Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • Лавийлар 5
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

Башқа тәрҗимиләр

Айәт санини бесип, қатар айәтләрни көрүң.
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
  • 1
  • 2
  • 3
  • 4
  • 5
  • 6
  • 7
  • 8
  • 9
  • 10
  • 11
  • 12
  • 13
  • 14
  • 15
  • 16
  • 17
  • 18
  • 19
Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
Лавийлар 5:1—19

Лавийлар

5 Әгәр бирси қарғиш сөзни аңлап, униң гувачиси болған болса, йә көрүп, йә билип ейтмиған болса, у киши өз гунайи үчүн җавап бериду.

2 Напак бир нәрсигә тегип: яки напак һайванниң, яки напак өй җанивариниң, яки напак беғирлиғучиниң җәсидигә тәккән болса вә бу нәрсини чүшәнмисиму, у напаклишип, гунакар болиду. 3 Яки у киши адәмниң қандақту бир паскинчилиғиға тегип кәткән болса, бирақ буни чүшәнмәй, кейинирәк билип қалсиму, у әйипкар болиду.

4 Яки бирси өз еғизи билән яхши яки яман бир нәрсини қилишқа вәдә бәрсә, ундақ ишларда инсанлар ойланмай қәсәм ичиду, вә бу гунани чүшәнмәй кейинирәк билсиму, у әйипкар болиду.

5 Буларниң арисидин бир нәрсидә гунакар болған киши өз бойниға гунасини елип, 6 гунайи үчүн Йәһваға ушшақ малдин қой яки өшкини гуна қурбанлиғиға елип кәлсә, шу чағда роһаний уни гунасидин тазилайду.

7 Әгәр у қой әкәлгидәк әһвали болмиса, өз гунайи үчүн Йәһваға икки пахтәкни яки икки яш кәптәрни елип кәлсун: бирсини гуна үчүн қурбанлиққа, йәнә бирсини — көйдүрмигә. 8 Уларни роһанийға елип кәлсун, вә роһаний авал гунаға болған қушни тәғдим қилип, униң бешини бойнидин үзиду, лекин тенидин бөлмәйду. 9 Мошу қурбанлиқниң қени билән қурбангаһниң темини сепиду, қалған қанни болса қурбангаһниң һулиға төкиду: бу гуна үчүн қурбанлиқ. 10 Иккинчи қушни тохтам бойичә көйдүрмигә ишлитиду, шундақ қилип роһаний у кишини гунадин тазилап, униң гунайи кәчүрүлиду.

11 Әгәр у кишиниң икки пахтәкни яки икки яш кәптәрни әкелиш әһвали болмиса, у чағда гунайи үчүн буғдай униниң бир ефасиниң онинчи қисмини бәрсун, униң үстигә зәйтун мейини қуймисун, шундақла мәстәкниму устигә қоймисун, чүнки бу гуна үчүн қурбанлиқ. 12 Бу унни роһанийға елип кәлсун, роһаний болса униңдин хатирә үчүн толуқ бир очум унни елип, Йәһваниң қурбангаһида қурбанлиққа көйдүрсун: бу гуна қурбанлиғи. 13 Шундақларчә роһаний у кишини ейтилған һаләтләрдики гуналардин тазилайду вә у кәчүрүм қилиниду: қурбанлиқларниң қалғини роһанийға нан һәдийәсидәк қалиду”».

14 Йәһва Пәрвәрдигар Мусаға сөзләп, мундақ деди: 15 «Әгәр кимду-ким қилмиш ясап, Йәһваға беғишланғандин бир нәрсини өзигә елип қелип, хаталиқтин гунаға патса: гунайи үчүн Йәһваға падисидин нуқсансиз қойни сениң баһалишиң бойичә муқәддәс җайниң күмүч шекәллиридә әйип қурбанлиғиға бәрсун. 16 У муқәддәс нәрсигә қарши қилған гунайи үчүн һәқ төлисун, вә униңға бәшинчи қисимни қошуп, роһанийға бәрсун, роһаний униң әйивини әйип үчүн берилгән қой билән япиду вә у кәчүрүлиду.

17 Әгәр кимду-ким Йәһваниң вәсийәтлиригә қарши гуна қилса вә билмигәнликтин әйипкар болуп, гунайини көтәрсә: 18 роһанийға әйип қурбанлиғи үчүн падисидин нуқсансиз қойни сениң баһалишиң бойичә әкәлсун. Роһаний униң билмигәнликтин қилған қилмишини япқанда, униң гунайи кәчүрүлиду. 19 Бу болса Йәһваниң алдида әйипкар болған адәмниң әйип қурбанлиғидур».

Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
Чекинип чиқиш
Тизимлитип кириш
  • Уйғур (кирилл йезиғи)
  • Бөлүшүш
  • Баплашлар
  • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
  • Пайдилиниш шәртлири
  • Мәхпийлик сәясити
  • Мәхпийәтлик тәңшәклири
  • JW.ORG
  • Тизимлитип кириш
Бөлүшүш