Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • Римлиқларға 1
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

Башқа тәрҗимиләр

Айәт санини бесип, қатар айәтләрни көрүң.
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
  • 1
  • 2
  • 3
  • 4
  • 5
  • 6
  • 7
  • 8
  • 9
  • 10
  • 11
  • 12
  • 13
  • 14
  • 15
  • 16
  • 17
  • 18
  • 19
  • 20
  • 21
  • 22
  • 23
  • 24
  • 25
  • 26
  • 27
  • 28
  • 29
  • 30
  • 31
  • 32
Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
Римлиқларға 1:1—32

Римлиқларға

1 Әлчи болушқа чақирилған, Худаниң хуш хәвирини тарқитишқа тайинланған, Әйса Мәсиһниң қули болған мәнки Паулдин салам! 2 Худа бу хуш хәвәрниң келишини қедимда пәйғәмбәрлири арқилиқ Муқәддәс Язмиларда вәдә қилған еди. 3 Ушбу хәвәр җисманий җәһәттин Давутниң нәсли болған Өз Оғли тоғрилиқ, 4 муқәддәс роһниң қудрити бойичә Худа Оғли, дәп елан қилинған, өлүмдин тирилдүрүлгән Һакимдаримиз Әйса Мәсиһ һәққидә. 5 У арқилиқ мол меһирликни һәм әлчиликни тапшуривалдуқ, чүнки барлиқ хәлиқләр етиқат билдүрүп, Пәрвәрдигарға беқиниши вә исмини мәдһийилиши үчүндур. 6 Мошу хәлиқләрниң арисида Әйса Мәсиһкә тәәллуқ болуш үчүн силәрму чақирилдиңлар — 7 Худа меһир-муһәббитини билдүргән, муқәддәс болушқа тайинлиған Римдики һәммиңларға салам.

Атимиз Худадин вә Һакимдаримиз Әйса Мәсиһтин силәргә инайәт вә течлиқ-аманлиқ болғай!

8 Алди билән мән Әйса Мәсиһ арқилиқ һәммиңлар үчүн Рәббимгә шүкүр ейтимән, чүнки силәрниң етиқатиңлар тоғрисида пүткүл аләмдә сөзләватиду. 9 Оғли тоғрисидики хуш хәвәрдә мән роһум билән муқәддәс хизмәт қиливатқан Худа — дуалиримда силәрни тохтимай әсләп турғанлиғимға Гувачидур. 10 Мән дуалиримда, мүмкин қәдәр Худаниң ирадиси билән силәргә беришқа ахир муйәссәр болушумни һемишәм өтүнүмән. 11 Чүнки мән силәрни бирәр роһий һәдийәгә егә қилиш арқилиқ мустәһкәмләш үчүн, силәр билән көрүшүшкә интайин интизармән, 12 йәни араңларда болуп, бир-биримизниң етиқатидин өз ара илһам алалаймиз демәкчимән.

13 Амма, қериндашлар, мән силәрниң шуни билишиңларни халаймәнки, башқа хәлиқләрниң арисида һәм силәрниң араңлардиму хизмитим мевә бериши үчүн, йениңларға келишни көп қетим нийәт қилдим, лекин бүгүнгичә тосалғуға учрап келиватимән. 14 Мән грекларғиму һәм мәдәнийәтсизләргиму, данишмәнләргиму һәм наданларғиму қәриздармән. 15 Шуниң үчүн мениңда силәргиму, Римдикиләргә, хуш хәвәрни йәткүзүш истиги күчлүк. 16 Мән хуш хәвәрдин уялмаймән, чүнки у етиқати бар һәрқандақ адәмниң: алди билән йәһудийларниң, андин грекларниң ниҗатқа еришиши үчүн Худаниң күч-қудритидур! 17 Униңда етиқати түпәйли һәм етиқатиниң мустәһкәмлинишигә Худаниң һәққанийлиғи, йезилғандәк ечиливатиду: «Һәққаний киши етиқатиға бенаән яшайду».

