Марк
6 Әйса у йәрдин йолини давам қилип, ана жутиға кәлди. Униң билән шагиртлириму жүрди. 2 Шәнбә күни болуп, у йәһудий ибадәтханида тәлим беришкә киришкәндә, наһайити көп тиңшиғучилар һәйран қелишип: «Буларни у нәдин билиду? Немишкә бу адәмгә шунчивала данишмәнлик берилди һәм қандақларчә у шунчилик қудрәтлик ишларни қиливатиду? 3 Бу яғашчи әмәсму, у Мәрийәмниң оғли вә Яқуп, Йүсүп, Йәһуда һәм Симунларниң акиси әмәсму? Шундақла униң сиңиллири бизниң аримиздиғу?»— дейишип, Әйса уларға путликашаң болуп, уни рәт қилди. 4 У болса уларға: «Пәйғәмбәрни пәқәт жутида, туққанлири һәм өйдикилириниң арисида һөрмәтлимәйду»,— деди. 5 Һәм у шу йәрдә һечқандақ қудрәтлик ишларни қилмиди, пәқәт бирнәччә бемарларға қолини тәккүзүп, уларни сақайтти. 6 Әйсани уларниң ишәнмигәнлиги бәк һәйран қалдурди. Андин у әтраптики йезиларни арилап, кишиләргә тәлим бәрди.
7 Әйса 12ни чақирип, иккидин әвәтишкә башлиди. У уларға напак роһларниң үстидин бийлик бәрди. 8 У уларға йолға һаса таяқтин башқа һечнәрсини: йә нанни, йә озуқ-түлүк халтисини, йә бәлбағдики қапчуқта мис тәңгиләрни алмаслиқни буйриди, 9 шундақла артуқ сәндәллирини бағлавелип, өзлири билән қошумчә көйнәк алмаслиғини буйриди. 10 Шундин уларға: «Қайси бир өйгә кирсәңлар, у җайдин кәткичә шу йәрдә қелиңлар. 11 Әгәр қандақту бир җайда силәрни қобул қилмиса һәм тиңшимиса, шу йәрдин чиққанда уларға гувалиқ үчүн өз аяқлириңлардин топа-чаңни қеқиветиңлар»,— деди. 12 Әлчиләр берип, адәмләрниң товва қилалиши үчүн вәз ейтти. 13 Улар нурғунлиған җинларни қоғлиди һәм шундақла көплигән бемарларни майлап, сақайтти.
14 Бу Һирод падишаниң қулиғиға йәтти, чүнки Әйсаниң исми барлиғиға тонуш болди. Бирлири: «Йәһия Чөмдүргүчи өлүмдин тирилипту, шуңлашқа униң арқилик қудрәтлик ишлар қилиниветипту»,— дәтти. 15 Йәнә бирлири: «Бу Илияс пәйғәмбәр»,— дейишәтти. Үчинчилири болса: «Бу қалған қедимдики пәйғәмбәрләрдәкла пәйғәмбәр»,— дәтти. 16 Буни аңлиған Һирод: «У мән бешини чапқан Йәһия тирилипту»,— деди. 17 Чүнки мошу вақиттин авал Һирод Йәһияни тутуш үчүн кишиләрни әвәтип, уни бағлап, зинданға ташлиған еди. Буни өз акиси Филипниң аяли Һиродийәгә өйлинип, шуниң тәливи билән қилған еди. 18 Йәһия болса униңға бирнәччә қетим: «Акаңниң аялини хотунлуққа алмақ қанунлуқ әмәс»,— дегән еди. 19 Һиродийә Йәһия пәйғәмбәргә өч болуп, уни өлтүргиси кәлгән, бирақ қилалмиған, 20 чүнки Һирод Йәһиядин чөчәтти. У биләттики, Йәһия һәққаний һәм муқәддәс адәм вә уни қоғдатти. Уни тиңшиғанда Һирод немә қилишини билмәй, беши гангиратти, амма уни зоқлинип тиңшатти.
21 Вақит йәткәндә, Һирод туғулған күнидә байвәччиләр, сәрдарлар вә Җәлилийәниң мәшһур кишилири үчүн чоң зияпәт бәрди. 22 Әшу Һиродийәниң қизи кирип, уссул ойниди һәм бу Һиродқиму вә униң меһманлириғиму яқти. Падиша қизға: «Мениңдиң немә халисаң, шуни сора, мән саңа беримән»,— деди. 23 Йәнә униңға қәсәм ичип: «Немила сорисаң, мән саңа шуни беримән, һәтта падишалиғимниң йерими болсиму»,— деди. 24 Қиз чиқип, анисидин: «Немә сорай?»— деди. У болса: «Йәһия Чөмдүргүчиниң бешини»,— дәп җавап бәрди. 25 Қиз падишаға алдираш кирип: «Мән сизниң тап һазирла тавақта Йәһия Чөмдүргүчиниң каллисини тәғдим қилишиңизни халаймән»,— деди. 26 Падиша қаттиқ қайғуруп кәтти, лекин меһманлири алдида бәргән қәсимигә бола, қизниң тәливини рәт қилалмиди. 27 Шуңлашқа падиша дәрру бир муһапизәтчини Йәһияниң бешини елип келишкә әвәтти. У берип, зинданда Йәһияниң бешини чапти. 28 Башни тавақта әкелип, қизға бәрди, қиз болса, анисиға апирип бәрди. 29 Йәһияниң шагиртлири бу тоғрисида аңлап, униң тенини елип кетип, қәбиргә қойди.
