Әлчиләр
14 Иконийда Паул вә Барнаба йәһудий ибадәтханиға кирип, шундақ сөзлидики, йәһудийларниң һәм грекларниң бесим көпчилиги етиқатчилар болди. 2 Лекин ишәнмигән йәһудийлар башқа хәлиқләрниң кишилирини қозғитип, бурадәрләргә қарши турғузди. 3 Улар шу җайда хелила узақ туруп, Йәһваниң һакимийити билән җасур сөзләтти. Худа улар арқилиқ карамәтләр һәм аламәтләр йүз бериши үчүн йол қоюп, Өзиниң мол меһирлик сөзи һәққидә гувалиқ берәтти. 4 Шәһәрдики хәлиқ бөлүнүп, бирлири йәһудийлар тәрипидә болса, башқилири әлчиләр тәрипидә еди. 5 Башқа хәлиқләр вәкиллири һәм шундақла йәһудийлар өз башлиқлири билән уларни мәсхирә қилип, таш етип өлтүрүш үчүн, уларға һуҗум қилмақчи болғанда, 6 Паул вә Барнаба бу һәққидә билип қелип, Ликаонияниң шәһәрлири Листра һәм Дәрбәгә вә уларниң әтрапиға қачти. 7 Шу җайларда хуш хәвәрни җакалиди.
8 Листрада аяқлири ишлимәйдиған бир адәм бар еди. У туғулушидин нака болуп, һечқачан маңмиғанди. 9 У Паулниң сөзлирини тиңшавататти, Паул болса униңға тикилип қарап, униң етиқатиниң вә сақийиш имканийитиниң барлиғини көрүп, 10 жуқури авазда: «Аяқлириңға тик тур!»— деди. Нака сәкрәп туруп, меңишқа башлиди. 11 Шу чағда хәлиқ Паулниң қилғинини көрүп, ликаончә: «Худалар инсан қияпитидә бизгә чүшүпту!»— дәп вақирашти. 12 Улар Барнабани Зевс, Паулни болса Гермес дәп атиди, чүнки гәпни асасән у қилатти. 13 Шәһәрниң алдидики Зевс бутханисиниң каһини дәрваза алдиға буқиларни һәм гүлчәмбәрләрни әкелип, хәлиқ билән биллә қурбанлиқ қилишни халиди.
14 Әлчиләр Барнаба һәм Паул буни аңлап, сиртқи кийимини жиртип, топниң алдиға жүгрәп: 15 «Немишкә силәр буни қиливатисиләр? Биз силәрдәкла аҗиз адәмләр. Силәрниң мошу пайдисиз нәрсиләрдин ваз кечип, асман, йәр, деңиз һәм улардики барлиқ мәвҗудатларни яратқан тирик Худаға бурулушуңлар үчүн, биз хуш хәвәрни җакалаватимиз. 16 Өткән әвлатларда У Илаһ хәлиқләрниң өз йоллири билән меңишини қоюп бәргән, 17 гәрчә Өзи һәққидә гувалиқ беришни тохтатмиған еди, йәни яхшилиқ қилип, асмандин ямғурларни һәм һосул дәвирләрни берәтти вә жүрәклириңларни тоқчилиқ һәм хошаллиқ билән қанаәтләндүргән»,— дәп вақирашти. 18 Буни ейтиветип, улар хәлиқни өзлиригә атап қурбанлиқ қилмаслиқтин аранла тутувалди.
19 Лекин Антакия һәм Иконийдин йәһудийлар келип, топни қайил қилди һәм улар Паулни чалма-кесәк қилип, уни өлди дәп, шәһәрниң сиртиға сөрәп ачиқти. 20 Униң өп-чөрисигә шагиртлар жиғилғанда, у орнидин туруп, шәһәргә кирди. Әтиси у Барнаба билән Дәрбәгә кәтти. 21 Шу шәһәргә хуш хәвәрни ейтип вә көплигән шагиртларни тәйярлап, улар қайтидин Листра, Иконий вә Антакияға барди. 22 Улар шагиртларниң қәлблирини мустәһкәмләп, уларни етиқатта қелишқа дәвәт қилип: «Биз Худа Падишалиғиға нурғунлиған азаплар арқилиқ киришимиз керәк»,— дейишти. 23 Униңдин ташқири, улар һәрбир җамаәттә ақсақалларни тайинлиди вә дуа қилип һәм роза тутуп, етиқат бағлиғанларни Йәһваға тапшурди.
24 Писидиядин өтүп, улар Памфилияға кәлди 25 һәм Пергияда сөзни хәвәрләп, Атталияға чүшти. 26 Шу йәрдин қилған ишиниң йәкүнлинишигә бағлиқ, авал Худаниң инайитигә тапшурған Антакиядики бурадәрләргә үзүп кәтти.
27 У йәргә кәлгәндә җамаәтни чақирип, Худа улар арқилиқ қилған көплигән ишлири һәм башқа хәлиқләргә етиқат ишигини ечип бәргәнлиги һәққидә ейтип бәрди. 28 Шундақ қилип, улар шагиртлар билән көп вақит өткүзди.