Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • Йәрәмияниң жиғиси 4
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

Башқа тәрҗимиләр

Айәт санини бесип, қатар айәтләрни көрүң.
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
  • 1
  • 2
  • 3
  • 4
  • 5
  • 6
  • 7
  • 8
  • 9
  • 10
  • 11
  • 12
  • 13
  • 14
  • 15
  • 16
  • 17
  • 18
  • 19
  • 20
  • 21
  • 22
Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
Йәрәмияниң жиғиси 4:1—22

Йәрәмияниң жиғиси

א [Алеф]

4 Сап алтун, әң пақирақ алтун, қандақ өчүп кәтти!

Барлиқ дохмушларда муқәддәс җайниң

ташлири чечилип ятиду.

ב [Бет]

 2 Сионниң есил оғуллириға, улар әң сап

алтунға тәң еди, әнди болса исит, исит!

Уларға сапалчиниң қолидин чиққан адий

сапал қачилиридәк муамилә қиливатиду.

ג [Гимел]

 3 Һәтта чил бөриләр күчүклиригә әмчәклирини

бериду. Хәлқимниң қизи болса, чөлдики

төгәқушлардәк рәһимсиз болуватиду.

ד [Далет]

 4 Бовақниң тили уссузлиқтин гекитигигә

чаплишип қалди. Балилар нан сораватиду,

лекин һечким уни бәрмәйду.

ה [Хе]

 5 Татлиқ тамақ йәп үгәнгәнләр кочиларда йетишип,

ачарчилиқтин өлүватиду. Сөсүн рәхтләрдин

кийинип үгәнгәнләр патқақта сунайлинип ятиду.

ו [Вав]

 6 Хәлқим қизиниң әйиплири Садом әйиплиридин

ешип кәтти, шуңлашқа Садом бир мәзгилдә

вәйран болуп, җазаланған еди.

ז [Зайин]

 7 Хәлқим назирлири қардин таза, сүттин ақ еди.

Улар мәрвайиттин чирайлиқ болуп,

яқутлардәк пақиратти.

ט [Хет]

 8 Һазир болса, улар күйдин қара болди, уларни

мәйданларда тонумайватиду. Териси

устихиниға чаплишип, яғачтәк қуруп кәтти.

ט [Тет]

 9 Қилич өлтүргәнләр ачарчилиқ өлтүргәнләрдин

бәхитликтур. Улар йәйдиған һечнәрсә

тапалмай, пәйдин-пәй өчти.

י [Йод]

10 Көйүмчан анилар балилирини өз қоли билән

пишәрди. Пәрзәнтләр хәлқим қизи

өлүватқанда, уларниң қайғу нени болди.

כ [Каф]

11 Йәһва лавулдиған Өз қәһрини шундақ төкти,

Сионда униң асаслирини көйдүридиған отни яқти.

ל [Ламед]

12 Йәр шаһлири вә зимин турғунлири Йерусалим

дәрвазилириға дүшмән билән рәқип кириду

дегәнликкә һечқачан ишәнмәтти!

מ [Мем]

13 Амма буниң һәммиси униң пәйғәмбәрлири

һәм роһанийлириниң қилмишлири үчүн

йүз бәрди. Улар униңда һәққанийларниң

қенини төккәнди.

נ [Нун]

14 Пәйғәмбәрләр вә роһанийлар кочиларда

қарғулардәк тәмтирәп жүрәтти. Улар қанға

боялған болғанлиқтин, уларниң кийимигә

тегиш мүмкин әмәс еди.

ס [Самех]

15 «Нери туруңлар, напаклар!— дәп вақирайду

уларға.— Йоқал! Йоқал! Бизгә тәгмәңлар!»

Улар башпанидин айрилип, сәргәрдан болди.

Хәлиқләр мундақ дәйду: «Улар биздә қалалмайду,

פ [Пе]

16 Йәһва Өзи уларни чечивәтти. У уларға

әнди илтипат қөрсәтмәйду. Кишиләр

роһанийларни һөрмәтлимәйду вә

ақсақалларниму айимайду».

ע [Айин]

17 Көзлиримиз ярдәмни бекардин күтүп, һарди.

Биз күзәт мунарлиримизда бизгә ярдәм

берәлмәйдиған хәлиқкә қараптимиз.

צ [Цаде]

18 Дүшмәнлиримиз һәрбир қәдимимизни күзитип,

тор ташлап, мәйданлиримизда бизни маңғузмиди.

Шундақ қилип, ахиримиз йеқинлашти.

Бизгә аталған күнләр азийип, һалак кәлди.

ק [Коф]

19 Тәқиплигүчиләр әрштики бүркүтләрдинму

чапсан еди. Улар бизниң кәйнимиздин тағларда

қоғлап, баяванда чирмақларни салатти.

ר [Реш]

20 Биз үчүн нәпәс болған Йәһваниң майлиған

хизмәтчиси уларниң әң чоңқур яриға чүшти.

Һә, биз болсақ униң тоғрисида:

«Хәлиқләр арисида униң сайиси астида

яшаймиз»,— дәп ойлаптимизкән.

ש [Шин]

21 Хурсән болуп шатланғин, Едум қизи,

Уз дияриниң турғуни! Бирақ саңиму келиду

ушбу қача. Сән униңдин тойғичә ичип,

мәс болуп, ялиңачлинисән.

ת [Тав]

22 Сион қизи! Сениң беқанунлиғиң үчүн җазариң

аяқлашти. У сени әнди әсиргә әвәтмәйду.

Лекин У сениң қанунсизлиғиңға, Едум қизи,

диққәт бөлүп, гуналириңниң барлиғини

ашкарә қилиду.

Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
Чекинип чиқиш
Тизимлитип кириш
  • Уйғур (кирилл йезиғи)
  • Бөлүшүш
  • Баплашлар
  • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
  • Пайдилиниш шәртлири
  • Мәхпийлик сәясити
  • Мәхпийәтлик тәңшәклири
  • JW.ORG
  • Тизимлитип кириш
Бөлүшүш