Ибранийларға
13 Қериндашчилиқ араңларда дайим болсун. 2 Меһмандостлуқни унтумаңлар, чүнки униң арқилиқ бәзилири өзлири билмәй туруп, пәриштиләрни меһман қилған. 3 Зинданда өзәңлар улар билән биргә болғандәк, кишәнләнгәнләрни вә вәһшиләрчә муамилә қилиниватқанларни ядқа елиңлар, чүнки силәр өзәңларму тәндә яшаватисиләрғу. 4 Һәммиңларниң некаси һөрмәт қилинсун һәм җинсий алақилириңлар булғанмисун, чүнки Худа зинахорларни һәм вапасизларни сораққа тартиду. 5 Һаятиңларда пулпәрәсликкә орун болмисун. Бариға қанаәт қилиңлар, чүнки У мундақ дегән: «Сени һәргиз қалдурмаймән һәм сени һечқачан ташлимаймән». 6 Шуңа биз җасурлуққа толуп, мундақ дәп ейталаймиз: «Йәһва — мениң Ярдәмчимдур, қорқмаймән. Адәм балиси маңа немә қилалисун?»
7 Силәргә Рәббниң сөзини ейтип, араңларда рәһбәрликни бойниға алидиғанларни есиңларда тутуңлар вә уларниң жүрүш-турушиниң мевилирини байқап, етиқатиға тәқлит қилиңлар.
8 Әйса Мәсиһ йәнила шу — түнүгүн һәм бүгүн, һәм әбәдий.
9 Һәрхил ят тәлиматлар силәрни чәткә елип кетишигә йол қоймаңлар. Йемәкликни илғап һәм чәкләп йегәнләргә у пайда әкәлмигинидәк, қәлб үчүн мол меһирлик билән мустәһкәмлиниш әвзәлирәк.
10 Биздә шундақ қурбангаһ барки, униңдин чедирда муқәддәс хизмәт қиливатқанлар ғизалинишқа һоқуқи йоқ. 11 Башроһаний гуна үчүн әң муқәддәс дегән ханиға қенини әкиридиған һайванларниң тәнлири қараргаһниң сиртида көйдүрүләтти. 12 Шуңлашқа Әйсаму өз қени билән хәлиқни муқәддәсләш үчүн, шәһәр дәрвазисиниң сиртида азап чәкти. 13 У тартқан һақарәтни тартип, униң йениға қараргаһниң сиртиға чиқайли, 14 чүнки бу җайда бизниң дайимий шәһиримиз йоқ. Лекин биз кәлгүсидә болудиған шәһәрни әстаидил истәймиз. 15 Келиңлар, Әйса арқилиқ Худаға һәрдайим мәдһийиләш қурбанлиғини, йәни Униң исмини җакалайдиған еғиз мевисини әкеләйли. 16 Яхшилиқ қилишни һәм башқилар билән бөлүшишни унтумаңлар, чүнки бундақ қурбанлиқлар Рәббимизгә яқиду.
17 Араңларда өзлиригә рәһбәрлик алидиғанларға итаәтчан болуп, беқиниңлар, чүнки улар силәр үчүн һесават бәргүчиләрдур. Улар силәр һәққидә тохтимай ғәмхорлуқ қилмақта, шуңа буни улар уһ тартмай, хурсәнлик билән қилсун, болмиса, бу силәргә зиян кәлтүриду.
18 Биз һәққидә дуа қилип туруңлар, чүнки биз ишинимизки, биздә пак виждан бар, сәвәви, һәммә нәрсидә өзүмизни диянәт тутимиз. 19 Мән чапсанирақ силәргә қайтурулушум үчүн, буни қилишиңларни алаһидә өтүнимән.
20 Қойларниң улуқ падичиси — Һакимдаримиз Әйсани, мәңгүлүк келишимниң қенини Худаға тәғдим қилғанни өлүмдин турғузған течлиқниң Худаси 21 силәрни Униң ирадисини орунлишиңлар үчүн, Әйса Мәсиһ арқилиқ Өзигә яқидиған ишларни қилдуруп, барлиқ һаҗәт нәрсиләр билән тәминлисун. Униңға шан-шәрәп әбәттин-әбәткичә болсун. Амин!
22 Қериндашлирим, силәрдин өтүнүмәнки, мошу илһамландуруш сөзүмгә тақәтлик билән муамилә қилиңлар, чүнки мән силәргә анчә көп язмидимғу. 23 Бурадәримиз Тимотийниң азатлиққа чиққинини билиңлар. У йеқинда йенимға келип қалса, мән униң билән силәрни йоқлап баримән.
24 Араңларда рәһбәрлик қиливатқан барлиғиға вә һәммә муқәддәсләргә мәндин салам йоллаңлар. Италиядики бурадәрләрму силәргә салам ейтиватиду.
25 Мол меһирлик һәммиңларға яр болғай!