Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • Колосилиқларға 3
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

Башқа тәрҗимиләр

Айәт санини бесип, қатар айәтләрни көрүң.
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
  • 1
  • 2
  • 3
  • 4
  • 5
  • 6
  • 7
  • 8
  • 9
  • 10
  • 11
  • 12
  • 13
  • 14
  • 15
  • 16
  • 17
  • 18
  • 19
  • 20
  • 21
  • 22
  • 23
  • 24
  • 25
Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
Колосилиқларға 3:1—25

Колосилиқларға

3 Әгәр силәр Мәсиһ билән тирилдүрүлгән болсаңлар, Худаниң оң тәрипидә Мәсиһ олтарған асмандики нәрсини издәңлар. 2 Йәрдикини әмәс, асмандикини ойлаңлар, 3 чүнки силәр өлгәнсиләр һәм силәрниң һаятиңлар Худа билән бирликтә болған Мәсиһкә тапшурулған. 4 Мәсиһ — бизниң һаятлиғимиз ашкариланған чағда, силәрму униң билән биллә шан-шәрәптә ашкарилинисиләр.

5 Шуңа тәндики нуқсанларни, йәни җинсий әхлақсизлиқ, напаклиқ, шәһвәт, хәтәрлик хаһишлар һәм бутпәрәсликкә ятидиған ачкөзлүкни өлтүрүңлар. 6 Чүнки булар Худаниң ғәзивини қозғайду. 7 Силәрму бир вақитларда мошуниң һәммисини қилип иш тутқандиңлар. 8 Амма әнди өзәңлардин мошуниң һәммисини: қәһәр, ғәзәп, җаһиллиқ, һақарәтлик вә әдәпсиз сөзләрни нери қилиңлар. 9 Бир-бириңларға ялған сөзлимәңлар. Өзәңлардин кона шәхсни униң ишлири билән йешип 10 һәм Яратқучиға охшап, тоғра билимгә бенаән йеңилиниватқан йеңи шәхскә кийиниңлар. 11 Әнди йә грек, йә йәһудий, йә хәтнилик, йә хәтнисизлик, йә чәтәллик, йә скиф, йә қул, йә әркинму йоқ, бәлки һәммә вә һәммидә Мәсиһтур.

12 Демәк, Худаниң таллавалғанлиридәк, муқәддәсләр вә сөйүмлүкләр, һәмдәртликкә, меһриванлиққа, әқил мөмүнлигигә, мулайимлиққа һәм сәвирликниң назук сезимлириға пүркүнәйли. 13 Һәтта әгәр кимду-бирсиниң башқисиға шикайәт қилишиға асас болсиму, бир-бириңларға чидамлиқ болуп, бир-бириңларни һиммәтлик кәчүрүңлар. Йәһва силәрни һиммәтләрчә кәчүргинидәк, силәрму шундақ кәчүрүңлар. 14 Униңдин ташқири, меһир-муһәббәткә йөгиниңлар, чүнки у — бирликниң мукәммәл риштилиридур.

15 Мәсиһниң течлиғи қәлблириңларда һөкүм сүрсун, чүнки силәр шуниңға бир тәндә чақирилдиңлар. Йәнә миннәтдар болуңлар. 16 Мәсиһниң сөзи силәрдә мол болуп, пүтүн даналиғи билән маканлашсун. Бир-бириңларға тәлим беришни жүрәклириңларда разилиқ билән Йәһваға саз челип, йеқимлиқ роһий нахшилар, Худани мәдһийиләйдиған зәбур-нәғмиләр билән давамлаштуруңлар. 17 Немә ейтиштин һәм қилиштин қәтъий нәзәр, һәммини Һакимдаримиз Әйсаниң нами билән қилип, униң арқилиқ Худа Атиға рәхмәт ейтиңлар.

18 Аяллар, әрлириңларға Һакимдар йолиға лайиқ беқиниңлар. 19 Әрләр, өз аяллириңларни сөйүшни тохтатмаңлар вә улар билән қопал болмаңлар. 20 Балилар, һәммә нәрсидә ата-анаңларни тиңшаңлар, чүнки бу Һакимдаримизға яқиду. 21 Атилар, балилириңларниң көңли чүшмәслиги үчүн, уларни териктүрмәңлар. 22 Қуллар, дайим йәрдики ғоҗайинлириңларға бойсунуңлар, адәмләргә йеқишқа тиришидиғанлиғини көрситидиғанлардәк әмәс, бәлки Йәһвадин әймиништә, жүрәкниң сәмимийлигидә беқиниңлар. 23 Немила қилмисаңлар, буни адәмләр үчүн әмәс, бәлки пүткүл вуҗудуңлардин Йәһва үчүн қиливатқандәк, тиришиңлар, 24 чүнки шуни билиңларки, шундақ әһвалдила Йәһвадин мукапатқа мирасни алисиләр. Ғоҗайинимиз Мәсиһкә қуллардәк хизмәт қилиңлар. 25 Яманлиқ қилғучиға болса, қилған барлиқ яманлиғиға яриша қайтурулиду. Тәңри үз-хәтир қилмайду.

Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
Чекинип чиқиш
Тизимлитип кириш
  • Уйғур (кирилл йезиғи)
  • Бөлүшүш
  • Баплашлар
  • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
  • Пайдилиниш шәртлири
  • Мәхпийлик сәясити
  • Мәхпийәтлик тәңшәклири
  • JW.ORG
  • Тизимлитип кириш
Бөлүшүш