Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • Римлиқларға 16
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

Римлиқларға 16:5

Изаһәтләр

  • *

    Һазирқи Түркия территориясидики Рим өлкисиниң нами.

Римлиқларға 16:24

Изаһәтләр

  • *

    Мт 17:21 қараң.

Башқа тәрҗимиләр

Айәт санини бесип, қатар айәтләрни көрүң.
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
  • 1
  • 2
  • 3
  • 4
  • 5
  • 6
  • 7
  • 8
  • 9
  • 10
  • 11
  • 12
  • 13
  • 14
  • 15
  • 16
  • 17
  • 18
  • 19
  • 20
  • 21
  • 22
  • 23
  • 24
  • 25
  • 26
  • 27
Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
Римлиқларға 16:1—27

Римлиқларға

16 Силәргә Кенхрея җамаитиниң хизмәтчиси, қериндишимиз Фибини тәвсийә қилип тонуштуриватимән. 2 Уни Һакимдарниң йолида жүргән муқәддәсләрни қобул қилғандәк, хурсән күтүвелиңлар вә ярдимиңлар һаҗәт болған һәммә нәрсидә ярдәм қилиңлар, чүнки у өзиму көплиригә, уларниң ичидә маңиму, һимайә болған еди.

3 Мәсиһ Әйсаға мениң билән хизмәт қилған қериндашлирим Приска билән Акилаға салам ейтиңлар. 4 Улар мениң үчүн өз бешини хейим-хәтәргә салған еди вә уларға бир мән әмәс, бәлки һәммә башқа хәлиқләр җамаәтлириму миннәтдар. 5 Шундақла уларниң өйидики җамаәткә салам ейтиңлар. Асиядики* Мәсиһ үчүн дәсләпки мевә — әзиз Епинитқа салам ейтиңлар. 6 Силәр үчүн көп әҗир сиңдүргән Мәрийәмгә салам ейтиңлар. 7 Зинданда мән билән биллә ятқан йәһудий бурадәрлирим Андроник вә Юнийға салам ейтқайсиләр. Улар мәндин авал Мәсиһ билән бирликтә болуп, әлчиләргиму тонуш.

8 Һакимдарим йолида болған әзиз бурадәрим Амплиятқа мениңдин салам. 9 Мәсиһтики хизмәтдишимиз Урбанға вә қәдирлигим Стахисқа салам йоллаймән. 10 Мәсиһтә мақулланған Апелесқа салам. Аристовулниң аилисидикиләргә салам йәткүзүңлар. 11 Йәһудий қериндишим Һиродийонға салам. Наркисниң Мәсиһ йолида болған өй ичидикилиригә салам. 12 Һакимдарниң хизмитидә тиришип ишләватқан Трифена билән Трифосаға салам. Һакимдарниң хизмитидә көп ишлигән әзиз Персидаға салам. 13 Һакимдар йолида талланған Руфусқа вә униң һәм мениң анамға салам йәткүзүңлар. 14 Асинкрит, Флигонт, Һермис, Патровас, Һермас вә улар билән болған бурадәрләргә салам. 15 Филолог вә Юлияға, Нерий вә униң сиңлисиға, Олимпас вә уларниң йенидики барлиқ муқәддәсләргә салам ейтиңлар. 16 Бир-бириңларни муқәддәс сөйүш билән қарши елиңлар. Мәсиһниң һәммә җамаәтлири силәргә салам йоллаватиду.

17 Қериндашлар, силәрдин өтүнимән: силәр үгәнгән тәлиматқа қарши араңларда бөлгүнчиликләрни пәйда қилип, путликашаңлиққа сәвәп туғдуридиғанларни байқап, улардин нери болуңлар. 18 Мундақ кишиләр Һакимдаримиз Мәсиһниң әмәс, бәлки өз қарниниң қуллири. Улар силиқ-сипайә вә хошамәт сөзлири билән саддиларниң қәлбини аздуриду. 19 Силәрниң итаәтчанлиғиңлар һәммиси үчүн рошән болди. Шуңа силәрдин хурсәнмән. Яхшилиққа данишмән һәм яманлиққа майилсиз болушуңларни халаймән. 20 Хатирҗәмлик бәргүчи Худа йеқин арида Шәйтанни аяқ астиңларда янчийду. Һакимдаримиз Әйсаниң мол меһирлиги силәргә яр болғай!

21 Хизмәтдишим Тимотий, шундақла йәһудий бурадәрлирим Лукий, Ясон вә Сосипатр силәргә салам йоллаватиду.

22 Бу хәтни йезип бәргән мән — Тертий силәргә мәсиһий салам ейтиватимән.

23 Маңа вә пүткүл җамаәткә меһмандостлуқ көрситиватқан Гаийдинму салам. Шәһәр башқурғучиси Ераст вә униң қериндиши Кварттин силәргә салам. 24 *——

25 Силәрни мустәһкәмләшкә қадир Худаға, мән йәткүзүватқан хуш хәвәргә мувапиқ, шан-шөһрәт кәлгәй. Узун вақит давамида сақлинип кәлгән Әйса Мәсиһ һәққидики муқәддәс сир ашкариланмиған еди. 26 Вәзигә уйғун муқәддәс сир әнди ечилди һәм пәйғәмбәрлик Язмилар арқилиқ мәңгү Худаниң әмри бойичә барлиқ хәлиқләр арисида етиқат арқилиқ итаәт тарқитиливатиду. 27 Пәрвәрдигарға, бирдин-бир Данишмәнгә, Әйса Мәсиһ арқилиқ шан-шәрәп әбәдил-әбәт болғай. Амин!

Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
Чекинип чиқиш
Тизимлитип кириш
  • Уйғур (кирилл йезиғи)
  • Бөлүшүш
  • Баплашлар
  • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
  • Пайдилиниш шәртлири
  • Мәхпийлик сәясити
  • Мәхпийәтлик тәңшәклири
  • JW.ORG
  • Тизимлитип кириш
Бөлүшүш