Йәшая
42 Мана, Мениң қулум, Мән уни қоллап-қувәтләймән.
Мән уни таллавалдим, уни җеним яқтуриду.
Мән униңға Өзәмниң роһини бәрдим,
Шуңлашқа у хәлиқләргә қанунимни берип,
Уларни адаләтликкә үгитиду.
2 У қаттиқ сөзлимәйду вә вақиримайду.
У кочиларда үнини аңлатмайду.
3 У зәхмиләнгән қомучни сундурмайду
Вә аран көйүватқан пиликни өчәрмәйду.
Һәқиқәт бойичә у һөкүм чиқириду.
4 У йәрдә адиллиқни тәстиқлимигичә
Аҗизлишип, чүшкүнлүккә берилмәйду.
Униң аянлирини араллар күтиду.
5 Һәқ Худа Йәһва мундақ дәйду,
У асманларни яритип, уларни яйған.
У йәрни униң барлиқ һәдийәлири
Билән бәрпа қилған еди.
Униң аһалисиға һаят нәпәсини вә униңда
Яшиғучиларға роһ һәдийә қилди:
6 «Мән Йәһва, һәқ һөкүм чиқириш үчүн.
Сени чақирдим. Мән қолуңдин тутуп,
Күзитимән вә сени Өзәм һәм инсанлар
Арисида келишим қилип қойимән.
Шундақ, сән хәлиқләргә нур болисән.
7 Сән корларниң көзини ачисән, мәһбусларни
Зиндандин чиқирисән вә зулмәттә
Олтарғанларни йоруққа ачиқисән.
8 Мән Йәһва. Бу Мениң исмим. Мән һечкимгә
Мениң шан-шөһритимни бәрмәймән вә
Өзәмгила лайиқ мәдһийәмни һечбир бутқа!
9 Авал ейтилғанниң һәммиси орунланди
Һәм Мән әнди йеңиларни ейтимән.
Мән силәргә техи қариси көрүнмигән
Нәрсиләр тоғрилиқ баян қилимән».
10 Йәһва Тәңригә йеңи нахшини ейтиңлар.
Йәр чәтлиридин Униңға апиринлар яңрисун!
Деңизда жүргүчиләр вә уни толтурғучилар
Күй ейтсун. Шундақла араллар һәм
Уларда истиқамәт қилғучилар.
11 Җәзирә һәм униң шәһәрлири шатлансун,
Кедар яшайдиған кәнтләр, қияташлиқ җайда
Яшиғучилар тағ чөққилиридин тәнтәнилисун.
12 Йәһваға шан-шәрәп кәлтүрүп, Уни аралларда
Вәз қилип, шат-хорам мәдһийилисун!
13 Йәһва палвандәк чиқип, әскәрдәк җәңгә
Тәйяр болуп, қаттиқ вақирап, җәңгивар
Роһини қозғап, Өз күч-қувитини
Дүшмәнлиригә намайән қилиду.
14 «Мән узақ теч турдум, үнүмни чиқармай,
Өзәмни туттум. Амма әнди қаттиқ товлап,
Туғутта болған аялдәк, еғир дәм алимән.
15 Мән тағлар билән дөңләрни вәйран қилип,
Улардики бар өсүмлүкни қурутимән.
Дәрияларни аралларға айландуруп,
Көлләрни сазлиқ қиливетимән.
16 Мән қарғуларни улар билмигән йол билән
Елип маңимән, уларға натонуш йол билән
Жүргүзимән. Алдидики қараңғулуқни нурға
Айландуруп, оңғул-доңғул йәрни түзләң
Қилимән. Мошуниң һәммисини улар үчүн
Бәҗирип, уларни ташлимаймән».
17 Өзи ясиған бутлириға ишәнгәнләр кәйнигә
Чекиниду. Улар төмүрдин болған һәйкәллиригә:
«Силәр бизниң худалиримиз!»— дегәнләр
Мәғлупқа учрап, шәрмәндичиликтә қалиду.
18 Һәй, паңлар, тиңшаңлар!
Һәй, қарғулар, қараңлар!
19 Ким йәнә Мениң хизмәтчимдәк қарғу?
Ким Мән әвәткән хәвәрчимдәк паңдур?
Ким сетивелинған, мукапат алған
Йәһваниң қулидәк, нәқәдәр кор?
20 Сән көп нәрсини көрисән, амма байқимайсән.
Сениң қулақлириң очуқ, амма сән аңлимайсән.
21 Йәһва Рәбб һәқиқәт үчүн Өз Қанунини
Улуқлиди һәм уни шанлиқ қилди.
22 Бирақ ушбу хәлиқ талан-тараҗға чүшүп,
Оғриланди. Барлиғи торларға тутулуп,
Зинданларға ташланди. Улар
Қаршилашқучилириниң олҗиси болди
Һәм уларниң кутқузғучиси йоқ. Һечким:
«Уларни қайтурғин!»— демиди.
23 Силәрдин ким буни аңлиди? Ким беқип,
Келәчәккә тегишлик нәрсиләрни чүшәнди?
24 Ким Яқупни булаң-тараҗға вә Исраилни
Қарақчиларға беривәтти? Йәһва әмәсму?
Униңға қарши силәр турмиғанму?
Шундақ, улар Униң йоллири билән меңишни
Халимиди вә Униң нәсиһәтлирини тиңшимиди.
25 Шу чағда У уларға ғәзивиниң қәһрини төкүп,
Әтрапида һәммини көйдүргән урушниң отини
Әвәтти. Шундақ болсиму, Исраил әқлигә
Кәлмиди һәм буниңға диққәт бөлмиди.