Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • Қанун шәрһи 3
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

Башқа тәрҗимиләр

Айәт санини бесип, қатар айәтләрни көрүң.
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
  • 1
  • 2
  • 3
  • 4
  • 5
  • 6
  • 7
  • 8
  • 9
  • 10
  • 11
  • 12
  • 13
  • 14
  • 15
  • 16
  • 17
  • 18
  • 19
  • 20
  • 21
  • 22
  • 23
  • 24
  • 25
  • 26
  • 27
  • 28
  • 29
Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
Қанун шәрһи 3:1—29

Қанун шәрһи

3 У йәрдин чиқип, биз Башанға қарап маңдуқ, шу җайда бизгә қарши Башанниң падишаси Ог барлиқ хәлқи билән Әдрәйда чиқти. 2 Маңа Йәһва: “Униңдин қорқма, чүнки уни вә униң хәлқини вә барлиқ униң йерини Мән сениң қолуңға тапшуримән. Сән униң билән Хешбонда яшиған аморлиқ падиша Сигон билән қилған ишни қилисән”,― деди. 3 Шуниң билән Худайимиз Йәһва қолумизға Башан падишаси Огни вә униң пүткүл хәлқини тапшурди. Биз уларни шундақ уҗуқтурдуқки, униңдин тирик һечким қалмиди. 4 Шу вақитта биз униң барлиқ шәһәрлирини бесивалдуқ. Биз алмиған һечбир шәһәр қалмиди: бу 60 шәһәр еди, пүтүнләй Аргов тәвәси, Башан падишалиғиниң барлиғи. 5 Барлиқ ушбу шәһәрләр егиз сепиллар билән қамдалған еди, егиз дәрвазилар вә дәлизләр билән. Униңдин ташқири интайин көп қоршалмиған шәһәрләр болған еди. 6 Биз уларни ләнәткә туттуқ. Авал шундақла ишни Хешбон падишаси Сигонниң падишалиғи билән қилип, һәрбир шәһәрни ичидики әр, аял һәм балилар билән қиривәткәндуқ. 7 Амма барлиқ җаниварлар билән шәһәрләрдики мүлүкни олҗиға алдуқ.

8 Шундақ қилип, мәзкүр вақитта икки аморлиқ падишаниң қолидин биз мошу Йорданниң бу тәрипидики, Арнон өстиңидин Һәрмон теғиғичә болған йәрни өзүмизгә алдуқ. 9 Сидонлиқлар Һәрмон теғини Ширион, аморлиқлар болса, уни Сенир дәп атайду. 10 Шундақларчә биз түзләңликтики барлиқ шәһәрләрни, барлиқ Гилиадни вә Салха билән Әдрәйғичә барлиқ Башанни – Ог падишасиниң барлиқ егилигини йеңивалдуқ. 11 Пәқәт Башанниң падишаси Ог репайимлардин қалған еди. Мана, униң төмүр каривети һазирму Амон оғуллириниң Рабба шәһиридә әмәсму? Униң узунлиғи тоққуз җәйнәк, кәңлиги төрт җәйнәк, әрләр җәйнигидиндур. 12 Шу йәрни Арнон өстиңидин чиққан Ароирдин башлап биз варислиққа алдуқ. Гилиад теғиниң йеримини шәһәрлири билән мән Рувим вә Гад қәбилилиригә бәрдим. 13 Гилиадниң қалғинини вә Огниң падишалиғи Башанни, Аргов тәвәсини мән Манассәниң қәбилисиниң йеримиға бәрдим. У йәр репайимларниң йери дәп атилиду.

14 Манассәниң оғли Йаир барлиқ Аргов тәвәсини Мааха вә Гәшур чәклиригичә елип, уни өз исми бойичә Йаирниң йезилири дәп атиди. Улар бүгүнгичә шундақ атилиду. 15 Махирға мән Гилиадни бәрдим. 16 Рувим вә Гадниң қәбилилиригә мән Гилиадтин Арнон өстиңигичә, Амон оғуллириниң чегарилиригичә, Йабук өстиңигичә болған йәрни, 17 йәни түзләңлик билән Йорданни, у болса Киниреттин Тузлуқ деңизғичә, шәриқкә қарайдиған Пизгаһ теғиниң етигини бәрдим.

18 Шу вақитта мән силәргә буйруп, мундақ дедим: “Йәһва Пәрвәрдигаримиз силәргә мошу йәрни мирасқа бериватиду, лекин урушқа ярамлиқ барлиқ әрләр қураллинип, Исраил оғуллири-бурадәрлириңлар алдида меңиңлар. 19 Пәқәт аяллириңлар вә балилириңлар һәм мелиңлар, сәвәви, җаниварлар силәрдә көп, мән силәргә егиликкә бәргән шәһәрләрдә қалсун. 20 Силәр болсаңлар, бурадәрлириңларға силәрдәк Йәһва Худа арам бәргичә вә Йәһва уларға Йорданниң кәйнидә мирасқа йәр тапшурғичә биргә болуңлар. Шу вақитта һәрқайсиңлар алған мирасиңларға қайтип келисиләр”.

21 Йәшуаға мәзкүр чағда мән мундақ вәсийәт қилдим: “Сениң көзлириң Йәһва Тәңри икки падишаға қилған ишлирини көрди: шундақла ишни Йәһва Худайимиз сән өтүдиған башқиму һәммә падишалиқларға қилиду. 22 Улардин һәргиз қорқмаңлар, чүнки Йәһва Худа Өзи силәр үчүн күришиду”.

23 Шу вақитта мән Йәһваға мундақ дәп дуа қилдим: 24 “Йәһва Рәб Егидаримиз, Сән Өз қулуңға Өз улуқлиғиңни вә күч-қудритиңни һәм көтирилгән қаттиқ қолуңни көрситишкә башлидиң. Асманда яки йәрдә Сениңдәк һәммигә қадир ишларни көрситәлигән вә уларни әмәлдә қилалиған йәнә қандақ Худа бар? 25 Маңа дәриядин өтүп, Йорданниң кәйнидики яхши йәрни көрүшкә рухсәт қилғина: шу әҗайип гөзәл йәрни вә әҗайип тағни һәм Ливанни”. 26 Амма Йәһваниң силәр үчүн маңа болған ғәзиви техи өтмигән еди вә У мени тиңшимиди. Йәһва маңа: “Йетәр саңа, башқа Маңа бундақ параңни қилма! 27 Пизгаһниң чоққисиға чиққин вә деңиз, шимал, җәнүп вә шәриқ тәрәпләрни көзүңдин кәчүргин, чүнки сән Йордандин өтмәйсән. 28 Йәшуаға нәсиһәт қилип, уни мустәһкәмлигин вә чиниқтурғин, чүнки у мошу хәлиқниң йетәкчиси болиду. У уларға сән көрүватқан йәрни егиликләргә бөлүп бериду”,― деди. 29 Биз Бәйт-Пигорға қарши вадида тохталдуқ.

Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
Чекинип чиқиш
Тизимлитип кириш
  • Уйғур (кирилл йезиғи)
  • Бөлүшүш
  • Баплашлар
  • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
  • Пайдилиниш шәртлири
  • Мәхпийлик сәясити
  • Мәхпийәтлик тәңшәклири
  • JW.ORG
  • Тизимлитип кириш
Бөлүшүш