18 Асмандин һәқиқәтни һәққанийсизларчә басидиған инсанларниң һәрқандақ рәзиллигигә қарши Пәрвәрдигарниң ғәзиви ечилмақта, 19 чүнки Униң һәққидә биләләйдиған барлиқ нәрсиләр уларға очуқтур, чүнки Худа буни уларға ечип бәрди. 20 Униң көзгә көрүнмәйдиған хисләтлири: мәңгүлүк қудрити һәм илаһий тәбиити дуния пәйда болғандин башлап рошән болмақта. Улар яритилған нәрсә арқилиқ тонулиду, шуңлашқа инсанларға кәчүрүм йоқ. 21 Чүнки Худаниң Яратқучи екәнлигини билип туруп, улар Уни Худа ретидә улуқлимиди һәм Униңға миннәтдарлиқ билдүрмиди. Амма өз мулаһизилиридә әқилсиз болушуп, надан қәлби қараңғулушуп кәтти. 22 Өзлирини данишмән дәп тәкитлисиму, әқилсиз болуп чиқти. 23 Упримас Худаниң шан-шөһритини чирийдиған адәмниң һәм қушларниң, һәм төртпутлуқ һайванларниң, һәм йәр беғирлиғучиларниң қияпитигә айландурди.

24 Шуңа Тәңри уларниң тәнлири шәрмәндичиликтә болуши үчүн, қәлбидики һәвәслири бойичә ипласлиққа қоюп бәрди. 25 Улар Худа тоғрилиқ һәқиқәтни ялғанчилиққа айландуруп, муқәддәс хизмәтни һәм ибадәтни Яратқучиға әмәс, бәлки яратмиға беғишлиди. Һалбуки, әбәдий шүкүр-мәдһийә Яратқучиға мәнсүп, амин! 26 Мана шуниң үчүн, Худа уларни пәскәш шәһваний һәвәслиригә қоюп бәрди: уларниң аяллири тәбиий җинсий алақиларни тәбиийликкә зит алақиларға йөткиди. 27 Шуниңдәкла, әрләрму аяллар билән болудиған тәбиий җинсий алақиларни ташлап, башқа әрләргә шәһваний һәвәсләр билән көйүп-пишидиған болди. Әрләр әрләр билән шәрмәндиликкә киришип, қанунсизлиғи үчүн өзлиридә толуқ җаза еливатмақта вә алиду.

28 Улар Худа һәққидики тоғра билимни елишни халимиғанлиқтин, У уларни бурмиланған әқилгә — налайиқ ишларни қилишқа қоюп бәрди. 29 Улар һәрхил һәққанийсизлиққа, рәзилликкә, һәсәтхорлуққа, явузлуққа, көрәлмәсликкә, қатиллиқларға, җедәлләргә, ялғанчилиққа, зулумлуққа толди. Улар ғевәтчиләр, 30 төһмәтхорлар, Худаға нәпрәтлинидиғанлар, тәкәббурлар, чоңчилар, мәнмәнләр, һәрхил рәзилликләргә иҗаткарлар, ата-анисиниң сөзини аңлимайдиғанлар, 31 пәмсизләр, вәдилиридә турмайдиғанлар, туққанчилиқтин бәзгәнләр вә рәһимсизләрдур. 32 Улар Худаниң һәққаний қанунини ениқ билсиму — мундақ ишларни қилидиғанларниң өлүмгә лайиқ екәнлигини — амма бу ишларни өзлири қилишни давамлаштурупла қалмай, бәлки шундақ ишлар билән бәнт болудиғанларниму қоллайду.

Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
Чекинип чиқиш
Тизимлитип кириш
  • Уйғур (кирилл йезиғи)
  • Бөлүшүш
  • Баплашлар
  • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
  • Пайдилиниш шәртлири
  • Мәхпийлик сәясити
  • Мәхпийәтлик тәңшәклири
  • JW.ORG
  • Тизимлитип кириш
Бөлүшүш