Әлчиләр
11 Йәһудийәдики әлчиләр бурадәрләр билән башқа хәлиқләрниң вәкиллири Худа сөзини қобул қилғанлиғини аңлиди. 2 Петрус Йерусалимға кәлгән чағда, хәтнә тәрәпдарлири униң билән талаш-тартиш қилип, 3 хәтнә қилинмиған адәмләрниң өйлиригә кирип, улар билән һәмдәстиханлиқ болғини үчүн уни әйиплиди. 4 Шунда Петрус уларға һәммә нәрсини мундақ дәп тәпсилий чүшәндүрди:
5 «Яппа шәһиридә дуа қиливетип, вәһийдә төрт булуңидин бағлинип чүшүватқан зиғир дәстихандәк қандақту-бир қачини көрдүм һәм у уддул маңа йеқинлашти. 6 Ичигә қарисам, төртпутлуқ һайванларни, йәр беғирлиғучи мәхлуқларни һәм учарқанатлиқларни көрдүм. 7 Мән маңа сөзләватқан авазни аңлидим: “Петрус, тур, буларни боғузлап йегин!” 8 Бирақ мән: “Рәббим, һәргиз йемәймән, чүнки мән һечқачан напак яки һарам нәрсини йемигән”,— дедим. 9 Иккинчи қетим асмандин аваз: “Худа тазилиған нәрсини әнди һәргиз һарам демә!”— деди. 10 Үчинчи қетимму мошундақ дейилди, шуниң билән һәммә нәрсә асманға көтирилип кәтти. 11 Дәл шу чағда биз болған өйгә Қәйсәрийәдин әвәтилгән үч адәм кәлди. 12 Роһ маңа һеч гуманланмай, шулар билән беришни буйриди. Мону алтә бурадәрму мениң билән биллә барди вә биз шу кишиниң өйигә кирдуқ.
13 У бизгә униң өйидә пәриштиниң пәйда болуп, униңға: “Яппаға адәм әвәтип, Петрус аталмиш Симунни чақиртқин. 14 У саңа сән вә өй ичиңниң қандақ қутқузулуп қелишиңларни ейтип бериду”, дегинини ейтти. 15 Мән улар билән сөзлишишни башлиғанда, дәсләп бизгә чүшкәндәк, муқәддәс роһ уларғиму чүшти. 16 Шу чағда Һакимдаримизниң: “Йәһия су билән чөмдүргән, силәр болсаңлар муқәддәс роһ билән чөмдүрүсиләр”, дегән сөзлирини әскә алдим. 17 Демәк, әгәр Худа уларға Һакимдаримиз Әйса Мәсиһкә ишәнгән бизгә бәргән соғини һәдийә қилса, Худаға қарши туридиған мән кимдим?»
18 Буни аңлап, улар тиничланди һәм Худани мәдһийиләп: «Демәк, башқа хәлиқләрниң кишилиригиму Рәббимиз шундақла һаятлиққа товва қилишни берипту»,— дейишти.
19 Истипанниң өлтүрүлишидин башлап, тәқипләргә учрап тарқилип кәткәнләр Фәникийә, Кипр вә Антакияғичә йетип, йәһудийлардин башқа һечкимгә вәз қилмиди. 20 Амма уларниң арисидин Кипр һәм Киренадин болған бәзи кишиләр Антакияға келип, грекчә сөзләйдиғанларға Һакимдаримиз Әйса Мәсиһ һәққидики хуш хәвәрни җакалап сөһбәтләшти. 21 Йәһва улар билән болғанлиқтин, көплигән адәмләр ишинип, Һакимдаримизни қобул қилди.
22 Улар тоғрисида хәвәр Йерусалимдики җамаәткә йәтти вә Барнабани Антакия шәһиригә әвәтти. 23 У келип, Худаниң мол меһирлигини көрүп хошал болди вә уларниң һәммисини Һакимдаримиз йолида қәлб қәтъийлиги билән турушқа дәвәт қилди. 24 У муқәддәс роһқа һәм етиқатқа толған меһриван адәм еди, шунлашқа Худаға нурғунлири ишәнди. 25 Андин у Савлни тепиш үчүн Тарсқа барди вә 26 уни тапқанда Антакияға елип кәлди. Жил бойи улар иккиси жиғилишта учришип, көп адәмләрни үгәтти. Антакия шәһиридә шагиртлар Худаниң ирадиси бойичә тунҗа қетим мәсиһийләр дәп аталди.
27 Шу күнләрдә Йерусалимдин Антакияға пәйғәмбәрләр кәлди. 28 Уларниң арисидин Агав исимлиқ бири орнидин туруп, роһниң ярдими билән йеқинда пүткүл йәр йүзидә қаттиқ ачарчилиқниң болудиғинини агаһландурди. Ушбу вәзийәт Клавдий императорниң күнлиридә йүз бәрди. 29 Шу вақитта шагиртлар Йәһудийәдә яшаватқан қериндашларға, һәркимниң чами йетишичә, ярдәм көрситишни қарар қилди. 30 Улар Барнаба һәм Савл арқилиқ ярдәмни ақсақалларға әвәтип, бу ишни әмәлгә ашурди.