Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • Әлчиләр 18
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

Башқа тәрҗимиләр

Айәт санини бесип, қатар айәтләрни көрүң.
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
  • 1
  • 2
  • 3
  • 4
  • 5
  • 6
  • 7
  • 8
  • 9
  • 10
  • 11
  • 12
  • 13
  • 14
  • 15
  • 16
  • 17
  • 18
  • 19
  • 20
  • 21
  • 22
  • 23
  • 24
  • 25
  • 26
  • 27
  • 28
Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
Әлчиләр 18:1—28

Әлчиләр

18 Буниңдин кейин у Афинидин чиқип, Коринтқа кәлди. 2 У шу йәрдә йеқинда Италиядин кәлгән понтлуқ Акила исимлиқ бир йәһудий билән униң аяли Прискилани учратти, сәвәви, қәйсәр Клавдий барлиқ йәһудийларға Римдин чиқип кетишини буйруған еди. Паул уларниң қешиға келип, 3 кәспи охшаш болғачқа, уларниң өйидә туруп биллә ишлиди. Уларниң кәспи чедир тикиш еди. 4 Һәр шәнбә күни болса, у йәһудийларниң ибадәтханисида нутуқ ейтип, йәһудий вә грекларни хуш хәвәргә ишәндүрәтти.

5 Македонийәдин Силас билән Тимотий кәлгәндә, Паул Худаниң сөзигә өзини әстаидил беғишлап, Әйсаниң Мәсиһ екәнлигигә йәһудийларға гувалиқ берәтти һәм шуни испатлатти. 6 Бирақ уларниң қаршилишип һақарәтлигини үчүн, у кийимини қеқип: «Қениңлар бешиңларда болсун. Мән таза. Әнди башқа хәлиқләрниң адәмлиригә баримән»,— деди. 7 У йәрдин чиқип, Худаға ибадәт қилидиған Титий Йуст исимлиқ адәмниң өйигә кәлди, униң өйи йәһудий ибадәтханиниң кешида туратти. 8 Ибадәтханиниң башлиғи Крисп һәм униң өй ичи Һакимдарға ишәнди. Һәм хәвәрни аңлиған көплигән коринтлиқлар ишинип, чөмдүрүш рәсмидин өтти. 9 Кечиси Һакимдаримиз вәһийдә Паулға: «Қорқма, тохтимай сөзлигин, 10 чүнки мән сениң билән биллә һәм саңа зиян кәлтүрүшкә һечким һуҗум қилмайду. Мениң бу шәһәрдә нурғун адәмлирим бар»,— деди. 11 У шу йәрдә бирйерим жил туруп, уларни Худа сөзигә үгәтти.

12 Галлион Ахая өлкисиниң проконсули болған вақитта йәһудийлар бирликтә Паулға қарши чиқишти һәм уни сотлаш җайиға елип келип: 13 «Бу киши Қанунимизға қарши кишиләрни Худаға башқа тәрздә ибадәт қилишқа үндәватиду»,— дейишти. 14 Паул еғизини ачмақчи болғанда, Галлион йәһудийларға: «Һәй, йәһудийлар, әгәр бу қандақту-бир һоқуқни бузуш яки вәһшилик җинайәт болған болса, мән силәрни тиңшаш сәвәвим болатти. 15 Бирақ әгәр бу талаш-тартиш сөзләр, исимлар һәм силәрниң Қануниңлар тоғрисида болса, өзәңлар қараштуруңлар. Мән бу ишта һөкүмчи болушни халимаймән»,— деди. 16 Вә уларни сот җайидин һайдап чиқиривәтти. 17 Шу вақитта улар йәһудий ибадәтханиниң башлиғи Состенни тутувелип, сот җайиниң алдида урди. Бирақ Галлионниң бу иш билән һеч кари болмиди.

18 Шу җайда йәнә хелә вақит турғандин кейин, Сүрийәгә кетиш үчүн Паул қериндашлар билән хошлишип кемигә олтарди, униң билән Прискила һәм Акиламу болди. Үзүп кетиш алдида Паул Кенхреяда чечини қирқитти, чүнки у Худа алдида қәсәм бәргән еди. 19 Улар Әфәскә кәлгәндә, у йолдашлирини шу йәрдә қалдуруп, өзи ибадәтханиға кирип, йәһудийлар билән мулаһизә қилди. 20 Гәрчә улар униңдин йәнә бирмунчә вақит қелишини илтимас қилсиму, у унимиди, 21 әксичә, улар билән хошлашқач: «Әгәр Йәһва лайиқ көрсә, мән яңливаштин силәргә келимән»,— деди. Әфәстин деңизға чиқип, 22 Қәйсәрийәгә йетип кәлди. Андин Йерусалимға җамаәт билән көрүшишкә берип, Антакияға бәт алди.

23 У йәрдә бираз болуп, Паул йолға чиқти һәм Галатия һәм Фригиядики шәһәрләрни кәйни-кәйнидин арилап өтүп, шагиртларни мустәһкәмлиди.

24 Искәндәриядин болған, сөзгә чечән, Муқәддәс Язмиларни яхши билидиған Аполлос исимлиқ бир йәһудий Әфәскә кәлди. 25 У Йәһва йолини үгәнгән еди, гәрчә пәқәт Йәһияниң чөмдүрүшини билгән болсиму, у ялқунлиған роһта Әйса һәққидә тоғра үгитәтти. 26 У йәһудий ибадәтханида җасурларчә сөзләшкә башлиди. Буни аңлиған Прискила билән Акила уни өйигә чақирип, Худа йолини ениғирақ чүшәндүрүп бәрди. 27 Аполлос Ахаяға бармақчи болғанлиғидин, бурадәрләр шагиртларға уни хушхой қарши елишини җекилиди. Шу йәргә кәлгәндә, у Худаниң мол меһирлигидин ишәнгәнләргә интайин яхши ярдәмләшти. 28 У һәммәйлән көзичә Муқәддәс Язмилардин йәһудийларниң наһәқлигини дәлилләп, Әйсаниң Мәсиһ екәнлигини көрсәтти.

Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
Чекинип чиқиш
Тизимлитип кириш
  • Уйғур (кирилл йезиғи)
  • Бөлүшүш
  • Баплашлар
  • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
  • Пайдилиниш шәртлири
  • Мәхпийлик сәясити
  • Мәхпийәтлик тәңшәклири
  • JW.ORG
  • Тизимлитип кириш
Бөлүшүш