Әлчиләр
9 Савл техичә пүткүл вуҗудидин Һакимдарниң шагиртлириға өч болуп, уларға өлүм җазасини халиғач, башроһанийға барди. 2 Мошу Йолда маңғанларниң һәрбирсини, әр яки аял болушидин қәтъий нәзәр, кишәнләп елип келиш үчүн, униңдин Дәмәшқ шәһиридики йәһудий ибадәтханиларға хәтләрни йезип беришини өтүнди.
3 У йолда кетиветип, Дәмәшқ шәһиригә йеқинлашқанда туюқсиз асмандин униң үстигә нур яғди. 4 У йәргә жиқилип, мундақ авазни аңлиди: «Савл, Савл, сән немишкә мени қоғлаватисән?» 5 У җававән: «Вай, Егәм, бу ким?»— дәп сориди. У: «Мән — сән қоғлаватқан Әйса. 6 Орнуңдин тур, шәһәргә кир һәм униңда саңа немә қилиш керәклиги ейтилиду»,— деди. 7 Униң йенидики шериклири аваз чиққинини аңлисиму, һечкимни көрмәй, қетип туруп қалди. 8 Андин Савл йәрдин туруп, гәрчә көзлири очуқ болсиму, у һечнәрсә көрмиди. Шу һаләттә уни йетиләп, Дәмәшқкә елип кирди. 9 У үч күн уда һечнемә көрмиди, йемиди һәм ичмиди.
10 Дәмәшқтә Һанания исимлиқ бир шагирт бар еди. Һакимдар униңға вәһийдә көрүнүп: «Һанания!»— дәп чақирди. У җававән: «Ләббәй, мана мән, Һакимдарим»,— деди. 11 Һакимдар униңға: «Орнуңдин тур, Түз дәп атилидиған кочиға берип, Йәһуданиң өйидә Тарстин болған Савл дегән кишини сора. Мана һазир у дуа қиливатиду. 12 У вәһийдә Һанания исимлиқ киши кирип, көзлириниң әслигә келиши үчүн униңға қоллирини қойғинини көрди»,— деди. 13 Бирақ Һанания җававән: «Һакимдарим, мән бу киши һәққидә Йерусалимдики сениң муқәддәслириңгә қанчилик зиян қилғинини нурғунлиридин аңлидим. 14 Һәм бу йәрдиму исмиңни чақирғанларниң һәрқайсисини кишәнләп елип кетиш үчүн, униңда чоң роһанийлардин һакимийәт бар»,— деди. 15 Бирақ Һакимдар униңға: «Барғин, чүнки бу киши — мениң таллавалған қачам, у исмимни башқа хәлиқләргә, шундақла падишаларға вә Исраил оғуллириға хәвәрләйду. 16 Мән униңға мениң исмим үчүн қанчилик көп азап чекиши керәклигини көрситимән»,— деди.
17 Шуниң билән Һанания бардидә вә өйгә кирип, униңға қоллирини қоюп, мундақ деди: «Савл бурадәр, кәлгән йолуңда саңа көрүнгән Һакимдаримиз Әйса көзүң ечилип, муқәддәс роһқа чөмүшүң үчүн, мени әвәтти». 18 Шу ан униң көзлиридин белиқ қасириғиға охшаш бир нәрсә чүшүп, көзлири ечилди. Орнидин туруп, чөмдүрүлүш рәсимидин өтүп 19 һәм тамақлинип, қувәт алди.
У Дәмәшқтә шагиртлар билән бирнәччә күн болди 20 вә дәрру йәһудий ибадәтханилирида Әйсаниң Худа Оғли екәнлиги һәққидә вәз қилишни башлиди. 21 Уни аңлиғанларниң һәммиси һәйран болушуп: «Йерусалимда ушбу исимни чақирғанларни шиддәт билән қоғлиған, әнди бу йәргә келип, уларни бағлап, чоң роһанийларниң алдиға апиридиған киши мошу әмәсму?»— дейишти. 22 Амма Савл техиму күчийип, Әйсаниң Мәсиһ екәнлигини мәнтиқий дәлилләп, Дәмәшқниң еврей турғунлирини паракәндиликкә әкәлди.