30 Әлчиләр Әйсаға қайтип келип, қилған һәм үгәткән нәрсилири һәққидә ейтип бәрди. 31 Әйса уларға: «Мән билән хали җайға берип, кичиккинә дәм елиңлар»,— деди. Чүнки көплигән кишиләр келип-кетәтти һәм уларға һәтта тамақлинидиғанғиму вақит қалматти. 32 Арамлиқта болуш үчүн, улар қолваққа чүшүп, хали җайға үзди. 33 Бирақ уларниң кетиватқинини көргән нурғун адәмләр шәһәрләрдин чиқишип, шу йәргә жүгрәшти һәм улардин бурун кәлди. 34 Қолвақтин чиқип, Әйса топ-топ кишиләрни көрүп, уларға ичи ағриди, чүнки улар қойчисиз қойларға охшатти. Шуниң билән у уларни көп нәрсиләргә үгитишкә башлиди.
35 Кәч киргәндә униң шагиртлири алдиға келип: «Бу бир чөл җай һәм вақитму хелила кәч болуп қалди. 36 Хәлиқни ғизалиниш үчүн өзлиригә әтраптики йеза-қишлақларда таам сетивелишқа қоюп бәргин»,— дейишти. 37 У җававән: «Силәр уларға тамақ бериңлар»,— деди. Улар униңдин: «Биз берип, 200 динарға нан сетивелип, адәмләргә берәйлиму?»— дәп сориди. 38 У уларға: «Қарап беқинлар, силәрдә қанчә нан бар»,— деди. Улар билгәндин кейин: «Бәш тал, йәнә икки белиқ баркән»,— дейишти. 39 Шунда у барлиқ хәлиқкә көк чимда топларға бөлүнүп, олтиришни буйриди. 40 Улар 100 һәм 50 кишидин ибарәт топларға бөлүнүп, олтарди. 41 Әйса бәш нанни һәм икки белиқни қолиға елип, асманға қарап дуа қилди. Униңдин кейин у нанларни уштуп, шагиртлириға бәрди. Улар болса хәлиқкә нанларни тарқатти вә икки белиқниму һәммисигә бөлүп бәрди. 42 Барлиғи йәп, тойди. 43 Ешип қалған парчә нанларни жиғиштуриведи, белиқларни һесаплимиғанда, улар толуқ 12 севәт болуп чиқти. 44 Нан йегәнләрниң сани 5000 әр киши еди.
45 Андин у шагиртлириға қолваққа олтирип, униңсиз Бәйтсайда тәрәптики қирғаққа үзүшни буйриди, өзи болса хәлиқни узитип қалди. 46 Улар билән хошлишип, Әйса дуа қилиш үчүн таққа көтирилди. 47 Кәч киргәндә қолвақ деңизниң оттурисида еди, у өзи ялғуз деңиз бойида туратти. 48 У таң сәһәр атқичә шагиртлириниң қарши чиққан шамалға тәслик билән палақ уруватқанлиғини көрүп, деңизниң үстидин уларға қарап маңди, бирақ уларға у йенидин өтүп кетидиғандәк билинди. 49 Униң деңиз үстидә меңиватқинини көргән шагиртлири: «Бу әрваһ!»— дәп қаттиқ вақиришип кәтти. 50 Чүнки барлиғи уни көрүп, һәләйкүмгә чүшти. Лекин у дәрру улар билән сөзлишип: «Қорқмаңлар! Бу мән»,— деди. 51 Әйса уларниң қолвиғиға чүшкәндә, шамал тохтиди. Улар наһайити һәйран болушти, 52 чүнки техичила нанлар билән болған вақиәниң мәнасини чүшәнмигәнди һәм уларниң жүрәклири техичә чүшинишкә йепиқ еди.
53 Деңизниң башқа қирғиғиға үзүп кәлгәндин кейин, улар Гинәсарға келип, қолвақни бағлиди. 54 Улар қолвақтин чиқишиға кишиләр Әйсани тонувалди 55 һәм жүгришип, җай-җайлардин бемарлирини зәмбилләргә селишип, униңға әкәлди. 56 У қайси бир қишлақ, шәһәргә кирмисә, адәмләр бемарлирини базар мәйданлириға ятқузуп, униңдин һәтта сиртқи кийиминиң чочулисиға уларниң қол тәккүзүшини рухсәт қилишқа ялвуратти. Һәм униңға қол тәккүзгән барлиқ кишиләр дава тапатти.