Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • Коринтлиқларға 1-хәт 8
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

Башқа тәрҗимиләр

Айәт санини бесип, қатар айәтләрни көрүң.
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
  • 1
  • 2
  • 3
  • 4
  • 5
  • 6
  • 7
  • 8
  • 9
  • 10
  • 11
  • 12
  • 13
Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
Коринтлиқларға 1-хәт 8:1—13

Коринтлиқларға 1-хәт

8 Бутларға атап қурбан қилинған йемәкликкә кәлсәк, һәммимизниң билими бар екәнлигини билимиз. Билим тәкәббурлитиду, меһир-муһәббәт болса мустәһкәмләйду. 2 Әгәр кимду-ким бир нәрсини билип-йәттим дәп ойлиса, у бу нәрсини техи йетәрлик дәриҗидә билмәйду. 3 Лекин ким Худани сөйсә, бундақ адәмни Худа тонуйду.

4 Бутларға аталған йемәкликни истимал қилишқа кәлсәк, шуни билимизки, бут һечнәрсә әмәс һәм пәқәт бир Худадин башқа һечбир Илаһ йоқ. 5 Гәрчә «худалар» аталмиш көплири асманда яки йәрдә болуп һәм нурғунлиған «һөкүмранлар» бар болсиму, 6 биз үчүн пәқәт бир Худа — Ата бар, Униңдин барлиқ нәрсә һәм биз Униң үчүн, бир Һакимдар — Әйса Мәсиһ бар, униң арқилиқ һәммә нәрсә һәм бизму униң арқилиқтур.

7 Амма бундақ билим һәммисидә бар әмәс. Бәзилири бутқа үгинип қелип, мошу вақитқичә тамақни бутқа атиғандәк йәйду вә уларниң виждани аҗиз болғачқа булғиниду. 8 Бирақ тамақ бизни Худаға йеқинлаштурмайду. Әгәр биз йемисәкму — һечнәрсини йоқатмаймиз, йесәкму — һечнәрсигә егә болмаймиз. 9 Лекин қараңлар, силәрниң бу һоқуқуңлар аҗизлар үчүн путликашаң болуп қалмисун. 10 Чүнки әгәр бирси сениң, билими бар кишиниң, бутханидики дәстиханда олтарғиниңни көрүп қалса, у чағда аҗиз адәмниң виждани бутларға аталған тамақни йейишкә уни көндүрмәмду? 11 Һә, сениң билимлириң билән Мәсиһ җенини бәргән аҗиз киши — қериндишиң һалак болиду. 12 Мошундақ қериндашлириңларға қарши гуна қилип вә уларниң аҗиз вижданини җараһәтләп, силәр Мәсиһкә қарши гуна қиливатисиләр. 13 Шуңа, әгәр тамақ қериндишим үчүн путликашаңлиқ болуватса, қериндишим үчүн путликашаң болмаслиққа һәргиз гөш йемәймән.

Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
Чекинип чиқиш
Тизимлитип кириш
  • Уйғур (кирилл йезиғи)
  • Бөлүшүш
  • Баплашлар
  • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
  • Пайдилиниш шәртлири
  • Мәхпийлик сәясити
  • Мәхпийәтлик тәңшәклири
  • JW.ORG
  • Тизимлитип кириш
Бөлүшүш