду».
9 Шу күнләрдә Җәлилийә шәһири Насирәдин Әйса кәлди һәм Йәһия уни Йорданда чөмдүрди. 10 Әйса судин көтирилгәндә, асманниң ечилишини һәм униңға кәптәр қияпитидә чүшүватқан муқәддәс роһни Йәһия көрди. 11 Һәм асмандин: «Сән — Мениң сөйүмлүк Оғлум. Мән сәндин разимән», дегән аваз аңланди.
12 Шундин кейин уни роһ чөлгә беришқа үндиди. 13 У җайда явайи һайванатлар арисида болуп, 40 күн Шәйтан тәрипидин синалди һәм униңға пәриштиләр хизмәт қилишти.
14 Йәһия пәйғәмбәр тутулғандин кейин, Әйса Җәлилийәгә кәлгичә Худаниң хуш хәвирини вәз қилғач: 15 «Бәлгүләнгән вақит-саат кәлди вә Худаниң Падишалиғи йеқинлашти. Товва қилип, хуш хәвәргә ишиниңлар»,— деди.
16 Җәлилийә деңизиниң бойида кетиветип, у Симун билән униң иниси Әндәрни көрди. Улар деңизға торларни ташлавататти, чүнки улар белиқчилар еди. 17 Әйса уларға: «Мениң кәйнимдин жүрүңлар һәм мән силәрни адәм тутқучи қилимән»,— деди. 18 Улар шу заман торларни ташлап, униң кәйнидин маңди. 19 Йәнә бираз маңғандин кейин, Әйса Зәбәдийниң оғуллири ака-ука Яқуп һәм Йоһанни көрди, улар қолвақта торларни җөндәвататти. 20 У дәрһал уларниму чақирди. Улар атиси Зәбәдийни ялланған ишчилар билән қолвақта қалдуруп, униң кәйнигә чүшти. 21 Улар Кәпәрнаһум шәһиригә йол тутти.
Шәнбә күни келиши биләнла, у йәһудий ибадәтханиға кирип, тәлим беришкә башлиди. 22 Адәмләр униң үгәткәнлиригә һаң-таң қелишти, чүнки у Тәврат устазлиридәк әмәс, бәлки һоқуқдар кишидәк тәлим берәтти. 23 Шу вақитта ибадәтханида напак роһниң бийлигидә бир адәм болғанди. У: 24 «Һәй, насирәлик Әйса, сениң биз билән немә кариң бар? Сән бизни һалак қилмақчимусән? Мән сениң ким екәнлигиңни ениқ билимән. Сән Худаниң Муқәддисисән!»— дәп вақирап кәтти. 25 Лекин Әйса җиддий униңға: «Ағзиңни жум һәм униңдин чиқ!»— дәп һөкүм қилди. 26 Шу ан җин әшу адәмни тартиштурғузуп, қаттиқ җақирап униңдин чиқип кәтти. 27 Һәммиси һәйран қелишип: «Бу немә? Йеңи бир тәлимғу! Һәтта у җинларға һоқуқлуқ түрдә буйруқ қиливатиду һәм улар униң сөзигә кириватиду»,— дәп өзара муназирә қилишти. 28 Шуниң билән униң тоғрисидики гәп-параң Җәлилийәниң барлиқ җайлириға тарқилип кәтти.
29 Ибадәтханидин чиқип, улар Яқуп һәм Йоһан билән Симун вә Әндәрниң өйигә барди. 30 Симунниң қейинаниси болса ятатти, чүнки униң һарарити жуқури еди. 31 Әйса униң йениға келип, қолини тутуп уни турғузди, аялниң һарарити орниға чүшүп, меһман үчүн тамақ тәйярлиди.
32 Күн петип, кәч киргәндин кейин униңға һәммә бемарларни һәм җин чаплашқанларни елип кәлди. 33 Ишик алдида пүткүл шәһәр топлашти. 34 Әйса түрлүк кесәлләрдин азаплиниватқан көплигән бемарларни сақайтти вә нурғун җинларни қоғлап чиқти, лекин җинларниң еғиз ечишиға рухсәт қилмиди, чүнки улар Әйсаниң Мәсиһ екәнлигини биләтти.
35 Әтиси әтигән, таң атмастинла Әйса туруп кетип, хали бир җайға барди һәм шу йәрдә дуа қилди. 36 Симун һәм униң билән биргә болғанлар уни издәшкә башлиди 37 һәм тепивелип, униңға: «Сени барлиғи издәватиду»,— дейишти. 38 Бирақ у уларға: «Келиңлар, йәнә бир йәрләргә, йеқиндики йезиларға вәз ейтишқа барайлуқ, чүнки шуниң үчүн мән кәлдимғу»,— деди. 39 Шуниң билән, Әйса пүткүл Җәлилийәдики ибадәтханиларға барди һәм уларда вәз қилип, җинларни қоғлиди.
40 Бир күни мохо кесилигә учриған киши униң айиғиға жиқилип: «Әгәр сиз халисиңизла, мени пак қилисиз»,— дәп ялвурушқа башлиди. 41 Әйсаниң ичи ағрип, униңға қолини тәккүздидә вә: «Халаймән! Пак болғин»,— деди. 42 Шу мәзгилдила мохо йоқилип, у адәм пак болди. 43 Әйса униңға қаттиқ җекиләп, 44 мундақ деди: «Қара, һечкимгә һечнәрсә ейтма, лекин берип, роһанийға көрүнгин. Уларға гувалиқ ретидә Муса пәйғәмбәр буйриған қурбанлиқни паклинишиң үчүн апарғин». 45 Амма бу киши униңдин кетип, болған вақиә тоғрисида һәммә йәрләрдә ейтишқа башлиди, нәтиҗидә Әйса һәтта һечбир шәһәргә очуқ кирәлмәй, униң әтрапида, хали җайларда жүрди. Шундақтиму һәр йәрдин адәмләр униңға келивәрди.