Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • Әлчиләр 13
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

Башқа тәрҗимиләр

Айәт санини бесип, қатар айәтләрни көрүң.
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
  • 1
  • 2
  • 3
  • 4
  • 5
  • 6
  • 7
  • 8
  • 9
  • 10
  • 11
  • 12
  • 13
  • 14
  • 15
  • 16
  • 17
  • 18
  • 19
  • 20
  • 21
  • 22
  • 23
  • 24
  • 25
  • 26
  • 27
  • 28
  • 29
  • 30
  • 31
  • 32
  • 33
  • 34
  • 35
  • 36
  • 37
  • 38
  • 39
  • 40
  • 41
  • 42
  • 43
  • 44
  • 45
  • 46
  • 47
  • 48
  • 49
  • 50
  • 51
  • 52
Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
Әлчиләр 13:1—52

Әлчиләр

13 Антакиядики йәрлик җамаәттә пәйғәмбәрләр һәм устазлар болған еди: Барнаба, Нигер атилидиған Шимон, Киренадин Лусий, өлкиниң һакими Һирод билән оқуған Манаин һәм Савл. 2 Улар Йәһваға хизмәт қилип, роза тутқан вақтида муқәддәс роһ: «Маңа Барнаба билән Савлни Мән бәлгүлигән иш үчүн бөлүп бериңлар»,— деди. 3 Улар розидин һәм дуадин кейин уларға қоллирини қоюп, йолға салди.

4 Шундақ қилип, муқәддәс роһ әвәткән бу кишиләр Селевкияға чүшүп, шу йәрдин Кипрға үзүп кәтти. 5 Саламисқа келип, йәһудий ибадәтханилирида Худа сөзини җакалиди. Улар билән Йоһан ярдәмчи ретидә болған еди.

6 Пүтүн арални Пафосқичә өтүп, улар җодигәр һәм сахта пәйғәмбәр болған, Барйәшу исимлиқ йәһудий кишини учратти. 7 У әқиллиқ киши, проконсул Сергий Паулниң йенида хизмәт қилатти. Сергий Паул Худа сөзини сәмимий аңлиғуси келип, Барнаба билән Савлни өзигә чақиртти. 8 Амма Елима, яки тәрҗимиси җодигәр, дегән киши проконсулни етиқаттин қайтуруш үчүн уларға қаршилиқ көрсәтти. 9 Шу чағда Паул атилидиған Савл муқәддәс роһқа чөмүп, җодигәргә тикилип қарап: 10 «Һәй, һәммә һәққанийлиқниң дүшмини, һәрқандақ зулумға һәм ялғанчилиққа толған Шәйтанниң оғли! Сән Йәһваниң тоғра йоллирини бурмилашни зади тохтатмамсән? 11 Мана, әнди сениңда Йәһваниң қоли, сән қарғу болуп, вақитлиқ күн йоруғини көрәлмәйсән»,— деди. Шу заман җодигәрни қелин туман вә қараңғулуқ басти һәм у йетәклигүчини издәп, өзини у яқ бу яққа ташлиди. 12 Шу чағда проконсул бу вақиәни көрүп ишәнди, чүнки Йәһваниң тәлиматиға һәйран болғанди.

13 Паул һәм униң йолдашлири Пафостин деңизға чиқип, Памфилиядики Пергияға кәлди. Бирақ Йоһан уларни ташлап, Йерусалимға қайтип кәтти. 14 Улар йолини давамлаштуруп, Пергиядин Писидиядики Антакияға кәлди вә шәнбә күни йәһудий ибадәтханиға кирип олтарди. 15 Қанун вә Пәйғәмбәрләр китаплирини оқуп болғандин кейин, ибадәтханиниң башчилири уларға: «Бурадәрләр, әгәр силәрдә хәлиқ үчүн илһамландуридиған сөзүңлар болса, ейтиңлар»,— деди. 16 Шунда Паул орнидин туруп, қоли билән шәрәт қилғач мундақ деди:

«Исраиллиқлар һәм силәр, Худадин қорқудиғанлар, тиңшаңлар. 17 Исраил хәлқиниң Худаси атилиримизни таллап, улар мусапир болуп Мисирда яшиғанда, бу хәлиқни йүксәлдүрүп, қүдрәтлик қоли билән әшу йәрдин чиқарди. 18 Тәхминән 40 жил давамида У уларниң жүрүш-турушиға чөлдә чидамлиқ көрсәтти. 19 Қанан йеридики йәттә хәлиқни вәйран қилип, У уларниң зиминини чәк бойичә бөлүп бәрди. 20 Бу һәммиси тәхминән 450 жил давамида йүз бәрди.

Шуниңдин кейин У уларға Самуил пәйғәмбәргичә қази-һакимларни бәрди. 21 Бирақ кейин улар падишани тәләп қилди вә Худа уларға Бениамин қәбилисидин Кишниң оғли Саулни 40 жилға падиша қилип тайинлап бәрди. 22 Уни тәхттин чүшәргәндин кейин, Өзи гувалиқ бәргән Давутни падиша қилип: “Мән Йишайниң оғли Давутни таптим, у қәлбимгә лайиқ адәм һәм у Мән халиған һәммә нәрсини қилиду”,— деди. 23 Униң әвладидин Тәңри Өз вәдиси бойичә Исраилға қутқузғучи Әйсани бәрди. 24 Йәһия пәйғәмбәр униң келишидин авал пүткүл Исраил хәлқигә товва қилиш бәлгүси болған суға чөмдүрүшни очуқ вәз қилди. 25 Хизмитини йәкүнләп, Йәһия: “Мени ким дәп ойлаватисиләр? Мән у әмәс. Амма кәйнимдин шундақ киши келиватидуки, мән һәтта униң сәндилиниң боққучлирини йешишкә лайиқ әмәсмән”,— деди.

