Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • Галатилиқларға 6
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

Башқа тәрҗимиләр

Айәт санини бесип, қатар айәтләрни көрүң.
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
  • 1
  • 2
  • 3
  • 4
  • 5
  • 6
  • 7
  • 8
  • 9
  • 10
  • 11
  • 12
  • 13
  • 14
  • 15
  • 16
  • 17
  • 18
Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
Галатилиқларға 6:1—18

Галатилиқларға

6 Қериндашлар, һәтта әгәр бир адәм хаталиғини байқишидин авал уни қилип қойса, силәр, роһий йетилгәнләр, езиқтурулуштин пәхәс болуп, мундақ адәмни мулайимлиқ роһида түзитишкә тиришиңлар. 2 Бир-бириңларниң еғирчилиғини көтиришиңлар вә шундақ қилип, Мәсиһниң қануниға әмәл қилиңлар. 3 Әгәр бирси һечнемә әмәс туруп, өзини қалтис бир инсандәк чағлиса, у өз-өзини алдаватиду. 4 Лекин һәрким өзиниң шәхсий ишини көрсәтсун, шу вақитта униң өзини һечким билән селиштурмай, пәқәт өзигә қарапла хурсән болушқа сәвәви болиду. 5 Һәрким өз жүкини көтириду.

6 Униңдин ташқири, һәрқандақ тәлим алғучи, бар яхши нәрсилирини тәлим бәргүчи билән бөлүшсун.

7 Алданмаңлар: Худа мәсхирә қилинидиған Шәхс әмәс. Инсан немә терисә, шунила жиғиду: 8 тениниң һәвәслиригә тәргүчи, тенидин чирикликни алиду, роһиға тәргүчи болса, муқәддәс роһтин мәңгү һаятни алиду. 9 Яхшилиқ қилип һармайли, чүнки әгәр аҗизлишип қалмисақ, өз вақтида һосул алимиз. 10 Хулләс, вақит бизгә пурсәт бериватқан чағда, барлиғиға яхшилиқ қилайли, болупму етиқатдашлиримизға алайтән.

11 Көрдүңларму, өз қолум билән силәргә қандақ йоған һәрипләр билән яздим.

12 Силәрни хәтнә қилишқа мәҗбурлаватқан һәммиси пәқәт Мәсиһ Әйсаниң азап түврүги үчүн тәқипләрдин қутулушқила вә инсанларда яхши тәсират қалдурушни халимақта. 13 Бирақ хәтнә қилиниватқанлар өзлири Қанунни орунлимайду. Улар силәрниң тениңлар арқилиқ махтиниш үчүн силәрни хәтнә қилдурмақчи. 14 Һакимдаримиз Әйса Мәсиһниң азап түврүгидин башқа һечнәрсә билән мән махтанмай! Азап түврүги арқилиқ дуния мениң үчүн миқланди һәм мән дуния үчүн миқландим. 15 Хәтнә қилиш һәм хәтнә қилмаслиқ  — һечнәрсә әмәс, пәқәт йеңи мәвҗудат әһмийәтликтур. 16 Бу қаидигә әмәл қиливатқан барлиғида — Худаниң Исраилида — течлиқ һәм рәһим-шәпқәт болғай!

17 Әнди һечким маңа аваричилиқ кәлтүрмисун, чүнки мениң бәдинимдә Әйса қулиниң тамғиси бар.

18 Һакимдаримиз Әйса Мәсиһниң мол меһирлиги, қериндашлар, силәр көрситиватқан роһ билән биллә болғай. Амин!

Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
Чекинип чиқиш
Тизимлитип кириш
  • Уйғур (кирилл йезиғи)
  • Бөлүшүш
  • Баплашлар
  • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
  • Пайдилиниш шәртлири
  • Мәхпийлик сәясити
  • Мәхпийәтлик тәңшәклири
  • JW.ORG
  • Тизимлитип кириш
Бөлүшүш