Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • Тарихнамә 2-язма 23
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

Башқа тәрҗимиләр

Айәт санини бесип, қатар айәтләрни көрүң.
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
  • 1
  • 2
  • 3
  • 4
  • 5
  • 6
  • 7
  • 8
  • 9
  • 10
  • 11
  • 12
  • 13
  • 14
  • 15
  • 16
  • 17
  • 18
  • 19
  • 20
  • 21
Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
Тарихнамә 2-язма 23:1—21

Тарихнамә 2-язма

23 Йәттинчи жили Йәһоядаһ җасурлуқ билән йүзбешилар Йәрохамниң оғли Азария, Йехананниң оғли Исмаил, Обидниң оғли Азария, Адаяниң оғли Маасея вә Зихрийниң оғли Елишафат билән иттипақ қурди. 2 Улар Йәһудияни кезип, шәһәрләрдин ләвийләрни вә Исраил нәсиллириниң башчилирини жиғип, Йерусалимға әкәлди. 3 Ушбу җайда, һәқиқий Худа ибадәтханисида, барлиқ жиғин хәлиқ билән келишим түзди. Йәһоядаһ уларға:

«Мана, Йәһва Давутниң оғуллири тоғрилиқ ейтқандәк, падишаниң оғли падиша болуши лазим. 4 Мана немини қилиңлар: шәнбидә келидиған роһанийлар билән ләвийләрниң үчинчи қисми босуғиларда күзәтчилар болиду. 5 Үчинчи қисми падиша өйини вә йәнә бир қисми Йесод дәрвазилирини күзитиду, барлиқ хәлиқ Йәһва ибадәтханисиниң һойлилирида болиду. 6 Йәһваниң өйигә роһанийлар билән хизмәт қиливатқан ләвийләрдин башқа һечким кирмәйду. Пәқәт улар кирәләйду, чүнки улар беғишланғанлардур, пүткүл хәлиқ болса, Йәһваниң күзитидә турсун. 7 Ләвийләр падишани һәммә тәрәптин, һәрқайси қолида қурали билән чөгилиши лазим. Ким ибадәтханиға кирсә, өлтүрүлсун. Улар падишаниң һозурида, у киргәндә һәм чиққанда, болсун!»— дәп агаһ қилди.

8 Шуниң билән ләвийләр вә барлиқ йәһудийлар Йәһоядаһ роһаний әмир қилғинини орунлап, һәрқайси шәнбидә кәлгән өз адәмлирини назарәттә тутти. Шундақла шәнбидә кетидиған новәтләрниму Йәһоядаһ қоюп бәрмиди. 9 Роһаний Йәһоядаһ йүзбешиларға һәққаний Худа ибадәтханисида болған нәйзиләрни, Давут падишаниң чоң вә кичик қалқанлирини таритип бәрди. 10 Хәлиқни, һәрбирсини қурали билән, у Худа өйиниң оң тәрипидин башлап сол тәрипигичә, қурбангаһниң вә ибадәтханиниң әтрапида, падишаниң өп-чөрисидә қойди. 11 Улар падиша оғлини ачиқип, униңға таҗни кийдүрүп, бешиға Қанун пүтүгини қойди. Андин чоң роһаний Йәһоядаһ вә униң оғуллири Йәһоашни майлап, падишани намайән қилди. Улар: «Падиша яшисун!»— дәп үн қатти.

12 Аталия падишани мәдһийиливатқан хәлиқниң авазини, пасибанларниң жуқури авазини аңлап, хәлиқкә Йәһваниң ибадәтханисиниң алдиға чиқти. 13 Қариведи, мана, падиша әң егиз орнида, босуғида туриду, униң қешида бәгләр вә пүткүл хәлиқ шатлинип ойнаватқан. Нахшичилар саз әсваплирида махташ нахшиларни ейтип, карнәйләр челиниватқан. Шуниң билән Аталия кийимлирини жиртип: «Иғва! Иғвагәрлик!»— дәп вақириди. 14 Шунда чоң роһаний Йәһоядаһ әскәргә башчилиқ қиливатқан йүзбешиларни чақирип, уларға: «Уни хәлиқниң арисидин ачиқип кетиңлар. Ким униң кәйнидин маңса, қилич билән өлтүрүлсун!»— деди, чүнки роһаний йәнә мундақ буйриди: «Уни Йәһва Пәрвәрдигарниң өйидә өлтүрмәңлар!» 15 Аталияға қол селип, у падиша өйиниң “Атлар дәрвазисиға” кәлгәндә, уни шу җайда һалак қилди.

16 Андин Йәһоядаһ өзи вә пүткүл хәлиқ һәм падиша арисида Йәһваниң хәлқи болуш үчүн келишим түзди. 17 Барлиқ хәлиқ Баалниң бутханисиға берип, уни вә қурбангаһлирини, тәсвирлирини вәйран қилди. Баалниң каһини Матфанни қурбангаһниң алдида уҗуқтурди. 18 Шу пәйттә Йәһоядаһ Йәһва ибадәтханисида хизмәткә йезилған роһанийлар билән ләвийләрни Йәһва Рәббни улуқлашқа, Давутниң көрсәтмилири бойичә, хошаллиқ илкидә вә сазлири билән орун-орунлириға қойди. Улар Муса қанунида йезилғинидәк, Йәһва Тәңригә көйдүрмиләрни тәғдим қилиши үчүн, Давут уларни өз вақтида тәшкиллигән еди. 19 Шундақла Йәһоядаһ Йәһваниң өйиниң дәрвазилириға күзәтчиләрни напак кишини өткүзмәсликкә қойди. 20 Йүзбешиларни, мәшһурларни, башчиларни вә зиминниң барлиқ хәлқини әгәштүрүп, падишани Йәһва өйидин узитип қойди. Улар жуқарқи дәрвазилардин падиша өйигә өтүп, падишани тәхткә олтарғузди. 21 Шуниң билән мәзкүр йәрниң пүткүл хәлқи шатланди вә шәһәрдә тиничлиқ орнитилди. Аталияни болса, қилич билән йоқ қилди.

Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
Чекинип чиқиш
Тизимлитип кириш
  • Уйғур (кирилл йезиғи)
  • Бөлүшүш
  • Баплашлар
  • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
  • Пайдилиниш шәртлири
  • Мәхпийлик сәясити
  • Мәхпийәтлик тәңшәклири
  • JW.ORG
  • Тизимлитип кириш
Бөлүшүш