26 Бурадәрләр, Ибраһим әвладиниң оғуллири һәм Худадин қорқудиған араңлардики башқилар, бизгә мошу қутқузулуш тоғрилиқ сөз әвәтилгән. 27 Лекин Йерусалим турғунлири вә уларниң башлиқлири уни тонумиди һәм қобул қилмиди. Лекин қазилар ролида чиқишип, һәр шәнбидә оқулидиған пәйғәмбәрләр сөзлирини орунлиди. 28 Гәрчә улар униңда өлүмгә лайиқ һечнәрсә тапалмисиму, Пилаттин униң өлтүрүлишини тәләп қилди. 29 У тоғрисида йезилған барлиқ нәрсиләр орунланғандин кейин, уни түврүктин чүшүрүп, қәбиргә қойди. 30 Амма Худа уни өлүмдин тирилдүрүп, 31 у көплигән күнләрниң давамида униң билән Җәлилийәдин Йәрусалимға барғанларға, намайән қилди. Әнди хәлиқ алдида улар униң һәққидә гувалиқ бериватиду.

32 Шундақ қилип, биз силәргә атилиримизға берилгән вәдә тоғрисидики хуш хәвәрни җакалаватимиз. 33 Худа уларниң пәрзәнтлири болған биз үчүн Әйсани тирилдүрүп, Зәбурниң иккинчи нахшисида ейтилғандәк: “Сән — Мениң оғлум, бүгүн Мән сениң Атаң болдум”, дәп вәдисини ахириғичә орунлиди. 34 Уни өлүмдин тирилдүргини вә у чирикликкә қайтмайдиғини һәққидә У мундақ деди: “Мән силәргә Давутқа көрсәткән садиқ муһәббәтлик меһримни көрситимән. Вә бу вәдә ишәнчлик”. 35 Шуңлашқа У Зәбурниң башқиму күйидә мундақ дәйду: “Өзәңгә вападар адәмгә чирикликни көрсәтмәйсән”. 36 Давут өз вақтида Худаниң ениқ билдүрүлгән ирадисини орунлап, өлүм уйқисиға кетип, атилири йенида дәпин қилинди һәм чирикликни көрди. 37 Худа тирилдүргән бу киши болса, чирикликни көрмиди.

38 Шуңлашқа силәргә мәлум болсунки, қериндашлар, униң арқилиқ силәргә гуналар кәчүрүми җакалиниватиду 39 һәм Муса қануни асасида гунасиз, дәп силәрни елан қилинмиған барлиқ нәрсидә, униң арқилиқ етиқат билдүргән һәрқандақ киши гунасиз, дәп елан қилинмақта. 40 Пәйғәмбәрләр китаплирида ейтилғанлар силәргә кәлмәслиги үчүн, еһтият болуңлар: 41 “Һәй, мәсхирә қилғучилар, һәйран қелип йоқап кетиңлар, чүнки силәрниң күнлириңларда Мән, һәтта бирси тәпсилий ейтип бәргән болсиму, силәр һәргиз ишәнмәйдиған ишни қилимән!”»

42 Паул билән Барнаба чиқиватқанда, адәмләр әндики шәнбидиму мошу тоғрилиқ улар билән сөһбәтлишини ялвурди. 43 Андин җамаәт тарқалғандин кейин, нурғунлиған йәһудийлар һәм йәһудий диниға киргүчиләр Паул вә Барнабаға әгәшти. Улар адәмләр билән сөһбәтлишип, Худаниң мол меһир-муһәббитидә мәккәм турушқа дәвәт қилди.

44 Келәрки шәнбидә пүтүнләй шәһәр дегидәк Йәһваниң сөзини аңлашқа җәм болди. 45 Шунчә хәлиқни көрүп, йәһудийлар көрәлмәсликкә толуп, Паулниң ейтқанлириға күпүрлүк билән қарши чиқти. 46 Шунда Паул һәм Барнаба җасурлуқ билән мундақ деди: «Дәсләп Худа сөзи силәргә ейтилиши керәк еди. Бирақ силәр уни рәт қилғанлиқтин вә өзәңларни мәңгү һаятқа лайиқ әмәс дәп саниғиниңлар үчүн, биз башқа хәлиқләргә мураҗиәт қилимиз. 47 Чүнки Йәһва бизгә мундақ әмир бәргән: “Сән зиминниң қириғичә қутқузулуш болушуң үчүн, Мән сени хәлиқләргә йоруқлуқ қилип қойдум”».

48 Буни аңлап, башқа хәлиқләрниң вәкиллири хошал болушуп, Йәһваниң сөзини мәдһийилиди вә мәңгү һаятқа тоғра көзқарашта болған барлиғи етиқатчилар болди. 49 Йәһваниң сөзи болса пүткүл шу өлкигә тарқалди. 50 Лекин йәһудийлар ибадәт қилғучи һөрмәтлик аялларни һәм шәһәрниң абройлуқ адәмлирини Паул һәм Барнабаға қарши тәқипләрни қозғашқа гижгәйтип, уларни өз шәһиридин қоғлатқузди. 51 Улар болса, буларға қарши гувалиқ бәлгүси ретидә аяқлиридин чаңни қеқивәтти һәм Иконийға йол тутти. 52 Шагирт болғанлар хурсәнликкә вә муқәддәс роһқа толди.

Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
Чекинип чиқиш
Тизимлитип кириш
  • Уйғур (кирилл йезиғи)
  • Бөлүшүш
  • Баплашлар
  • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
  • Пайдилиниш шәртлири
  • Мәхпийлик сәясити
  • Мәхпийәтлик тәңшәклири
  • JW.ORG
  • Тизимлитип кириш
Бөлүшүш