Римлиқларға
13 Һәрқандақ җан жуқарқи һакимийәтләргә беқинсун, чүнки Худадин болмиған һакимийәт йоқтур. Моҗут һакимийәтләр Пәрвәрдигар уларға бәргән җайларни егилимәктә. 2 Шуниң үчүн һакимийәткә қаршилиқ қилғучи Худаниң орунлаштурған интизамиға қарши чиқиду, қаршилиқ көрсәткәнләр болса өзлири сораққа тартилиду. 3 Башқурғучилар яхши ишларға әмәс, бәлки яман ишларға қорқунучлуқтур. Һакимийәттин қорқушни халимамсән? Яхшилиқ қил вә униң махтишиға еришисән. 4 Һакимийәтләр — бу сениң пайдаң үчүн Худаниң хизмәтчилиридур. Лекин яманлиқ қилсаң, қорққин: улар бекардин қилич есивалмиған, улар — Худаниң хизмәтчилири, яманлиқ қилғучиларға ғәзәп төкүдиған интиқамчилардур.
5 Шуңлашқа силәрдә бу ғәзәпни әстә тутуш биләнла әмәс, бәлки сап виждан бойичиму беқиниш үчүн асаслиқ сәвәп бар. 6 Шу сәвәптин силәр селиқларниму төләватисиләр, чүнки улар кишиләрниң пайдиси үчүн Худаниң хизмәткарлири һәм мошу мәхсәткә дайим хизмәт қилиду. 7 Һәркимгә тегишликни бериңлар: кимгә селиқ — селиқ, кимгә баҗ — баҗ, кимгә һөрмәт — һөрмәт, кимгә иззәт-еһтирам — иззәт-еһтирам.
8 Бир-бириңларни сөйүштин башқа, һечкимгә һечнәрсидә қәриз болмаңлар, чүнки башқисини сөйгән киши Тәврат қанунини орунлиди. 9 Сәвәви, қанунларниң топлимидики «нека вапалиғини бузма, өлтүрмә, оғрилима, башқисиниңкини халима», дегән һәрқандақ әмирләр биридила: «йениңдики кишини өзәңдәк сөйгин», дегәндә жиғилған. 10 Меһир-муһәббәт йенидики кишигә яманлиқ қилмайду, шуңлашқа меһир-муһәббәт — бу Тәврат қанунини орунлаштур.
11 Қандақ вақитта яшаватқиниңларни билип, шундақ қилиңлар. Силәр үчүн уйқидин ойғиниш вақит-саати кәлди, чүнки қутқузулушимиз дәсләп етиқатчилар болған чағлиримизға қариғанда техиму йеқинлашти. 12 Түн өтүватиду, күн йеқинлашти. Өзүмиздин қараңғулуқниң ишлирини ташлап, йоруқлуқниң қуралини асайли. 13 Күндүзгә мувапиқ диянәтлик һаят кәчүрәйли, әйши-ишрәткә вә шарапхорлуққа, зинахорлуққа вә бузуқ жүрүш-турушқа, урушқақлиққа вә көрәлмәсликкә йол қоймайли. 14 Әксичә, Һакимдаримиз Әйса Мәсиһкә тәқлит қилип, тәнниң гунакар һәвәслирини қандақ орунлашни ойлаштурмаңлар.