Салоникилиқларға 1-хәт
3 Шуниң үчүн, күчимиз яр бәрмигәчкә, биз Афинада ялғуз қалғинимиз яхши дәп қамлаштуқ 2 вә бурадәримиз һәм Худаниң Мәсиһ һәққидики хуш хәвириниң хизмәтчиси Тимотийни етиқатиңларға тәсәлли берип, силәрни мустәһкәмләш үчүн әвәттуқ. 3 Һечким бу дәрт-һәсрәтләрдә тәврәнмисун, чүнки силәр өзәңләрму буларниң бизгә бәлгүләнгәнлигини билисиләр. 4 Шундақла биз силәр билән биллә болғанда, дәрт-һәсрәтләрни баштин кәчүридиғанлиғимиз тоғрисида ейтқан едуқ. Өзәңлар байқиғандәк, бу әмәлгә ашти. 5 Шуңлашқа айрилишни көтирәлмәй, Вәсвәсчи силәрни аздурувәттиму, дәп қорқуп һәм әмгигимиз бекар болмиғандиму, дәп мән силәрниң садиқлиғиңларни билиш үчүн, Тимотийни әвәттим.
6 Мана һазирла силәрдин Тимотий кәлди вә бизгә силәрниң садақәтлигиңлар һәм меһир-муһәббитиңлар һәққидә изгү хәвәр елип кәлди. Силәр бизни интайин көрүшкә интилип, (бизму силәрдәк), һәрқачан яхши сөз билән әслишиңлар һәққидиму бизгә ейтти. 7 Силәр, қериндашлар, һәммә бизниң муһтаҗлиримизда вә дәртлиримиздә өз садиқлиғиңлар билән тәсәлли болдуңлар, 8 чүнки биз силәрниң Рәббимиз йолида мәккәм туруватқиниңларни билип, роһландуқ. 9 Худайимизниң алдида бәргән хошаллиғиңлар үчүн, разилиғимизни Униңға нәқәдәр изһар қилалаймиз? 10 Биз кечә-күндүз әҗайип қизғинлиқ билән силәрни көрүш һәм етиқатиңларда йетишмәйдиғанни толтуруш үчүн, ялвурушларни йоллаватимиз.
11 Әнди Худа Атимиз Өзи вә Һакимдаримиз Әйса йолимизни удул силәргә қаратсун. 12 Һакимдаримиз силәргә өсүм бәрсун, һә, меһир-муһәббәттә мол болушқа, бир-бириңларға һәм һәммисигә — бизниң силәргә болғинидәк. 13 Тәңримиз һәм Атимизниң алдида Һакимдаримиз Әйса Мәсиһниң барлиқ муқәддәслири билән һазирлинидиған вақтида қәлблириңлар тәқабил, мустәһкәм һәм муқәддәсликтә әйипсиз болсун.