Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • Һакимлар 2
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

Башқа тәрҗимиләр

Айәт санини бесип, қатар айәтләрни көрүң.
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
  • 1
  • 2
  • 3
  • 4
  • 5
  • 6
  • 7
  • 8
  • 9
  • 10
  • 11
  • 12
  • 13
  • 14
  • 15
  • 16
  • 17
  • 18
  • 19
  • 20
  • 21
  • 22
  • 23
Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
Һакимлар 2:1—23

Һакимлар

2 Йәһваниң пәриштиси Гилгалдин Бокимға кәлди вә уларға мундақ сөзләрни ейтти: «Мән силәрни Мисирдин ачиқип, атилириңларға қәсәм билән яд қилған йәргә әкирдим. Мән: “Силәр билән болған келишимимни әбәдий бузмаймән. 2 Мошу йәр-зиминниң турғунлири билән иттипақ қурмаңлар, уларниң қурбангаһлирини бузуветиңлар дедим, амма силәр Мениң авазимни тиңшимидиңлар. Немишкә силәр буни қилдиңлар? 3 Шуңа Мән ейтимәнки, уларни силәрдин қоғлимаймән, амма улар силәргә дүшмән болуп, уларниң илаһлири силәр үчүн тор болиду”,— дәймән».

4 Йәһваниң пәриштәси ушбу сөзләрни барлиқ Исраил оғуллириға ейтқанда, пүткүл хәлиқ үн селип, қаттиқ жиғлап кәтти. 5 Шуңлашқа шу җайни Боким – жиғлаватқанлар, дәп атайду. Шу җайда улар Йәһваға қурбанлиқ әкәлди.

6 Йәшуа хәлиқни қоювәткәндә, Исраил оғуллири һәрқайси өз йеригә шу мирасни егиликкә елишқа барғанда, 7 шу вақитта хәлиқ Йәһваға Йәшуаниң вә униңдин кейин һаятта болған ақсақалларниң күнлиридә хизмәт қилди. Бу ақсақаллар Йәһваниң Исраилға қилған барлиқ бүйүк ишлирини көргәнләр еди. 8 Лекин Нунниң оғли, Йәһваниң қули Йәшуа 110 яшта вапат болғанда, 9 уни Гааша теғидин шимал тәрәптики Әпрайим теғидики Тимнат-Хәрәстики егилигидә дәпин қилди. 10 Барлиқ мошу әвлат өлүп кәткәндин кейин, Йәһвани, Униң Исраилға қилған ишлирини көрмигән һәм билмигән башқа бир әвлат пәйда болди.

11 Шу дәвирдә Исраил оғуллири Йәһваниң көзидә явуз ишларни қилип, Баалларға хизмәт қилидиған болди. 12 Улар хәлқини Мисир елидин ачиққан атилириниң Худаси Йәһвани ташлап, уларни қоршап турған башқа хәлиқләрниң худалириға мураҗиәт қилди. Улар бу бутларға ибадәт қилип, Йәһвани териктүрди. 13 Улар Йәһвани қайрип қоюп, Баал билән Аштарәтләргә хизмәт қилди. 14 Шуниң билән Йәһваниң ғәзиви қайнап, Исраилни булаңчилар қолиға селип бәрди. Улар дүшмәнлири алдида туралмай, уларниң қурбанлириға айланди. 15 Исраиллиқлар қәйәргила бармиса, Йәһваниң қоли уларға қарши болди вә, Йәһва уларға қәсәм билән әскәрткәндәк, уларни Йәһвадин яманлиқ күтәтти. Һалбуки, улар интайин қийналғанда, 16 Йәһва уларға булаңчи-қарақчилардин қутқузидиған һакимларни турғузуп бәрди.

17 Амма улар бу һакимларниму тиңшиматти, лекин әхлақсизлиқ билән башқа илаһлар кәйнидин жүрүп, уларға ибадәт қилишатти. Атилири беқинған Йәһваниң вәсийәтлиридин чапсанла үз өрүп, уларға зади охшиматти. 18 Йәһва уларға һаким-сотчиларни турғузғанда, Өзи Йәһва һөкүмран еди вә һакимларниң барлиқ күнлиридә уларни дүшмәнлиридин қутқузғанди. Сәвәви, Йәһва уларниң залимлар вә хорлиғучилардин чиққан зарлишини аңлап, ичини ағритатти.

19 Бирақ һаким өлгәндин кейин улар атилиридинму бетәр яман ишларни қилип, башқа худаларға хизмәт қилғач ибадәт қилатти. Зулум ишлиридин қалмай, тәтүр йолини мәккәм тутатти. 20 Ақиветидә Йәһваниң қәһри Исраилға төкүлүп, У уларға: «Мән уларниң атилири билән түзгән келишимимни бузуп, авазимға қулақ салмай бу хәлиқниң қиливатқини үчүн, 21 Мәнму әнди Йәшуа қалдуруп кәткән хәлиқләрниң һечқайсини булардин қоғлимаймән. 22 Сәвәви, улар билән Исраилни синаймән: улар әҗдатлири тутқан Йәһваниң йолини тутамду яки йоқму»,— деди. 23 Шуниң билән Йәһва мәзкүр хәлиқләрни қоғлимай, Йәшуаниң қолиға тапшуруп бәрмиди.

Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
Чекинип чиқиш
Тизимлитип кириш
  • Уйғур (кирилл йезиғи)
  • Бөлүшүш
  • Баплашлар
  • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
  • Пайдилиниш шәртлири
  • Мәхпийлик сәясити
  • Мәхпийәтлик тәңшәклири
  • JW.ORG
  • Тизимлитип кириш
Бөлүшүш