Йоһан
11 Шу вақитта Лазар исимлиқ бир адәм ағрип қалди. У қериндашлири Мәрийәм вә Марта билән Бәйтания йезисида туратти. 2 Һакимдарға хушпурақлиқ яғ сүркигән вә униң аяқлирини чечи билән сүрткән әшу Мәрийәм еди. Кесәл болуп ятқан Лазар Мәрийәмниң акиси еди. 3 Лазарниң қериндашлири Әйсаға әвәтип: «Һакимдаримиз, әзиз достуң ағрип ятиду»,— дәп хәвәр беришти. 4 Әйса буни аңлап: «Бу ағриқ өлүмгә әмәс, бәлки Худаниң шан-шөһритигә әкелиду, бу арқилиқ Худа Оғлиму улуқлиниду»,— деди.
5 Әйса Мартани, униң сиңлисини һәм Лазарни яхши көрәтти. 6 Гәрчә Лазарниң ағриқ екәнлигини аңлиған болсиму, у шу йәрдә йәнә икки күнгә қалди. 7 Андин у шагиртлириға: «Йәһудийәгә қайта барайли»,— деди. 8 Шагиртлири униңға: «Устаз, йеқиндила йәһудийлиқлар сени таш етип өлтүрмәкчи еди, сән йәнә у йәргә бармақчиму?»— дейишти. 9 Әйса җававән: «Күнниң давами 12 саат әмәсму? Ким күндүзи маңса, у һечнәрсигә путлашмайду, чүнки дунияниң йоруғини көриду. 10 Ким кечиси маңса, у чоқум бир нәрсигә путлишиду, чүнки униңда йоруқлуқ йоқ»,— деди.
11 Буни ейтип, у қошумчә: «Лазар достумиз ухлап қалди, лекин мән уни охитишқа баримән»,— деди. 12 Шуңа шагиртлар униңға: «Һакимдаримиз, әгәр у ухлиған болса, сақийип кетиду»,— деди җававән. 13 Әйса Лазарниң өлүмини демәкчи еди, лекин улар у адәттики уйқини дәватиду, дәп ойлашти. 14 Шуңлашқа Әйса уларға очуқ: «Лазар вапат болди. 15 Мениң у йәрдә болмиғинимға хурсәнмән, чүнки әнди силәрниң етиқатиңлар техиму күчийиду. Әнди униңға барайли»,— деди. 16 Шунда Гезәк атилидиған Томас башқа шагиртларға: «Җүрүңлар, бизму барайли һәм униң билән биллә өләйли»,— деди.
17 Әйса кәлгәндә, Лазарниң қәбирдә дәпин қилинғиниға төрт күн болғанлиғини билди. 18 Бәйтания Йерусалимдин тәхминән үч чақирим жирақлиқта еди, 19 шуңлашқа нурғунлиған йәһудийлар Марта билән Мәрийәмниң алдиға қериндишиниң өлүмигә тәсәлли бериш үчүн кәлгән еди. 20 Марта Әйсаниң келиватқанлиғини аңлап, униң алдиға чиқти, Мәрийәм болса өйдә қалди. 21 Марта Әйсаға: «Һакимдарим, әгәр сән бу йәрдә болған болсаң, қериндишим өлмәс еди. 22 Амма мән һазирму билимәнки, Худадин немила сорисаң, У саңа бериду»,— деди. 23 Әйса: «Сениң қериндишиң туриду»,— деди. 24 Марта җававән: «Билимән, ахирқи күни, тирилиштә, туриду». 25 Әйса униңға: «Мән тирилиш вә һаяттурмән. Маңа ишәнгән адәм һәтта өлүп кәтсиму, тирилиду. 26 Һәрбир яшиғучи һәм маңа етиқат билдүргүчи һечқачан өлмәйду. Буниңға ишинәмсән?»— деди. 27 Марта җававән: «Шундақ, Һакимдарим. Сән дунияға келидиған Худа Оғли, Мәсиһ, екәнлигиңгә ишинимән»,— деди. 28 Андин Марта берип, сиңлиси Мәрийәмни чақирип, башқилардин йошурун: «Устаз мошу йәрдә, у сени чақириватиду»,— деди. 29 Мәрийәм буни аңлап, дәрһал орнидин туруп, Әйсаниң алдиға барди.