23 Хелә күн өткәндин кейин, йәһудийлар уни өлтүрүшкә тил бириктүрди. 24 Бирақ Савл бу һәққидә билип қалди. Улар болса уни өлтүрүш үчүн кечә-күндүз дәрвазиға көз салди. 25 Шу сәвәптин униң шагиртлири кечидә уни севәткә селип, тамдин чүшәрди.
26 Йерусалимға кәлгәндә, у Әйсаниң шагиртлириға қошулмақчи болди, лекин һәммиси униңдин қорқатти, чүнки униң шагирт болғиниға ишәнмәтти. 27 Шу чағда Барнаба униңға ярдәмгә кәлди. У уни әлчиләрниң алдиға әкелип, қандақларчә йолда униңға Һакимдаримиз көрүнгинини һәм униң билән гәпләшкинини, шундақла Дәмәшқтә у җасурлуқ билән Әйса исмидин сөзлигәнлиги һәққидә тәпсилий ейтип бәрди. 28 Шундақ қилип, Савл улар билән қалди вә Йерусалимда Һакимдарниң намиға җүръәтлик вәз қилди. 29 У грек тилида сөзлишидиған йәһудийлар билән сөһбәтләшти һәм бәс-муназирә қилди. Улар болса уни өлтүрүшкә урунди. 30 Буни билгән бурадәрләр уни Қәйсәрийәгә, андин кейин Тарсқа әвәтивәтти.
31 Шуниңдин кейин җамаәтләр үчүн пүтүн Йәһудийә, Җәлилийә һәм Самарийәдә течлиқ орнитилди. Улар мустәһкәмлинип, Йәһваниң қорқунучида һәм муқәддәс роһниң тәсәллисидә өсүвататти.
32 Петрус мәзкүр җайларни айлинип жүргәндә, Лидда шәһиридә яшиғучи муқәддәсләргә кәлди. 33 У йәрдә сәккиз жилдин бери зәмбилдә ятқан паләч, Еней исимлиқ адәмни көрди. 34 Петрус униңға: «Еней, Әйса Мәсиһ сени сақайтти. Тур, орун-көрпәңни жиғ»,— деди. Шу ан у орнидин туруп кәтти. 35 Лидда вә Шарон түзләңлигидә яшиғанлар һәммиси уни көрүп, Һакимдаримизға етиқат бағлиди.
36 Яппада Табита, яки грекчә Дорка исимлиқ бир шагирт аял бар еди. У гадайларға көплигән изгү вә хәйрихаһлиқ ишларни қилатти. 37 Шу күнләрдә у ағрип, өлүп қалди. Уни жуюп, үстүнки бөлмигә қойди. 38 Лидда шәһири Яппаға йеқин болғанлиқтин, шагиртлар Петрусниң шу шәһәрдә болғанлиғини аңлап, икки адәмни әвәтип: «Илтимас, бизгә тез йетип кәлгинә»,— дәп ялвурди. 39 Петрус улар билән биллә маңди. У йәргә кәлгәндә, уни үстүнки бөлмигә башлап чиқип, барлиқ тул аяллар униң алдида Дорка һаят вақтида тиккән нурғун көйнәкләр һәм сиртқи кийимләрни көрситип жиғлашти. 40 Петрус һәммисиниң чиқишини буйруп, андин өзи тизлинип дуа қилди вә җәсәткә қарап: «Табита, тур!»— деди. У көзини ачқач Петрусни көрүп, олтарди. 41 Петрус униңға қолини сунуп турғузди вә муқәддәсләрни һәм тул аялларни чақирип, Табитаниң тирилгәнлигини көрсәтти. 42 Бу вақиә пүткүл Яппаға мәлум болди һәм көплири Һакимдаримизға ишәнди. 43 Шуниң билән, Петрус Яппада Шимон исимлиқ терә әйлигүчи кишиниң өйидә хелә вақит турди.