Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • Пәнд-нәсиһәтләр 2
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

Башқа тәрҗимиләр

Айәт санини бесип, қатар айәтләрни көрүң.
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
  • 1
  • 2
  • 3
  • 4
  • 5
  • 6
  • 7
  • 8
  • 9
  • 10
  • 11
  • 12
  • 13
  • 14
  • 15
  • 16
  • 17
  • 18
  • 19
  • 20
  • 21
  • 22
Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
Пәнд-нәсиһәтләр 2:1—22

Пәнд-нәсиһәтләр

2 Оғлум, әгәр сән сөзлиримни қобул

Қилип, вәсийәтлиримни баһалисаң,

 2 Әгәр қулиғиңни даналиққа диққәтчан тутуп,

Жүригиңни өткүр болушқа

Майил қилип үгәтсәңди!

 3 Шу чағда идрәклик һәққидә наләп,

Чоңқур чүшинишни сорисаң,

 4 Уларни күмүч издигәндәк издәп,

Көмүлгән ғәзниләрдәк издисәң,

 5 Шу чағ Йәһвадин әйминишни чүшинип,

Худа тоғрилиқ тәлиматқа егә болисән.

 6 Чүнки пәқәт Йәһвала даналиқ берәләйду,

Еғизидин билим билән өткүрлүк чиқиду.

 7 У һәққанийлар үчүн сағлампикирликни

Сақлайду, нуқсансиз жүргәнгә У қалқан.

 8 Адаләт йоли билән маңғанларни күзитип,

Униңға вапаларниң йолини қоғдайду.

 9 Шу чағда һәққанийлиқ, адиллиқ вә диянәтликни

Чүшинисән, һәрқандақ яхшилиқ

Йоли билән маңалайсән.

 10 Даналиқ жүригиңгә қонғанда вә

Тәлим қәлбиңгә яққанда,

 11 Сағлампикирлик сени һимайә қилиду,

Әқил-парасәтлик қоллап-қувәтләйду.

 12 Улар сени яман йолдин, бузғунчилиқ

Сөзләватқан кишидин сақлайду,

 13 Улар тоғра йолларни ташлап,

Зулмәтниң йоллириға чүшкәнләрдур.

 14 Улар яманлиқ қилғач, хошал болуп,

Явузлуқ вә әйиптин бәһирлинидиғанлар.

 15 Уларниң йоллири әгир-донай вә

Уларға ишинишкә болмайду.

 16 Даналиқ сени ят аялдин, паһишәниң

Лола сөзлиридин қутулдуриду.

 17 У яшлиғидики йолдишини ташлап,

Яратқучисиниң әһдини унтуп қалди.

 18 Униң өйигә йол тутқан киши өлүмгә

Йеқинлашти, чүнки өйи гөргә апириду.

 19 Униңға киргән һечқайси қайтип

Кәлмәйду вә һаят йолиға қайта турмайду.

 20 Шуңлашқа мәртләр йолида жүргин

Вә һәққанийлар йоллирини тутқин,

 21 Сәвәви, һәққанийлар йәрдә яшайду

Вә әйипсизләр униңда қалиду.

 22 Қанунсизлар болса, йәрдин қирилип,

Итаәт бузғучилар қомурулуп ташлиниду.

Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
Чекинип чиқиш
Тизимлитип кириш
  • Уйғур (кирилл йезиғи)
  • Бөлүшүш
  • Баплашлар
  • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
  • Пайдилиниш шәртлири
  • Мәхпийлик сәясити
  • Мәхпийәтлик тәңшәклири
  • JW.ORG
  • Тизимлитип кириш
Бөлүшүш