30 Әйса һели йезиға кирмигән, Марта алдиға чиққан йәрдә еди. 31 Мәрийәм билән өйдә қалған вә униңға тәсәлли бериватқан йәһудийлар униң алдираш орнидин туруп, ташқириға чиққанлиғини көрүп, уни қәбиргә жиға-зар қилғили маңди дәп ойлап, униң кәйнидин меңишти. 32 Мәрийәм Әйса турған йәргә келип, уни көргәндә аяқлириға жиқилип: «Һакимдарим, бу йәрдә болған болсаң, акам өлмәтти»,— деди. 33 Мәрийәм вә униң билән биллә кәлгән йәһудийларниң жиға-зар қилишқинини көргән Әйса роһий товлап, һаяҗанлинип: 34 «Уни қәйәргә қойдуңлар?»— дәп сориди. Улар: «Һакимдаримиз, җүр, өзәң көрисән»,— дейишти. 35 Әйсаниң яшлири төкүлди. 36 Шу чағда йәһудийлар: «Қараңлар, Лазар униңға қанчилик әзиз екән!»— дейишти. 37 Уларниң ичидә бәзи-бирлири: «Қарғуниң көзини ачқан бу киши Лазарниң һаятини өлүмдин сақлалматтиму?»— дейишти.
38 Әйса ичидә йәнә товлап, қәбиргә йеқинлашти. Бу өңкүр болуп, таш билән тосалған еди. 39 Әйса: «Ташни еливетиңлар!»— деди. Мәрһумниң қериндиши Марта униңға: «Һакимдарим, җәсиди пурап кәткәнду, чүнки төрт күн болдиғу»,— деди. 40 Әйса униңға: «Мән саңа ейтқанғу, әгәр ишәнсәң, Худаниң улуқлуғини көрисән»,— деди. 41 Ташни еливәткәндә Әйса асманға қарап, мундақ деди: «Һәй Атам, мени аңлиғиниң үчүн Саңа тәшәккүр ейтимән. 42 Сән мени дайим аңлайдиғиниңни билимән, лекин бу сөзләрни бу йәрдә турған хәлиқ үчүн, улар мени Сән әвәткиниңгә ишәнсун, дәп ейтиватимән». 43 Шундақ дәп, жуқури авазда: «Лазар, ташқириға чиқ!»— деди. 44 Шу чағда өлүп кәткән киши сиртқа чиқти. Униң пут-қоллири оралған, үзи болса яғлиқ билән йепилған еди. Әйса уларға: «Уни йешиветиңлар, у маңсун»,— деди.
45 Андин Мәрийәмниң йениға кәлгән йәһудийларниң көплири Әйсаниң қилған ишини көрүп, униңға ишиништи. 46 Амма бәзилири пәрисийләрниң йениға берип, Әйсаниң қилғанлирини ейтип беришти. 47 Шуңа чоң роһанийлар вә пәрисийләр йәһудийларниң Алий кеңишини жиғип: «Биз немә қилайлуқ? Сәвәви, бу адәм нурғун мөҗүзиләрни көрситиватиду. 48 Әгәр ишни мундақ қоюп бәрсәк, һәммиси униңға ишинип кетиду. Шу чағда римлиқлар келип, йеримизгиму һәм хәлқимизгиму егә болиду»,— деди. 49 Уларниң ичидә бири, йәни шу жили башроһаний болған Қаяпа: «Силәр һечнәрсини билмәйсиләр. 50 Силәр үчүн пүтүн хәлиқ һалак болғинидин көрә, бирла киши хәлиқ үчүн өлүши әвзәллигини чүшәнмәйватисиләр»,— деди. 51 Бу сөзләрни у өзлүгидин ейтмиди, шу жили у башроһаний болғанлиқтин, Әйса хәлиқ үчүн өлүши лазим екәнлиги тоғрисида бәшарәтни ейтқан еди 52 һәм пәқәт хәлиқ үчүнла әмәс, бәлки Худаниң чечилип кәткән пәрзәнтлирини бирләштүрүп жиғиш үчүнму өлүши лазим еди. 53 Шу күндин башлап улар Әйсани өлтүрүшни ойлиди.
54 Шуңа Әйса йәһудийлар арисида очуқ жүрмәйдиған болди. У шу йәрдин кетип, чөлгә йеқин Әпраим шәһиригә келип, шу җайда шагиртлири билән қалди. 55 Шу вақитта йәһудийларниң Песах мәйрими йеқинлишивататти. Һәр тәрәптин Йерусалимға нурғун кишиләр диний тазилиниш қаидисини ада қилиш үчүн келишти. 56 Улар мәркизий ибадәтханида туруп, Әйсани издәп өз ара: «Қандақ ойлайсиләр, у мәйрәмгә һәргиз кәлмәмду?»— дәп сорашти. 57 Чоң роһанийлар билән пәрисийләр Әйсани тутуш үчүн, ким униң қәйәрдә екәнлигини билсә, уларға мәлум қилиши керәклигини буйриған еди.