Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • Тарихнамә 2-язма 16
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

Башқа тәрҗимиләр

Айәт санини бесип, қатар айәтләрни көрүң.
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
  • 1
  • 2
  • 3
  • 4
  • 5
  • 6
  • 7
  • 8
  • 9
  • 10
  • 11
  • 12
  • 13
  • 14
Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
Тарихнамә 2-язма 16:1—14

Тарихнамә 2-язма

16 Асаниң һөкүмранлиқ қиливатқан 36-жили Йәһудаға Исраил падишаси Баша уруш билән чиқти. Шундақла у Йәһуда падишаси Асадин һечким кәтмәслиги һәм униңға кәлмәслиги үчүн, Рамаһни селишқа турди. 2 Аса Йәһва ибадәтханисиниң һәм падиша өйиниң ғәзнилиридин алтун билән күмүчни ачиқип, Дәмәшқтә яшайдиған Сирия шаһи Бәнһададқа әвәтип: 3 «Мениң билән сизниң ариңизда, мениң атам билән сизниң атиңизниң арисида һәрдайим иттипақ болған еди. Мана, мән сизгә алтун һәм күмүч әвәтиватимән. Илтимас, Исраил падишаси Баша мәндин кәйнигә чекиниши үчүн, униң билән болған иттипақиңизни бузуветиңа»,— дәп өтүнди.

4 Бәнһадад Аса падишани тиңшап, өзидики әскәр сәркилирини Исраил шәһәрлиригә қарши әвәтти. Улар Ийон, Дан вә Авелмаим шәһәрлирини вәйран қилип, Нафтали шәһәрлиридики барлиқ озуқ-түлүкни йоқ қилди. 5 Буни аңлап, Баша Рамаһниң қурулушини тохтатти һәм ишини тамамлиди. 6 Аса падиша Рамаһтин Баша қурулушқа ишләткән барлиқ ташларни һәм яғачларни елип чиқиши үчүн, һәммә йәһудийларни жиғди. Бу қурулуш материаллардин у Геба билән Миспаһни ясиди.

7 Ушбу чағда Йәһуда падишаси Асаға Һананий вәлий келип: «Сиз Сирия шаһиға тайинип, Худайиңиз Йәһваға үмүт артмиғиңиз үчүн, Сирия шаһиниң әскири қолуңиздин қутулди. 8 Ефиоплар билән ливиялиқлар буниңдинму артуқ күч вә бәк зор әскәр билән келивемидиму? Амма сиз шу чағда Йәһваға үмүт қилғиниңиз үчүн, У уларни қолуңизға тапшурған еди. 9 Сәвәви, Йәһваниң көзлири пүткүл йәр-зиминни бақмақта: У кимниң жүриги пүтүнләй Униңға вапа болса, шуларни қоллап-қувәтләйду. Сиз бу қетим әқилсиз иш қилипсиз. Буниң үчүн әнди сиздә урушлар болиду»,— деди.

10 Асаниң вәлийгә аччиғи келип, уни кишәнләп зинданға ташлиди, чүнки ушбу сөзләр үчүн у териккән еди. Шуниңдәкла хәлиқтин бирмунчилириға Аса мәзкүр вақитта яманлиқ қилди. 11 Асаниң паалийәтлири, дәсләпкилири һәм ахирқилири, Йәһуда вә Исраил падишалириниң тарихнамилиридә ипадиләнди.

12 Өз һөкүмранлиғиниң 39-жили Аса падишаниң путлири ағридиған болди, бу кесәл тенидә жуқури көтирилди, лекин һәтта ағриғидиму у Йәһваға әмәс, бәлки тевипларға мураҗиәт қилди. 13 Ахири Аса атилириға қошулди, у падишалиғиниң 41-жили вапат болди. 14 Уни пухралири у өзи үчүн Давут шәһиридә таштин ясиған қәбиргә қойди. Уни хушпурақлар вә һәрқандақ мәхсус ясалған яғлар билән толтурулған тавутқа ятқузди. Униң шәрипигә интайин көп хушпурақларни көйдүрди.

Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
Чекинип чиқиш
Тизимлитип кириш
  • Уйғур (кирилл йезиғи)
  • Бөлүшүш
  • Баплашлар
  • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
  • Пайдилиниш шәртлири
  • Мәхпийлик сәясити
  • Мәхпийәтлик тәңшәклири
  • JW.ORG
  • Тизимлитип кириш
Бөлүшүш