Римлиқларға
5 Әнди етиқатимизға бенаән һәққаний дәп елан қилинған екәнмиз, Һакимдаримиз Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа билән инақлиқта болайли. 2 Әйса арқилиқ мол меһирликкә йол ечилди, әнди биз Униң инайитини өзимиздә һис қиливатимиз. Униңда һәм Худа бизни шан-шәрәпкә бөләйдиған үмүтимиздә шат-хорам болайли. 3 Һәм униңдила әмәс, бәлки азапларда тәқабиллиқ туғулидиғинини билгәч, азап-оқубәтләрдиму шундақла шатлинайли. 4 Тәқабиллиқ өз новитидә мақуллашни, мақуллаш үмүтни елип келиду. 5 Үмүт болса, көңүлниң совушиға елип кәлмәйду, чүнки бизгә берилгән муқәддәс роһ арқилиқ Рәббимизниң меһир-муһәббити қәлбимизгә қуюлди.
6 Мәсиһ биз аҗиз болғинимизда, бәлгүләнгән вақитта рәзил адәмләр үчүн өлгән еди. 7 Һәққаний адәм үчүн бирсиниң өлүши мүмкин әмәс нәрсә, бирақ һиммәтлик адәм үчүн бирси өзини пида болушқа җүръәт қилиши мүмкин. 8 Худа болса, Өз меһир-муһәббитини бизгә шундақ көрсәттики, техи гунакар чеғимизда, Мәсиһ биз үчүн өлди. 9 Шуңлашқа, әнди униң қениға бенаән һәққанийлар дәп атилип, униң арқилиқ ғәзәптин техиму қутулимиз. 10 Әгәр дүшмән болуп турғач, Худа Оғлиниң өлүми арқилиқ Униң билән яришивалған болсақ, әнди яришивелип, Оғлиниң тириклиги арқилиқ техиму қутқузулимиз. 11 Амма бу техи һәммиси әмәс: биз яришивелип, Һакимдаримиз Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа билән болған мунасивитимиздин бәһирлинимиз.
12 Шуңлашқа гуна бир адәм арқилиқ һәм гуна арқилиқ өлүм дунияға кирди һәм шундақларчә өлүм барлиқ адәмләргә өтти, чүнки һәммиси гуна қилған болди... 13 Гуна дунияда Тәврат қанунидин бурун болған, лекин Қанун болмиса, гуна әйип болуп һесапланмайду. 14 Шундақтиму Адәм атидин Муса пәйғәмбәрниң дәвригичә өлүм, һәтта Адәмниң қилмишиға охшаш қилмиш қилмиғанларниң үстидин һөкүмранлиқ қилди. Адәм ата келидиған Мәсиһкә баравәр еди.
15 Һалбуки, гунаниң иши һәдийәгә охшимайду. Әгәр бир адәмниң қилмиши үчүн көплири өлгән болса, Худаниң мол меһирлиги һәм Униң һәдийәси Әйса Мәсиһ васитиси арқилиқ, униң мол меһирлиги асасида берилгәнди һәм көплиригә һечнәрсә билән селиштуралмайдиған пайдини елип кәлди. 16 Вә һәдийә гунаниң нәтиҗисигә охшимайду, чүнки бир қилмиш үчүн һөкүм — җаза болса, һәдийә — көплигән қилмишларға қаримай,— һәққаний дәп елан қилиштур. 17 Әгәр бир адәмниң қилмиши үчүн өлүм һөкүмранлиқ қилған болса, мол меһирликниң баяшәтчилигини вә һәққанийлиқниң һәдийәсини еливатқан кишиләр бир кишигә, йәни Әйса Мәсиһкә бенаән, һаятлиқта падишалиқ қилиду.
18 Шуңа, бир қетимлиқ гуна үчүн һәрқайси хәлиқләрниң кишилиригә җаза чиқирилғандәк, шундақла ақлинишқа елип кәлгән бир һәрикәткә бола, һәрқандақ кишиләр һаятлиқ үчүн һәққаний дәп җакалиниду. 19 Бир инсанниң итаәтсизлиги нурғунлирини гунакар қилғинидәк, бир инсанниң итаәтчанлиғи нурғунлирини һәққаний қилиду. 20 Тәврат қануни кейинәрәк қилмишларниң көпийишини ашкарә қилиш үчүн берилгән еди. Лекин гуна көп болған җайда, мол меһирлик техиму намайән қилиниду. 21 Немә үчүн? Гуна вә өлүм һөкүм сүргәнгә охшаш, шундақла Һакимдаримиз Әйса Мәсиһ түпәйли Пәрвәрдигарниң инайити кишиләрниң һәққанийлиғи арқилиқ мәңгү һаятқа апириду һәм һөкүмранлиқ сүриду.