Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • Яритилиш 16
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

Башқа тәрҗимиләр

Айәт санини бесип, қатар айәтләрни көрүң.
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
  • 1
  • 2
  • 3
  • 4
  • 5
  • 6
  • 7
  • 8
  • 9
  • 10
  • 11
  • 12
  • 13
  • 14
  • 15
  • 16
Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
Яритилиш 16:1—16

Яритилиш

16 Ибрамниң аяли Сараһ униңға бала туғуп бәрмиди. Униң болса Һәҗәр исимлик мисирлиқ бир чакари бар еди. 2 Сараһ Ибрамға: «Сениңдин өтүнүмән... Йәһва маңа туғушқа бала бәрмиди. өтүнүмән, мениң чакарим билән биргә ятқина. Бәлким, у арқилиқ мениң балилирим болуп қалар»,— деди. Ибрам Сараһниң сөзини тиңшиди. 3 Шуңа униң аяли Сараһ өз чакари мисирлиқ Һәҗәрни өз ери Ибрамға тоқаллиққа бәрди. Шу вақитта Ибрам Қанан зиминида он жил яшиған еди. 4 Ибрам Һәҗәрниң қешиға кирди вә у һамилдар болди. Һамилдар болғинини билгинидә, у ханим ғоҗайинини көзгә илмас болуп қалди.

5 Шу чағда Сараһ Ибрамға: «Маңа қилиниватқан яманлиқ үчүн җавапкәрлик сениң үстүңдә. Мән өз чакаримни қойнуңға селип бәрдим, әнди у өзиниң һамилдар екәнлигини көргәндә, мени көзигә илмайдиған болди. Йәһва иккимиз арисида һөкүм қилсун»,— деди. 6 Ибрам Сараһқа: «Мана, сениң чакариң өз қолуңда. Немини лайиқ көрсәң, шуни униңға қилғин»,— деди. Шу чағда Сараһ Һәҗәрни пәсләштүрүшкә башлиди вә у униңдин қечип кәтти.

7 Бираз вақиттин кейин Йәһваниң пәриштиси уни чөлдики бир булақ, йәни Шур йолиниң бойидики булақниң йенидин тепип: 8 «Һәй Һәҗәр, Сараһниң чакари, нәдин кәлдиң һәм нәгә кетиватисән?»— дәп сориди. У җававән: «Мән ханимим Сараһтин қечип маңдим»,— деди. 9 Йәһваниң пәриштиси униңға: «Өз ханимиңға қайтип, униңға бойсунғин»,— деди. 10 Андин Йәһваниң пәриштиси униңға: «Мән сениң әвладиңни саниғусиз көп қилимән»,— деди. 11 Шуниңдин кейин Йәһваниң пәриштиси қошумчә: «Сән һамилдарсән вә оғул туғисән, уни Исмаил дәп атайсән, чүнки Йәһва сениң дәрдиңни аңлиди. 12 У оғул явайи ешәккә охшайдиған болиду. Униң қоли һәммисигә қарши болиду вә һәммисиниң қоли униңға қарши болиду. У барлиқ қериндашлириниң йенида чедирларда яшайдиған болиду»,— деди.

13 Шунда Һәҗәр өзи билән сөзлигән Йәһвани «Сән көрүдиған Худа» дәп атиди, чүнки у: «Һәқиқәтәнла, мән мени бу йәрдә Көргүчини көрдимму?»— деди. 14 Шуңлашқа шу қудуқ Беир-Лахай-Рой дәп аталди. У Қәдәш билән Бәрәдниң арисида бар. 15 Һәҗәр Ибрамға оғул туғуп бәрди вә Ибрам у туққан оғулға Исмаил дәп исим қойди. 16 Һәҗәр Ибрамға Исмаилни туғуп бәргәндә, Ибрам 86 яшта еди.

Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
Чекинип чиқиш
Тизимлитип кириш
  • Уйғур (кирилл йезиғи)
  • Бөлүшүш
  • Баплашлар
  • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
  • Пайдилиниш шәртлири
  • Мәхпийлик сәясити
  • Мәхпийәтлик тәңшәклири
  • JW.ORG
  • Тизимлитип кириш
Бөлүшүш