Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • Галатилиқларға 3
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

Башқа тәрҗимиләр

Айәт санини бесип, қатар айәтләрни көрүң.
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
  • 1
  • 2
  • 3
  • 4
  • 5
  • 6
  • 7
  • 8
  • 9
  • 10
  • 11
  • 12
  • 13
  • 14
  • 15
  • 16
  • 17
  • 18
  • 19
  • 20
  • 21
  • 22
  • 23
  • 24
  • 25
  • 26
  • 27
  • 28
  • 29
Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
Галатилиқларға 3:1—29

Галатилиқларға

3 Һәй, надан галатилиқлар, ким силәргә шундақ сәлбий тәсир қилди? Силәргә немә үчүн түврүктә Әйса Мәсиһниң өлтүрүлгәнлиги чүшәндүрүлдиғу. 2 Мән пәқәт бир нәрсини силәрдин билгүм келиду: силәр роһни Тәврат қанунниң ишлири түпәйли алдиңларму, яки етиқат билән тиңшиғанлиғиңлар үчүнму? 3 Силәр шунчә наданму? Муқәддәс роһқа лайиқ ишларни башлап, әнди тәнгә мувапиқ яшаш билән аяқлаштуруватамсиләр? 4 Силәр бекарға шунчә азап тарттиңларму? Бекар болуши мүмкин әмәс! 5 Силәргә роһ Бәргүчи һәм араңларда қудрәтлик ишларни Қилғучи буларни Қанун ишлириға бола яки етиқат билән тиңшиғанлиққа бола қиливатамду? 6 Мана, Ибраһим «Йәһваға ишәнди вә мошуниң үчүн һәққаний, дәп етирап қилинди».

7 Силәр, әлвәттә, шуни билисиләрки, етиқатта турғанлар — Ибраһимниң оғуллиридур. 8 Һәм Язмилар Худаниң башқа хәлиқләрдин адәмләрни уларниң етиқати түпәйлидин һәққаний, дәп елан қилишини алдин-ала көрүп, хелила бурун Ибраһимға хуш хәвәрни мундақ җакалиди: «Сән арқилиқ барлиқ хәлиқләр бәрикәтлиниду». 9 Шуңлашқа етиқатта турғанлар садиқ Ибраһим билән биллә бәрикәтлиниду.

10 Қанун ишлириға таянғанларниң барлиғи ләнәткә учримақта, йезилғинидәк: «Орунлашқа тегишлик Қанун түртигидә йезилғанниң барлиғини дайим орунлимиған һәрқандақ киши ләнәттидур». 11 Униңдин ташқири, шу рошәнки, һечким Худаниң алдида Қанун бойичә һәққаний, дәп елан қилинмайду, чүнки «һәққаний киши етиқати түпәйли яшайду». 12 Қанун болса етиқат билән бағлиништа әмәс, лекин «ким әмирләргә әмәл қилса, уларға бенаән яшайду». 13 Мәсиһ бизни сетивелип, биз үчүн ләнәт болғач, Қанунниң ләнитидин азат қилди, чүнки йезилғинидәк: «Түврүктә миқланған һәрқандақ киши ләнәттур». 14 Буниң һәммиси Ибраһимниң бәрикити Әйса Мәсиһ арқилиқ башқа хәлиқләргә тарилип, барлиғимиз өз етиқатимиз арқилиқ вәдиләнгән роһни елишимиз үчүн берилгән.

15 Қериндашлар, инсанлар һаятидин мисал кәлтүрәй: бәкитилгән келишимни, һәтта у адәмдин болсиму, һечким бекар қилалмайду һәм һечким униңға қошумчиларни киргүзәлмәйду. 16 Ибраһимға вә униң әвладиға вәдиләр берилгән. Көпчилик тоғрисида гәп болғандәк: «Вә әвлатлириңға» дейилмәйду, бирақ бирси һәққидә: «Вә сениң әвладиңға» дейилгән, йәни у Мәсиһтур. 17 Йәнә қошумчә ейтай: Худа авал тәстиқлигән келишимни 430 жилдин кейин пәйда болған Тәврат қануни күчидин қалдурмайду вә вәдини бекар қилмайду. 18 Чүнки әгәр мирас Қанун бойичә болған болса, у чағда у вәдә бойичә әмәс болиду, лекин Пәрвәрдигар уни Ибраһимға вәдә арқилиқ әта қилған еди.

19 Ундақта, Тәврат қануни немә үчүн берилди? У вәдә берилгән әвлат кәлмигичә, қилмишларни рошән қилиш үчүн қошумчә берилгән. У пәриштиләр арқилиқ васитичиниң қоли билән тапшурулған. 20 Амма пәқәт бир тәрәпла бар җайда васитичиниң кериги йоқ, Худа болса бирдур. 21 Демәк, Қанун Худаниң вәдилиригә қаршиму? Һәргиз! Чүнки әгәр һаятлиқ беришкә қабил Қанун берилгән болса, ундақта һәққанийлиқ һәқиқәтәнму Қанун васитиси арқилиқ болатти. 22 Бирақ Әйса Мәсиһкә болған етиқатқа асасланған вәдә ишәнчә билдүрүватқанларға берилиши үчүн, Муқәддәс Язмилар һәммини гунаниң илкидә қамиди.

23 Амма етиқат пәйда болғичә, биз ечилишқа тегиш етиқатни күтүп, Қанунниң илкидә сақландуқ. 24 Шундақ қилип, етиқат түпәйли биз һәққаний дәп елан қилинишимиз үчүн, Қанун Мәсиһкә йетәкләйдиған бизниң тәрбийичимиз болди. 25 Лекин әнди етиқатниң ечилиши билән биз тәрбийилигүчигә башқа бой сунмаймиз.

26 Силәр барлиғиңлар Мәсиһ Әйсаға болған етиқатиңлар арқилиқ Худаниң оғуллирисиләр. 27 Силәр Мәсиһкә чөмдүрүлгән барлиғиңлар, Мәсиһниң тәбиитини өзләштүрдиңлар. 28 Әнди йә йәһудий, йә грек, йә қул, йә әркин, йә әр җинислиқ, йә аял җинислиқ йоқ, чүнки силәр һәммиңлар Мәсиһ Әйса билән бирликтә бир шәхссиләр. 29 Әгәр силәр Мәсиһкә мәнсүп болсаңлар, у чағда силәр һәқиқәтән Ибраһимниң әвлади — вәдиләнгән мирасхорлар.

Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
Чекинип чиқиш
Тизимлитип кириш
  • Уйғур (кирилл йезиғи)
  • Бөлүшүш
  • Баплашлар
  • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
  • Пайдилиниш шәртлири
  • Мәхпийлик сәясити
  • Мәхпийәтлик тәңшәклири
  • JW.ORG
  • Тизимлитип кириш
Бөлүшүш